Қәшқәр уйғур нәшриятиниң үч әвлад рәһбәрлиридин аблиз өмәр, осман зунун вә аблаҗан сейит тутқун қилинған
2018.11.07
Ашкарилинишичә, хитай даирилири уйғур районида бултур йил бешидин башлап нәшрият саһәсигә қарита тәкшүрүш елип берип, аталмиш “мәсилилик китаблар” ни бекитип чиққан вә бу хил китабларни язған, тәһрирлигән вә тәстиқлиғанларға қарита тутқун қилиш долқуни қозғиған. Мана бу долқунда қәшқәр уйғур нәшриятиниң сабиқ баш муһәррири аблиз өмәр өткән йили, осман зунун бу йилниң бешида тутқун қилинған. Мәзкур нәшриятниң вәзипидики муавин баш муһәррири аблаҗан сейит буниңдин 20 күнчә аввал тутқун қилинған.
Қәшқәр уйғур нәшриятидин һазирға қәдәр 14 нәпәр хадимниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә радийомизға кәлгән инкаста тутқунлар арисида нәшриятниң пенсийәгә чиққан рәһбәрлиридин аблиз өмәр билән осман зунун дегән кишиләрниңму барлиқи тилға елинған.
Инкастин мәлум болушичә, мәзкур нәшриятниң нөвәттики муавин баш муһәррири аблаҗан сийит өткән айниң 15-күни тутқун қилинған. Инкастики бу учур нөвәттә қәшқәрдә сиясий-қанун саһәсидә хизмәт қиливатқан бир хадим тәрипидин дәлилләнди.
Радийомизға кәлгән инкаста йәнә даириләрниң бултур йил бешидин башлап барлиқ уйғурчә нәшр буюмлириға қарита сиясий җәһәттин тәкшүрүшни қанат яйдурғанлиқи, тәкшүрүш нәтиҗисидә нәшр буюмлириниң “хәтәрлик китаблар” вә “мәсилилик китаблар” дегәндәк бирқанчә түргә айрилғанлиқи вә бу китабларниң нәшр қилинишида мәсулийити бар дәп қаралғанларниң омумйүзлүк тутқун қилиниватқанлиқи йезилған.
Юқириқи хадим алақидар орунларниң тәкшүрүши нәтиҗисидә шинҗаң хәлқ нәшрияти нәшр қилған 1000 дин артуқ китабниң, қәшқәр уйғур нәшрияти нәшр қилған 600 дин артуқ китабниң “мәсилилик китаб” дәп бекитилгәнликини ашкарилиди. Бу хадимму юқириқи аталмиш “мәсилилик китаб” ларни язған, тәһрирлигән вә тәстиқлиғанларниң тутқун қилиниватқанлиқини дәлиллиди.
Бу хадим йәнә китабларда бир сөз яки бир җүмлидә “мәсилә” көрүлсиму китабқа қоли тәгкәнләрниң җавабкарлиқтин қачалмайдиғанлиқини илгири сүрди. Мәлум болушичә, мана мушу сәвәбтин муавин баш муһәррир аблаҗан сейитниң пешқәдәм партийә әзаси, нәшрият партком һәйити қатарлиқ сиясий тарихиму бу қетимқи тәкшүрүштә етибарға елинмиған икән.
Буниңдин 10 йилчә бурун пенсийәгә чиқип болған пешқәдәм баш муһәррир осман зунун, 20 йилчә аввал пенсийәгә чиққан баш муһәррир аблиз өмәрму бу қетимқи “қаттиқ зәрбә бериш” долқуниниң четидә қалмиған. Радийомизға кәлгән инкаста аблиз өмәрниң кесәл һаләттә туруқлуқ тутқун қилинғанлиқи йезилған иди. Сиясий-қанун саһәсидики мәзкур хадим аблиз өмәрниң саламәтлики бәк еғирлишип кәткәндә өйигә қайтурулуватқанлиқи, азрақла оңшилиш болса тутуп кетилип сорақ қилиниватқанлиқини ашкарилиди. Әмма әҗәблинәрлики шуки, даириләр “мәсилилик китаб” ларниң конкрет өлчими вә униң тизимликини техи ашкарилимиған.
Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилиридин абдувәли аюп билән шаир таһир һамут тәрипидин түзүлгән “тутқун қилинған зиялийлар” намидики тизимликтә 112 кишиниң исимлики вә хизмәт орни көрситилгән. Тизимликтикиләрниң көпинчиси нәшрият саһәсигә биваситә яки васитилик бағлинишлиқ болуп, буларниң ичидә бир маарип нәшриятидинла 9 нәпәр хадимниң исимлики киргүзүлгән.
Бизниң һазирға қәдәр ениқлашлиримиз давамида “шинҗаң мәдәнийити” журнилиниң баш муһәррири қурбан мамут, шинҗаң хәлқ нәшриятиниң башлиқи абдурахман әбәй, шинҗаң яшлар-өсмүрләр нәшриятиниң муһәррири абликим һәсән вә “шинҗаң гезити” ниң илһам вәли қатарлиқ 4 нәпәр баш муһәррир вә мудирлириниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән иди.