Адам қарадағ (билал муһәммәт) банкоктики партлашқа четишлиқ икәнликини рәт қилди

Мухбиримиз әркин
2016.02.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
tayland-partlash-neq-meydan.jpg 20 Адәм өлгән, 120 дин артуқ адәмни яриландурған бомба партлаш вәқәси йүз бәргән баңкоктики ераван ибадәтханисиниң устидин көрүнүши. 2015-Йили 18-авғуст, тайланд.
Wasawat Lukharang/NurPhoto

Тайланд һөкүмити бултур 17 - авғуст банкок ериван буддист ибадәтханиси йенидики партлашқа четилиқ, дәп қолға елинған 2 уйғурни сәйшәнбә күни сотлайду. Бирақ сот һарписида тутқунлардин адам қарадағ дегән исим билән тонулған билал муһәммәт, дүшәнбә күни адвокати арқилиқ тайланд һәрбий даирилириниң униңға артқан җинайәтлирини рәт қилған.

Адам қарадағниң адвокати скочарт канпайниң дүшәнбә күни ройтерс агентлиқиға билдүрүшичә, адам қарадағ илгири “җинайити”ни иқрар қилишқа мәҗбурланған. Адвокат канпай, “әйни чағда у тән җазасиға учриған һәм бесим астида қалған. Мана бу униң артилған җинайәтни иқрар қилишидики сәвәб” дәп көрсәткән.

Сақчилар илгири адам қарадағ билән партлашқа четишлиқ, дәп қолға елинған йәнә бир уйғур - мирәли йүсүпниң “җинайити”ни иқрар қилғанлиқини елан қилған иди.

Әмма адам қарадағниң адвокатиниң дүшәнбә күни елан қилған баянати д у қ ниң диққитини қозғиди. Д у қ баянатчиси дилшат ришит, адам қарадағниң тән җазасиға учриғанлиқи, униң “җинайәт”ни тән җазаси астида иқрар қилғанлиқиға даир сөзлиридин бу дилониң адил сотлинишиға болған әндишиси күчәйгәнликини билдүрди. У сотниң адил вә очуқ - ашкара ечилишини үмид қилди.

Дилшат ришит: “һазирқи гәп нәдә, дегәндә, алдида бу җинайәтни бойниға елип, арқидин қийин - қистақ арқилиқ мәҗбурлиди, дегәнниң өзи бу йәрдә сирлиқ бир мәсилиниң болуватқанлиқини көрситип туриду.

Бу мәсилини йешиш үчүн әлвәттә сот очуқ болуши керәк, бу инсанниң очуқ - ашкара өзини ақлаш, мәтбуат әркинлики арқилиқ өзиниң немә сәвәбдин қийин - қистаққа елинғанлиқини билишкә толуқ шәрт - шараит яритилиши керәк, дәп қараймән. Тәрәпсиз көзәткүчиләр сот мәһкимисигә кирип, толуқ аңлитиши зөрүр, дәп һесаблаймән. Сотниң тәрәпсиз бөлүшини үмид қилимиз.

Әдлийә сестимисини хитайниң беисмиға қаримай адил ақлиниш һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақиримиз.” деди.

Адам қарадағ билән мирәли йүсүп иккәйлән тунҗи қетим 2015 - йили 11 - айда сот мәһкимисигә чиқирилған. Әмма мәһкимидә улар тәрҗиман мәсилиси сәвәблик уларға артилған “җинайәт”ни қобулму қилмиған, рәтму қилмиған иди.

Адвокат канпайниң ашкарилишичә, тайланд һәрбий һөкүмити у иккәнләнни қатиллиқ, партлатқуч сақлаш қатарлиқ 10 түрлүк җинайәт билән әйиблигән болсиму, әмма “террорлуқ” җинайити артмиған.

Тайланд һөкүмити изчил партлашниң “террорлуқ” икәнликини рәт қилип, вәқә “адәм қачақчилириниң өч елиш һәрикити” дегәндә чиң туруп кәлди. Тайланд даирилириниң илгири сүрүшичә, қачақчилар тайландниң уйғур мусапирлирини улар дин қутулдуруп, юртиға йолға салғанлиқидин өч алған.

Хитай һөкүмити болса партлашни уйғурларға бағлашқа қарши туруп, уни террорлуқ, дәп аташтин өзини қачуруп кәлди. Хитайниң банкок әлчиханиси, партлашни һәр қандақ бир милләткә бағлашқа қарши икәнликини билдүргән иди.

Хитайниң бу вәқәдики позитсийәси көзәткүчиләрдә һәр хил гуманлиқ соалларни пәйда қилған. Америкидики вәзийәт анализчииси илшат һәсән әпәнди, хитайниң партлашни террорлуққа бағлимаслиқидики сәвәбләрни мундақ чүшәндүрди: ““хитай һөкүмити әзәлдин уйғурларниң бундақ муваппәқийәтлик паалийитини мәйли у қандақ шәкилдики паалийәт болсун, әлвәттә мән буниң һәммисигә қошулуп кәтмәймән, буниң һәр қандақ бир хилдикисиниң башқиларға илһам беришиниң алдини елишқа тиришиду. Мәсилән, вәтән ичидики җиқ вәқәләрни, болупму хитай сақчилириниң өлгән санини, учриған зиянлирини кечиклитип яки йоқитип елан қилиду. Мәқсәт немә десә, у башқа уйғурларға илһам болуп қалмисун, дәп әндишә қилиду. Чүнки, бу хил әһвал хитай пуқралирини қорқитиду. Хитайлар пүтүн дуняда саяһәт қиливатиду. Бу хил қорқунч ахирида хитай һөкүмитигә бир хил бесим болиду. Шуңа, хитай һөкүмитидә әндишә бар, буниси ениқ.”

2015 - Йили 17 - авғусттики банкок партлаш вәқәсидә 20 адәм өлгән, 120 дин артуқ адәм яриланған. Өлгәнләрниң көп қисми хитай саяһәтчиләр иди. Тайланд иқтисадиниң зор бир қисми саяһәткә тайиниду. Тайланд болса хитай саяһәтчилириниң асаслиқ саяһәт мәнзилгаһлириниң бири. 2015 - Йили 24 милйон 600 миң адәм тайландни саяһәт қилған. Буниң 20 % ни хитай саяһәтчиләр игилигән.

Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, тайланд даирилириниң изчил “партлаш террорлуқ әмәс” дегәндә чиң турушидики сәвәб саяһәтчиләрдә тайланд “террорчилар”ниң һуҗум нишанидики дөләт, дегән әндишә пәйда қилип қоймаслиқкән.

Илшат һәсән: “тайландниң иқтисади һазир асасән саяһәткә бағлиқ. Саяһәткә бағлиқ дөләт әлвәттә өзиниң муһитини яхши, саяһәтчиләргә бихәтәр икәнликини көрситишкә уруниду.

Мундақ дегәндә тайланд саяһәтчиликиниң әң чоң мәнбәси хитай. Шуңа, бу хил әһвалда тайланд террорлуқ билән бағлинип қелиштин хитайдинму бәкрәк әндишә қилиду. Чүнки, у әһвалда тайландға келидиған саяһәт мәнбәси үзүлүп қалиду. Чүнки, дүшмән хитай болуп, буни партлатқучи мукәммәл бир террорлиқ тәшкилати болуп қалса, бу тайландниң иқтисадиға чоң тәһдит болиду.

Шуңа, тайландниң бу җәһәттики әндишиси наһайити чоң. Лекин буни қачақчиларға дөңгисә, у пәвқуладдә бир әһвал болуп көриниду. Шуниң билән һакимийәтниң буни хәлқиғә чүшәндүрүши, саяһәтчиләргә чүшәндүрүши қолайлиқ болиду.” дәп көрсәтти.

Илшат һәсән йәнә, адам қарадағниң партлаш билән алақиси барлиқини рәт қилип, мәҗбурий иқрар қилдурулғанлиқини илгири сүрүши бу дилоға чоң соал бәлгиси қойидиғанлиқини илгири сүрди : “бу, тайландниң бу дилони ахириға қәдәр елип беришиға чоң соал бәлгилиси қойиду. Бу йәрдә )тайланд(һәрбий һөкүмитиниң инавети йүздә - йүз чүшиду.”

Адам қарадағниң адвокати канпайниң ашкарилишичә, у тайланд чегрисиға қанунсиз киргәнликини етирап қилған, әмма партлитишқа қатнашқанлиқини рәт қилған. Лекин адвокат канпай, йәнә бир гумандар - мирәли йүсүпниң қандақ қилидиғанлиқини, униң мәһкимидә партлаш билән алақиси барлиқини рәт қилиш - қилмаслиқи һәққидә һечнимә демигән.

Тайланд һәрбий һөкүмити болса, тутқунларниң тән җазасиға учриғанлиқини “гуманлиқ” дегән. Һәрбий һөкүмәт баянатчиси вентай сваре ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида бу ипадини қолланған. У, “икки гумандарниң һәрбий түрмидә мәҗбурий иқрар қилдурулғанлиқи гуманлиқ” дәп тәкитлигән.

Тайланд һөкүмити һазирға қәдәр партлаш вәқәсигә алақидар, дәп қаралған 17 кишигә тутуш буйруқи чиқарған. Улардин пәқәт адам қарадағ билән мирәли йүсүп қолға елинған. Әмма қалған 15 киши һалән қолға чүшмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.