Тайландтин қайтурулған уйғурлардин 2 нәпириниң ават наһийисидә сотланғанлиқи мәлум болди
2015.10.21
Тайланд һөкүмити 109 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруп аридин төт айға йеқин вақит өткәндә уларниң ичидики иккийләнниң юрти ават наһийәсигә елип келинип сотланғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, бу йил 7-айниң 7-күни кечидә 109 нәпәр уйғур мусапир хитай сақчилириниң қаттиқ назарити астида мәхсус айропилан билән баңкоктин бейҗиңға елип келингән. Улар бейҗиңда бир мәзгил тутуп турулғандин кейин, түркүмгә бөлүнүп уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритигә өткүзүп берилгән.
Ават наһийәсидин зияритимизни қобул қилған бир нәпәр муқимлиқ кадириниң баянлириға қариғанда, аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назарити тайландтин қайтурулған һәр бир уйғур һәққидә дело турғузған. Һәр бир тутқунниң арқа көрүнүши билән әслидики юрт тәвәликини ениқлап чиққандин кейин, уларни өз юртидики сақчи орунлириға өткүзүп бәргән.
Игилишимизчә, уларниң ичидики 2 нәпири юрти ават наһийәсигә елип келинип бир айниң алдида сотланған. Наһийәлик радио-телевизийә идариси бу иккийлән һәққидә мәхсус филим ишләп, йеза-кәнтләрдә аммиға көрсәткән.
Йеңиериқ йезисиға муқимлиқ хизмити үчүн чүшкән мәзкур кадирниң ашкарилишичә, бу икки нәпәр уйғур ават наһийәсиниң бәшериқ йезисидин икән. Улар ават наһийәсигә қайтуруп келингәндин кейин наһийәлик сотта сотланған. Һалбуки, у мәзкур сотниң җәряни вә ахирқи һөкүм һәққидә ениқ хәвириниң йоқлуқини билдүрди.
Униң көрситишичә, наһийәлик сиясий-қанун комитети бу иккийләнниң қандақ қилип тайландқа барғанлиқини, у йәрдә қандақ җапа-мушәққәтләрни чәккәнлики вә өз қилмишиға қаттиқ това қилғанлиқи һәққидә мәхсус филим ишләп, йеза-кәнтләрдә деһқанларға көрсәткән.
Биз бу һәқтә йәрлик сақчи орунлириниң инкасини елиш үчүн, ават наһийәсиниң долан йезилиқ сақчиханиси билән тамтоғрақ йезилиқ сақчиханисиға телефон қилдуқ. Улар тайландтин қайтуруп келинип ават наһийисидә сотланған иккийлән һәққидә тәпсилий учур беришни рәт қилған болсиму, әмма улар һәққидә ишләнгән филимниң йеза-кәнтләрдә қоюлуватқанлиқини дәлиллиди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.