Атушта алаһидә сақчилар бир уйғур яшни уруп чала өлүк қилип қойди
2014.03.26
23-Март йәни йәкшәнбә күни кәчтә, атуш шәһириниң ишләмчиләр базири дейилидиған тәвәликтә, бир уйғур яш билән хитай алаһидә сақчилири арисида маҗира йүз берип, сақчилар уйғур яшни қаттиқ уруп еғир яриландурған.
Вәқәгә әтраптики ишләмчиләрму арилишип сақчиларни тосқан, бу пурсәттә, яридар ниҗат сәмәтни униң бир дости сақчиларниң арисидин қутқузуп, елип қечип ниҗатниң сүнтағдики өйигә апирип қойған. Аридин азрақ вақит өткәндин кейин сақчилар, ниҗат сәмәтниң өйигә телефон қилип уни сақчиханиға өзини мәлум қилишни буйруған. Ниҗат сәмәтниң дадиси сәмәт һаҗим, бу буйруққа бойсунуп, оғлини сақчиханиға елип барған. Улар сақчиханиға келишигә уларни күтүп турған бирқанчә алаһидә сақчи, ниҗат сәмәтниң қолиға койза селип дадисиниң алдида тепип йиқитип вә йәрдә сөрәп аптомобилға басқан вә намәлум бир тәрәпкә елип кәткән.
Сәмәт һаҗим 4 саәттин кейин, оғлиниң областлиқ 1-дохтурханиниң қутқузуш бөлүмидә икәнликидин хәвәр тапқан. У дохтурханиға барғинида оғлини йүз-күзи қан вә һошсиз һаләттә көргән; униң үстигә алаһидә сақчилар җиддий қутқузуш аптомобили чақиртип дохтурханиға йолға селип қойған ниҗат сәмәтни дохтурхана техичә давалимиған вә пул төләшни күтүп турған. Сәмәт һаҗим җиддий қутқузуш аптомобили үчүн 200 сом вә дохтурханиға 1500 сом тапшурғандин кейинла, давалашқа башлиған. Мәлум болушичә, вәқә йүз бәргинигә бүгүн 3 күн болған болсиму, ниҗат сәмәтниң әһвали йәнила еғир һаләттә, униң немә үчүн уруп бу һалға кәлтүрүлгәнлики вә зораванлиқ қилған сақчиларниң қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи һәққидә зиянкәшликкә учриған аилигә техичә һечқандақ мәлумат берилмигән.
Вәқәгә нарази болған 50-60 кишилик җамаәтниң вәқәгә наразилиқ билдүрүп шу күни областлиқ һөкүмәткә қарап яридарни көтүрүп йүрүш қилғанлиқи вә сақчиларниң вәқә һәққидики баянлири һәққидә илгириләп мәлумат елип, әтики программимизда тәпсилий тохтилимиз.