Билал муһәммәд билән мирәли йүсүф үстидин сот ечилди
2016.02.16

Бултур 17-авғуст йүз бәргән тайландтики партлашқа четилип қолға елинған билал муһәммәд билән мирәли йүсүф үстидин 16-феврал күни тайланд һәрбий сотта сот ечилған.
Б б с ниң 16-февралдики хәвәрлиридә баян қилинишичә, тайланд һәрбий соти тәрипидин партлитиш гумандари сүпитидә әйибләнгән билал муһәммәд билән мирәли йүсүп, өзлириниң уйғур икәнликини, үрүмчидин кәлгәнликини сотта етирап қилған. Бирақ, билал муһәммәд илгирики иқраридин тенивалған. Униң адвокати скочарт канпайниң билдүрүшичә, билал муһәммәд қейин-қистақ сәвәбидин бу җинайәтни иқрар қилишқа мәҗбурланған. Униң 16-феврал сотта етирап қилғини, пәқәтла чегридин қанунсиз киргәнлики болған. Билал муһәммәд “адам қарадағ” дегән намдики түрк паспорти билән тайландқа киргән.
Б б с хәвиридә тәкитлинишичә, бу икки уйғурниң рәсмий сотқа тартилиши тунҗи қетим болуп, тайланд сақчи тәрәп өткән йили 17-авғуст йүз бәргән 20 адәм өлүп, 120 адәм яриланған партлаш вәқәсини террорлуққа чатмиған, бәлки “адәм әткәсчилириниң өч елиш һәрикити” дәп атиған. Бирақ анализчилар бу вәқәни 2015-йили 7-айда тайландтин хитайға қайтуруп берилгән 109 нәпәр уйғур муһаҗир мәсилисигә бағлап, уйғур террорчилириниң өч елиш һәрикити болуши мумкинликини илгири сүрүшкән.
Америка авазиниң 16-феврал елан қилған бу тоғрисидики хәвиридә баян қилинишичә, билал муһәммәд җинайитини инкар қилған болсиму, мирәли йүсүпниң етирап қилған яки инкар қилғанлиқи техи мәлум әмәскән. Хәвәрдә тайландтики партлаш вәқәсидә 20 адәмниң өлгәнлики, униң 7 нәпириниң хитай икәнлики тәкитләнгән.
Германийә долқунлириниң 16-февралдики хәвиридә тилға елинишичә, тайланд даирилири мәзкур әнзигә четишлиқ дәп қарап йәнә 15 нәпәр киши үстидин тутуш буйруқи чиқарған болуп, һазирғичә үчинчи бир кишини тутқанлиқи тоғрисида мәлумат йоқ. Хәвәрдә тәкитлинишичә, тайланд сақчи тәрәп қолға чүшүргән түрлүк дәлилләр бу қетимқи сотта уларниң җинайитини ениқ бекитишкә асас болалмиған.
Бәзи сиясий көзәткүчиләр баңкоктики партлаш вәқәсини уйғур қаршилиқ һәрикәтлириниң хәлқаралашқанлиқиға бағлап тәһлил қилишқан иди. Баш штаби германийәдә болған “хитай демократик федирассийони” ниң рәиси фей ляңюңму зияритимиз әснасида бу қарашни тәкитләп, хитай йүргүзүватқан миллий ассимилятсийә вә бастуруш сияситиниң уйғурларни радикал қаршилиқларға мәҗбурлаватқан асасий амил икәнликини әскәртти. У мундақ деди: “уйғурлар диний етиқади вә мәдәнийәт кимликиниң таҗавузға учришиға тақабил туруш үчүн зораван қаршилиқ йоллирини таллаватиду. Әмәлийәттиму компартийә һөкүмранлиқидики хитайда тинч шәкилдики наразилиқниң һечбир үнүми болмиди. Хитай хәлқиму барғансери радикаллишиватиду. Хоңкоңда йүз бериватқан вәқәләрни буниңға мисал қилип көрситиш мумкин.”
Бирақ, уйғур сиясий көзәткүчиси пәрһат муһәммиди әпәнди охшимайдиған қарашни илгири сүрди. У сөзидә, бу һәрикәтниң гуманлиқ тәрәплириниң һелиму мәвҗутлуқини тәкитлиди. Пәрһат муһәммиди әпәнди сөзидә, уйғур дияридики қаршилиқ вәқәлири һәққидиму тохтилип, җаң чүншйән йеқинда тилға алғандәк, қаршилиқларниң пәскойға чүшүш еһтимали йоқлуқини әскәртти. Уйғур зиялийси үмид агаһи әпәндиму бу тоғрисида пикир баян қилип банкок вәқәсигә аит қаришини оттуриға қойди.