Хитай рәсмий сақчилири сериқбуя вәқәсидә ярдәмчи сақчиларни қалқан сүпитидә қолланған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.11.21
pichan-lukchun-saqchi-charlash.jpg Пичан лүкчүн вәқәсидин кейин сақчилар ахбарат орунлириниң рәсимгә тартишини тосуватқан көрүнүш. 2013-Йили 27-июн, пичан.
AFP

Мәлум болушичә, маралбеши наһийисиниң дөләт аманлиқ хизмитигә мәсул рәһбири қурбан һәйдәр 16-ноябир күни әтигәндә сериқбуя сақчихана хадимлириға йиғин ечип, шу күнлүктә икки нәпәр сәзгүр гумандарни тутидиғанлиқини, шуңа вәқә чиқип қелиш еһтимали барлиқини әскәртип, сақчиларни һошяр болушқа вә һәрикәткә тәйяр турушқа агаһландурған. Арқидин сақчиханиниң искилатидики запас қорал вә оқ рәсмий сақчиларға толуқлап тарқитип берилгән. Пәқәт ярдәмчи сақчиларғила қорал берилмигән. Әмма һуҗум башланғанда рәсмий сақчилар йәни дөләт сақчилири бинаниң ишикини тақивелиш арқилиқ, бир тәрәптин һуҗумчиларниң алдини тосқан болса, йәнә бир тәрәптин өзлириниң ярдәмчи сақчилириниң бинаниң ичигә қечип киришигиму пурсәт бәрмигән. Хитайниң дөләт сақчилири ярдәмчи сақчиларни қалқан сүпитидә пайдилинип туруп пидаийларни оққа тутқан.

***********************

Хадим: шу күни әтигәндә сақчиханида йиғин ечилған, арқидин қорал вә оқ тарқитип берилгән.
Мухбир: қорал немә үчүн тарқитип берилгән? бир вәқә чиқип қелишни билгән гәпму?
Хадим: пәвқуладдә бир вәқә чиқип қалса дәп алдини елиш тәдбирлири сүпитидә тарқитип берилгән.
Мухбир: бу йәрдә 23-апрел вәқәси йүз бәргән болғандикин, һәр вақит алдини елиш тәдбирлири бар дәп тәхмин қилимиз, шу күни қорал тарқитиштики сәвәб немә?
Хадим: игиләнгән учурға асасән икки адәмни тутмақчи, уларни тутқандин кейин вәқә чиқип қелиш еһтимали бар дәп тәхмин қилинған, сақчиларни һошяр болушқа агаһландурған.
Мухбир: демәк, икки гумандарни тутқандин кейин уларниң һәмраһлири һуҗум қип қалиду дәп тәхмин қилинғанму?
Хадим: шундақ. Адәттә рәсмий сақчиларниң һәммиси һәр вақит қорал көтүрүп йүрмәйду;, шу күни әтигәндә искилатта бар қоралниң һәммиси тарқитип берилгән. У күни ярдәмчи сақчилардин башқиларниң һәммсидә қорал бар.

*********************

Мухбир: сериқбуя сақчиханисиму?
Хадим: һә, немә гәп?!
Мухбир: немә ишларни қиливатисиләр? һазир вәзийәт қандақ?
Хадим: һазир вәзийәт яхши, җибәрдә(нөвәттә) туруватимиз.
Мухбир: һазир қанчә сақчи бар нөвәттә туруватқан?
Хадим: рәсмий сақчидин 4, ярдәмчи сақчидин 10.
Мухбир: шәнбә күнидики вәқәдин кейин тәкрар йәнә вәқә йүз бәрдиму?
Хадим: яқ.
Мухбир: шу күни вәқә йүз бәргән мәйданда сизму барму?
Хадим: бар.
Мухбир: сиздиму қорал бармиди?
Хадим: дәсләптә йоқти, кейин берилди.
Мухбир: шу күни әтигәндә алағирдики икки гумандарни тутушқа меңишниң алдида сақчиларға қорал тарқитилди дегән гәп бар, у чағда сизгә берилмигәнму?
Хадим: шундақ, әтигәндә қорал тарқитилған, әмма қорал һәммизгә бирдин тоғра кәлмигән.
Мухбир: қорал тарқитилғиниға қариғанда, вәқә чиқиду дәп ениқ уқтурғанму?
Хадим: шундақ уқтурған, һошяр болуңлар дегән.
Мухбир: сизгә қанчә пай оқ берилди? қанчиликни аттиңиз?
Хадим: маңа 30 пай оқ берилгән, аттим; әмма у күнки ваш-вашчилиқта қанчилик оқ атқинимни билмәймән.
Мухбир: шу күни бинаниң ишики тақивелинғанда ярдәмчи сақчилар бинаниң ичигә кирип болғанму яки....
Хадим: яқ.
Мухбир: әмисә, немә үчүн бина ишикини тақивалдиңлар?
Хадим: у куңбуфензилар(террорчилар) бинаға кирәйла дәп қалған.
Мухбир: шу күни сақчиханида қанчилик ярдәмчи сақчи бар иди?
Хадим: һәммә сақчиларға йиғин бар дәп уқтуруш қилинған; саәт икки мәзгилидә 20 нәччә ярдәмчи сақчи топланған. Уштумтут йиғин саәт 5кә кечиктүрүлди деди; шуниң билән ярдәмчи сақчиларниң йерими қайтип кәтти, йерими сақчиханида қалған.
Мухбир: шуниңда, бинаниң ишики тақалғандин кейин бинаниң сиртида қалған сақчи қанчә?
Хадим: 7-8 яқ, 10 ға йеқин бар.
Мухбир: булардин қанчиси өлүп, қанчиси яриланди?
Хадим: иккиси өлди, 4 и яриланди.
Мухбир: өлгән сақчи 3 дейилгәнғу?
Хадим: йәнә бири минҗиң(рәсмий сақчи).
Мухбир: шу күни дәрвазиниң сиртида топланған кишиләр билән араңларда немә иш йүз бәрди?
Хадим: улар шу қизиқип топланғанлар иди, тарқитивәттуқ.
Мухбир: мундақ бир гәп бар: дәрвазиниң алдида топланғанлар қоруниң ичидә етиливатқанлар арисида бизниң балилиримзму болуши мумкин дегән әндишә билән “атмаңлар, атсаңларму путиға етип тутуп сотлаңлар” дәп ялвурған яки наразилиқ билдүргән.....
Хадим: сақчиханимиз йәкән ташйолиниң үстидә болғачқа, йиғилған адәм наһайити җиқ, миңға йеқин адәм бар, уларниң ичидә немә гәпләр болғанлиқини мән уқмаймән.

Мәлум болушичә нөвәттә вәқәдә өлгән ярдәмчи сақчиларниң аилә-тавабиатлири, рәсмий сақчиларниң вәқә чиқип қелиш еһтималини билип туруп, өзлириниң сақчихана дәрвазисида поста турмиғанлиқи, һәтта һуҗум башланғанда бинаға қулуп селивелип, ярдәмчи сақчиларниң өзини қутқузушиға пурсәт бәрмигәнлики, йәни өзлириниң һаятини қоғдаш үчүн ярдәмчи сақчиларни қалқан сүпитидә пайдиланғанлиқи үстидин шикайәт қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.