Хитай һөкүмити тутуш буйруқи чиқарған 6 нәпәр уйғурниң һазирға қәдәр из-дерики мәлум әмәс
2016.02.22

Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 2015-йили 8-айда абдулла мәмәт, исмаил һәсән, мәттурди қадир, мәмәт йүсүп мәтрози, һәмидулла имин, абдуқадир савут қатарлиқ 6 кишигә тутуш буйруқи чиқарған.
Аптоном районлуқ җ х назаритиниң уқтурушида, райондики вә һәр қайси хитай өлкә, шәһәрлиридики сақчи органлиридин ахтуруш елип берип, юқиридики гумандарлар байқалса дәрһал қолға елишни вә җ х назаритиниң 5-идарисигә мәлум қилишни тәләп қилған.
5-Идариниң вәзипә даириси бизгә мәлум әмәс, әмма сичүән өлкиси деяң районлуқ шөбә сақчи идариси тарқатқан йәрлик уқтурушида, бу кишиләр “еғир зораванлиқ җинайити”гә четишлиқ, дейилгән.
Ички моңғул вухәй шәһәрлик җ х идарисиниң уқтурушида болса, тутуш буйруқидики 6 кишиниң бири-исмаил һәсәнниң дөләтни парчилаш делосиға четишлиқ “зор дело садир қилған” гумандар икәнлики илгири сүрүлгән.
Униң һәққидә йип учи билән тәминлигүчиләргә, уни тутушқа ярдәмләшкән орган вә шәхсләргә 50 миң сом хәлқ пули мукапат беридиғанлиқи елан қилинған.
Шу мунасивәт билән биз уйғур районидики йәрлик сақчи орунлириға, сичүәнниң деяң шәһири, ички моңғулниң вухәй шәһәрлик сақчи органлириға телефон қилип, бу уйғурларниң ақивитини сүрүштүрдуқ, әмма улар учур беришни рәт қилди.
Ички моңғулниң вухәй шинхуа йоли сақчи понкитиниң бир мәсул хадими, “ундақ тутуш буйруқидин хәвиримиз йоқ” деди.
У мундақ деди: “бу шинхуа йоли сақчи понкити, қандақ гепиңиз бар! сиз, дегән у тутуш буйруқидин мениң хәвирим йоқ. Бизниң җ х идарисидин чүшүргән тутуш буйруқи болған билән мән аңлап бақмидим. Мән ундақ тутуш буйруқини тапшурувалмидимғу! чоң делолар болса бизниң сақчиханиға келидиғанлиқи раст. Әмма бу тутуш буйруқи бизгә кәлмиди. Мениң хәвирим йоқ.”
Деяң шәһәрлик җ х идарисиниң бир кәчлик нөвәтчи хадими болса, бу делони ишләватқан мәсул бөлүмгә телефон қилип соришимизни билдүрди. Әмма у, у бөлүмниң телефон номурини беришни рәт қилди.
У мундақ деди: “бу деяң ечиветиш районлуқ сақчи әмәс, деяң шәһәрлик сақчи. Бизниң сиз дегән у кишиләрниң ақивитидин хәвиримиз йоқ. Биз у делони билмәймиз. Униңдин дело ишлигән шу бөлүмниң хәвири бар. Буни шулардин сораш керәк. Мән у тутуш буйруқини қайси тармақниң чүшүргәнликини билмәймән. Сиз мухбир болсиңиз, бизниң у делодин хәвиримиз йоқ. Уларниң ақивити қандақ болғанлиқи даир учурлар маңа айдиң әмәс.”
Юқириқи 6 нәпәр уйғурниң ичидики мәттурди қадир керийә наһийәсиниң көкяр йезисиға қарашлиқ көкяр кәнтиниң аһалиси. Биз бу йил 32 яшлардики мәттурди қадирниң из -дерикини қилип көкяр йезилиқ сақчи понкитиға телефон қилдуқ. Әмма сақчи понкитиниң бир хадими, “буни сизгә дейишкә болмайду ” деди. Немишқа бизгә дейишкә болмайдиғанлиқини сорисақ, телефонни қоювәтти.
Сақчи: “шундақ, бу көкяр йезилиқ сақчихана. Сиз буларни )мәттурди қадирниң әһвалини( сорап немә иш қилисиз. Хапа болмаң, сиз мухбир болсиңиз, буни өзиңиз берип, алақидар орундин йүзтуранә сорисиңиз болиду, телефонда сорисиңиз болмайду. Кәчүрүң, сиз чәтәлдин уруветипсиз, хапа болмаң, буни сизгә дейишкә болмайду” деди.
Хитайниң 6 кишилик тутуш буйруқи тизимликидики кишиләрниң әң чоңи 40, әң кичики 21 яшларда. Тизимликтики исмаил һәсән бу йил 40 яшларда болуп, у тоқсу наһийәсниң ичериқ йеза җайи кәнтиниң аһалиси. 39 яшлардики абдулла мәмәт хотән гума наһийәсиниң пуқраси. Мәмәт йүсүп мәтрози болса хотән шәһири, һәмидулла имин ават наһийә бәшериқ йезисиниң қумһойла кәнти, абдуқаһар савут болса үрүмчи тәңритағ райониниң аһалиси.
Әмма хитай җ х органлириниң тарқатқан тутуш буйруқида, уларниң “еғир зораванлиқ делоси” яки дөләтни парчилашқа алақидар ундақ “зор дело” садир қилғудәк конкрет қандақ һәрикәт билән шуғулланғанлиқиға һечқандақ чүшәнчә берилмигән.
Хитай әдлийә тармақлириниң уйғурларға алақидар сиясий делоларда очуқ-ашкара болмаслиқ әһвали кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлгән. Д у қ ниң баш катипи нурмәмәт мусабай әпәнди, бу әһвал зор һәқсизликләргә йол ечиватқанлиқини билдүрди.
Нурмәмәт мусабай: “хитай қанун дөлити әмәс, шуңа, улар тутуш буйруқи чиқарған киши, болупму уйғурлар һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмәйду. Әмма сиясийға четишлиқ һәрқандақ бир кишигә тутуш буйруқи чиқиривериду.
Бу йәрдә уйғурлар билән хитайларға болған муамилә пәрқлиқ болуватқанлиқтин, бу сиясәт мушундақ кетип бариду. У хитайлар тоғрилиқ елан чиқарса һәммини тәпсилий бериду. Лекин уйғурларға тутуш буйруқи чиқарса униңға һечқандақ ениқлима бәрмәйду. )Томтақла( тутуш буйруқи, дәйду, уни һәр қандақ йәрдә көргән хитай яки хитай һөкүмити болсун, рәсимини көрдима, соал-сорақсиз тутуп апирип беривериду. Бу йәрдики мәсилә, хитайниң өзиниң қанунини өзиниң пуқралириға охшаш иҗра қилмайватқанлиқидики мәсилә” деди.
Нурмәмәт мусабай йәнә, хитайниң террорлуққа қарши туруш сияситини тәнқидләп, униң “террорлуқ”ни суйиистемал қилип келиватқанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “хитайда өйгә бастуруп киргән сақчиға, немишқа өйүмгә бастуруп кирисән, дегән уйғурниң қолида пичақ болуп қалса, у террорчи. Бу йәрдә хитай террорчи,дегән исимни суйиистемал қилип, уйғурни халиғанчә өлтүрүватиду.
Әмди хитай бу йәрдә у 6 уйғурға тутуш буйруқи чиқирип, уларниң 'җинайитини толуқ атимаслиқи, демәк у 6 синиң қилған қилмиши хәлқара өлчәмләргә чүшмәйдиғанлиқини, уларни террорчи, дәй десә, террорлуққа чүшмәйду. Бөлгүнчи, дәй десә, бөлгүнчиликкә чүшмәйду. Җинайәтчи, дәй десә, җинайәткә тошқудәк нәрсә йоқ. Улар пәқәтла, хитайниң сияситигә қарши наразилиқини ипадилигән пуқралар.
Хитайниң уларға артқан 'җинайити' өлчәмгә тошмайду. Мана бу, униң уларниң 'җинайити' һәққидә толуқ мәлумат берәлмәсликидики сәвәб.”
Хитай һөкүмити тинч вә қанунлуқ йоллар билән мустәқиллиқ тәләп қилған яки һөкүмәтниң сияситигә қарши турған уйғур сиясий, диний өктичилирини униңға қораллиқ қаршилиқ көрсәткән уйғурлар билән пәрқләндүрмәй бастуруп кәлди.
Бу әһвал уйғур тәшкилатлириниң, хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң вә америка һөкүмитиниң тәнқидигә учриған. Америка дөләт ишлар министирлиқи өзиниң өткән йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида, хитайни зораванлиққа арилашқанлар билән өзиниң қарши пикрини тинч йоллар билән ипадиләватқан уйғурларни пәрқләндүрүшкә чақирған.