Пәйзиваттики сақчи: “қолумда сот ечилмастин чиқирилған һөкүмнамиләр бар”
2017.10.26

Мухбиримизниң пәйзиватқа қаратқан телефон зиярити давамида шаптул йезилиқ сақчихана хадими қолида тутқунлар һәққидә сот ечилмай туруп чиқирилған һөкүмнамиләр барлиқини ашкарилиди. Униң баян қилишичә, у мәсул кәнттин 46 киши “тәрбийәләш” кә апирилған, булардин 30 нәпири кесилгән, әмма сот ечилмиған. У, кесилгәнләрдин 26 нәпириниң һөкүмнамисини өзи толдуруп аилә тавабиатлириға йәткүзүп бәргән. У йәнә қолида бош һөкүмнамидин үчи барлиқини ашкарилиди. Йеңисарниң саған кәнтидики бир тутқун аилә тавабиатиму мәһәллисидики тутқунлар үстидин сот ечилмиғанлиқи, алақидар хадимларниң һөкүмнамини өйму-өй тарқитип бәргәнликини баян қилди.
Йиллардин бери хитай даирилири сиясий мәһбуслар үстидин аилә әзалирини қатнаштурмиған һалда мәхпий шәкилдә сот ечип келиватқан иди.
Җәмийәт учурлирида дейилишичә, уйғур аптоном районида давам қилған бу йилқи қаттиқ зәрбә долқунида қолға елинғанлар сани интайин көп болғачқа җәнубтики вилайәтләрдә сот орунлириниң мәхпий сот ечишқиму вақти йәтмигән; нәтиҗидә сот һөкүми йезилған һөкүмнамә гираппилири һәрқайси сақчиханиларға тарқитип берилгән. Сақчи хадимлири қоллиридики алдин тәйярланған сот һөкүмнамисидики бош орунға тутқунларниң исми вә кесилгән йилини толдурғандин кейин, бу һөкүмнамини тутқунларниң аилә тавабиатиға йәткүзүп бәргән.
Җәмийәттә тарқалған бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн биз пәйзиватниң шаптул йезилиқ сақчихана хадимидин бу һәқтә мәлумат соридуқ. Униң баян қилишичә, бу йил у мәсул болған кәнттин 46 киши тутулған. Булардин 30 нәпири кесилгән. Кесиветилгән 26 кишиниң һөкүмнамисини у өзи толдуруп аилисигә тарқитип бәргән.
Униң баян қилишичә, сот ечилмай туруп өзигә берилгән бу һөкүмнамиләрдә мәһкумларниң исми вә кесилгән йили йезилмиған, әмма қилмиши, әйибнамиси вә хитай қануни бойичә җазаси йезилған.
Бу сақчи хадими йәнә қолида 3 гумандар үстидин чиқирилған бош һөкүмнамә барлиқини, әмма тутқунлар үстидики сорақ вә тәкшүрүшниң түгимигәнлики, тәкшүрүш ахирлашқандин кейин, мәзкур гирапиға тутқунларниң исим фамилиси вә йилини толдуруп аилисигә тапшуридиғанлиқини ейтти.
Йеңисарниң саған йезисида 10 йиллиқ кесиветилгән сабиқ мәһбус абдувасип өмәр үстидин сот ечилмиған. Әмма алақидар хадимлар абдувасип өмәр вә кәнттики башқа мәһкумлар җаза лагериға йолланғандин кейин, улар һәққидики һөкүмнамини мәһкум аилилиригә тарқитип бәргән. Мәлум болушичә, сот ечилмастин чиқирилған бу хил һөкүмнамиләр көпинчә һалларда йезилиқ сиясий қанун комитети тәрипидин толдурулған, сақчилар вә кәнт секретарлиридин тәрипидин тарқитилған.