Хитай өлкисидә торханидин һәйдәп чиқирилған бир уйғур яш шу йәрдики сақчи идарисигә берип дәвалашқан
2015.05.26

Йеқинда радийомиз зияритини қобул қилған бир уйғур яш өткән йили тиҗарәт үчүн хитай өлкилиригә барғанда бир торханидин һәйдәп чиқирилғанлиқи һәмдә өзиниң шу йәрдики сақчи идарисиға берип дәвалашқанлиқи һәққидә учур бәрди.
Униң билдүрүшичә, өткән йили у хитай өлкисидә ашхана ачидиған бир достиға ярдәмлишиш үчүн чеңдуға барған. Қайтишида тәйюән шәһиригә чүшүп, у йәрдин үрүмчигә маңидиған пойизға беләт алған.
Пойиз шу күни кечә саәт 12:00 дә маңидиған болғачқа у вақит өткүзүш үчүн шу әтраптики бир торханиға киргән һәмдә кимлики арқилиқ тизимлитип торға чиққан. Һалбуки, аридин йерим саәт өтмәйла 3 сақчи торханиға кирип, уни чақирип сөзләшкән һәмдә униң кимлики, бу йәрдә немә иш қилидиғанлиқи вә нәдин кәлгәнлики қатарлиқларни сориған. Кейин сақчилар торхана хоҗайинини чақирип униңға “шинҗаңдин кәлгән уйғурларни торханиға киргүзмәслик” һәққидә буйруқ чүшүргән. Сақчилар кәткәндин кейин торхана хоҗайини һелиқи уйғур яшни чақирип униң торханидин дәрһал чиқип кетишини, бу буйруқниң сақчилардин кәлгәнликини ейтқан.
Бу иштин қаттиқ ғәзәбләнгән уйғур яш дәрһал шу йәрдики сақчи идарисигә берип сақчихана хадимлиридин бу иш тоғрилиқ чүшәнчә беришини, болмиса өзиниң қанун орунлириға әрз қилидиғанлиқини ейтқан.
Хитай сақчилар бу яшниң хитайчини судәк сөзләйдиғанлиқи, гәп - сөзлириниң җайида һәмдә қанун билиминиң йоқири икәнлики шундақла өзиниң қануний һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн һечнемидин янмайдиғанлиқини көрүп муамилисини дәрһал юмшатқан. Һәтта униңға пойиз истансисиниң қешидики қайси меһманханида ятимән десә, шу меһманханида ятақ ечип беридиғанлиқини ейтип кәчүрүм сориған.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.