Тайландниң ноңкәй мусапирлар мәркизидин қечип чиққан уйғурлар йәнә тутулуп қалған
2016.09.21
Сәйшәнбә күни әтигән сәһәр саәт 1-2 ләрдә, тайландниң шәрқий-шималидики ноңкәй мусапирларни тутуп туруш мәркизидики 10 нәпәр уйғур мусапир ямғур йеғиватқан вә ток кәткән пурсәттин пурсәттин пайдилинип, мусапирлар мәркизидин қечип чиққан.
Тайланд сақчи даирилириниң ахбарат васитилиригә ашкарилишичә, улар мусапирлар мәркизиниң 2 қәвәтлик бинасиниң өгзисини ечип, шу йәрдин қечип чиққан. Уйғур мусапирлириниң қечип кәткәнликини байқиған сақчилар ноңкәй районида қаттиқ ахтуруш елип берип, улардин 9 кишини йәнә тутувалған. Улар тутулуп қалғучилик болған бу арида азрақ кәм 24 саәт қечип йүргән.
Тайланд ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, уларниң 9 нәпири тутулуп қалған болсиму, әмма улардин бириниң һазирға қәдәр из-дерики йоқ икән. Тайланд һөкүмити болса ахбарат васитилирини бу уйғур мусапирлириниң сәпәр мәнзилигә даир учурлар билән тәминләшни рәт қилған.
Тайланд көчмәнләр сақчисиниң муавин комиссари чартчай таң иям тайланд ахбаратлириға бәргән баянатида, “уларниң мәнзилигә даир деталлар дөләт бихәтәрлики кириду вә хәлқара мунасивәткә ятиду” дегән.
Әмма тайланд даирилириниң уйғур мусапирлирини давамлиқ тутуп туруши вә уларға учурларни қаттиқ контрол қилиши д у қ ни қаттиқ биарам қилған. Қурултай баянатчиси дилшат ришит, тайландтики уйғурларниң хәтәрлик әһвалда туруватқанлиқини әскәртип, тайланд даирилирини уларниң қечишиға аңлиқ қарашқа чақирди.
Дилшат ришит мундақ деди: “буларниң қечишиға алди билән тайланд инсанпәрвәрлик билән қараш керәк. Уларға башқа дөләтләрдин қечип кәлгән қачақларға охшаш муамилә қилса хаталишиду. Буларниң тәқдири наһайити хәтәрлик, хитайниң бесими еғир. (Тайланд) униң алдидиму бир түркүм (уйғур)ни мәҗбури қайтурувәтти. Бундақ әһвалда улар өзиниң һаятини қутулдуруш үчүн һәр хил йолларға мәҗбур болиду. Буни реаллиқ, дәп қараш керәк.”
Тайланд даирилириниң тайланд ахбарат васитилиригә билдүрүшичә, тайланд даирилириниң сәйшәнбә күни ноңкәй мусапирлар тутуп туруш мәркизидин қачқан бәзи уйғурларни тутуп туруватқанға 2 йилдәк болған.
Улар бурун баңкок мәркизи мусапирлар тутуп туруш мәркизидә болуп, бу орун мусапирлар билән тошуп кәткәчкә даириләр бу 10 уйғурни бу йил 6-айда тайландниң ноңкәй районидики мусапирлар мәркизигә йөткәп кәлгән.
Тайланд шәрқий-шимал районлуқ көчмәнләр сақчи башлиқи патипат субан нааюдя тайланд ахбаратиға бәргән учурида, баңкок сақчи даирилириниң бу уйғурларни өзлиригә әвәтип бәргән болсиму, әмма уларға даир һечқандақ тәпсилий учур билән тәминлимигәнликини билдүрүп, “улар бу тутқунларни бизгә әвәтип, уларниң исминила бәрди, халас” дегән.
Униң көрситишичә, ноңкәй мусапирлар тутуп туруш мәркизи түрмигә охшаш селинмиғачқа, уйғурлар мусапирлар қачқанда һечқандақ әсваб ишләтмигән. У, тутуп туруш мәркизиниң бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқини билдүрүп, “бирақ биз кишилик һоқуққа хилаплиқ қилсақ болмайду. Уларға кишән селип қоялмаймиз. Чүнки, улар тутқун, җинайәт гумандари әмәс”дегән.
Лекин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң нәзиридә, тайланд мусапирларни тутуп туруш мәркәзлириниң тәсири унчилик яхши әмәс. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати илгири тайланд мусапирлар мәркәзлириниң шараити, даириләрниң мусапирларға тутуватқан муамилиси вә мусапирларниң узун мәзгил тутуп қелинидиғанлиқини тәнқидлигән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит, тайланд һөкүмитиниң уйғур мусапирлирини давамлиқ тутуп турушқа һечқандақ сәвәби йоқлуқини тәкитләп, уйғур мусапирлар пәқәт хитайниң бесимида тутуп турулуватқанлиқини, тайландниң уйғур мусапирлирини уларни қобул қилишни халайдиған башқа дөләткә йолға селип қоюшни тәләп қилди.
Дилшат ришит: “тайландниң бу мәсилидә хәлқара өлчәм бойичә уларни 3-бир дөләткә, улар илтимас қилған дөләткә йоллап беришини тәләп қилимиз. Униңдин сирт, бу мәсилигә тайландниң өзила әмәс, хәлқараниң җиддий арилишип, шу балиларни хәтәрдин қутулдуруп 3-бир дөләткә йөткилип беришиға қурултай әлвәттә давамлиқ җиддий хизмәт ишләйду. Һазир уларни пәқәт хитайниң бесимида тутуп туруватиду. Хитай бесими болғачқа тайланд һөкүмити бурун бир апиривәтти. Һазир әмди бу мәсилә тайландқа наһайити назук бир мәсилә болуп қелип, һәл болмай туруватиду” деди.
Тайланд һөкүмити 2015-йили 7-айда аз дегәндә 110 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруп берип, б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. У, бу уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп бериштин сәл аввал, көп қисми аяллар вә балилар болуп 170-180 дәк уйғур мусапирни түркийәгә йолға салған.
Тайланд һөкүмити уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп берип узун өтмәй униң баңкок шәһәр мәркизидики бир ибадәтхана бомба һуҗумиға учриған. Һуҗумда 25 адәм өлгән, 125 адәм яриланған.
Тайланд һөкүмити вәқәниң уйғурларға четишлиқ икәнликини рәт қилған болсиму, әмма тайланд вә хәлқара ахбарат васитилириниң һуҗумниң уйғурларға четишлиқ өч елиш һәрикити икәнликини илгири сүргән.
Тайланд ахбаратиниң қәйт қилишичә, тайланд шәрқий-шимал районлуқ көчмәнләр сақчи әмәлдари патипат ноңкәй мусапирлар мәркизидики уйғурларниң қачан тутуп туруш мәркизидин айрилидиғанлиқи мәлум әмәсликини билдүрүп, уларниң қачан айрилиши “бу улар баридиған мәнзил дөләткә мунасивәтлик.... Әгәр улар буларни алмаймиз десә, биз уларни у йәргә йолға салалмаймиз” дегән.