Таһирҗан қаһири: “қәшқәр университетиниң сақчилирини қара җәмийәт кишилиридәк һес қилдим”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.02.12
tahir-mutellippqahiri-mutellip-sidiq-qahiri.jpg Қәшқәрдики исимшунас тәтқиқатчи мутәллип сидиқ қаһириниң германийәдә оқуш вә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан оғли таһир мутәллип қаһири дадисиниң рәсимини көтүрүп, хитай даирилирини дадисини қоюп беришкә чақирди. 2018-Йили декабир, германийә.
Suretni Tahir Mutellip Qahiri teminligen

Германийәдә оқуватқан докторант таһирҗан мутәллип қаһири лагердики дадиси мутәллип сидиқ қаһириниң әһвалини сүрүштә қилип, қәшқәр университетиниң сақчиханисиға телефон қилған. Сақчилар униңдин дадисиниң әһвалини йошурған. Сақчилар билән телефонда қилишқан сөзлириниң аваз хатирисини мухбиримиз билән ортақлашқан таһирҗан сақчиларниң қопал позитсийәсидин нормал бир дөләт хадимлириниң әмәс, бәлки бир қара җәмийәт кишилириниң тәбиитини һес қилғанлиқини баян қилди.

Германийәдә оқуватқан доктор аспирант таһирҗан мутәллип қаһири өткән йилиниң оттурилиридин башлап лагерға елип кетилгән дадиси, йәни қәшқәр университетиниң дәм елишқа чиққан профессори, атақлиқ исимшунас тәтқиқатчи мутәллип сидиқ қаһириниң әһвалини сүрүштә қилип қәшқәр университети сақчиханисиниң хадимлириға телефон қилған. Сақчи хадимлири түрлүк баһанә-сәвәбләрни көрситип, профессор мутәллип сидиқ қаһириниң әһвалини униңдин йошурған. Ваң пиң исимлик аманлиқ бөлүми мудири таһирҗан мутәллипниң кимликини тәпсилий хатириливалғандин кейин, бу һәқтә телефонда мәлумат берәлмәйдиғанлиқини, әгәр дадиси һәққидә мәлумат билмәкчи болса қәшқәр университетиға келиши керәкликини ейтқан.

Таһирҗан сөз арисида қәшқәр университети сақчилириниң бу позитсийәсидин дөләт хадимлириниң әмәс, бәлки бир қара җәмийәт кишилириниң тәбиийтини һес қилғанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, таһирҗан мутәллип қаһири дадисиниң лагерда икәнлик хәвирини аңлиғандин кейин, бир тәрәптин телефон арқилиқ дадисиниң из-дерикини хитай даирилиридин сүрүштә қилса, йәнә бир тәрәптин ахбарат орунлири билән алақиләшкән. У германийә һөкүмәт орунлириғиму дадисиниң әһвалини мәлум қилған. Германийә һөкүмитиниң алақидар орунлири таһирҗандин һал сораш билән бирликтә униң дадисиниң учурини елиш үчүн тегишлик тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқини билдүргән.

7-8 Айдин бери лагерға соливелинған, бу йил 68 яшқа киргән мутәллип сидиқ қаһири миңларчә оқуғучиға илим бәргән бир маарипчи, “қәшқәр педагогика институти илмий журнили” да муавин баш муһәррир болуп 20 йилчә хизмәт қилған бир нәширятчи шундақла уйғур оқурмәнлиригә “уйғур киши исимлири қамуси” қатарлиқ намлиқ қиммәтлик қорал китабларни тәқдим қилған бир тәтқиқатчи иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.