“хитай сақчиси” ниң түркийәдики уйғур оқуғучилардин нәп елишқа урунғанлиқи ашкарланди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.12.11
turkiye-oqughuchi-saqchi-besim-1.jpg Хитай сақчилириниң түркийәдики оқуғучиларға тәһдит салған диалоги.
Türkiyediki oqughuchi teminligen

Үндидарда, өзини “хитай сақчиси” яки “тәрбийәләш мәркизиниң сақчиси” дәвалған бири чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларға алақә әвәтип, “ата-анаң саңа керәк болса, мени үндидар топуңға қош,” дәп тәһдит ишләткәнлики мәлум болған иди. Йеқинқи күнләрдә йәнә бу һәқтә фесибок қатарлиқ бир қисим иҗтимаий алақә вастилиридиму диалог хатирлири, сүрәтлик вә пакитлиқ мәлуматлар ашкарланмақта.

Радийомизға кәлгән бу хил учурларда һәтта “хитай сақчиси” уйғур оқуғучиларни қайтип кәлмигичә ата-анисиниң “тәрбийәләш мәркәзлири” дин қоюп берилмәйдиғанлиқи һәққидә тәһдидләр салған. Улар йәнә “әгәрдә мәлум миқдарда пул әвәтип бәрсә уларниң ата-анилириниң қоюп берилишигә ярдими тегидиғанлиқиниму пәш қилған.

Бу һәқтә бир уйғур оқуғучи бизгә өзиниң хитайчә “зугу”, йәни “вәтән” тәгатлиқ бири билән үндидарда қилишқан сөһбәт хатирисини тәминлиди. Түркийәдики мәлум алий билим юртида оқуватқан бир қиз оқуғучи мундақ деди: “мән бир оқуғучи, сақчилар өйдикиләргә ‛қизиңни әкилип бәр‚ дәп күндә кирип аварә қилип туруватқан иди, ахири дадамни 2-айниң алдида тәрбийәләшкә әкирип кетипту. Апамдин мәҗбурлап үндидар номурумни апту. Бир айдәк болди, у йәрдики сақчилар маңа икки күндә бир учур йоллап, ‛нәдиликиңни, адирисңни йолла‚ дәп қорқутиватиду. Дадамни әкирип кәткәндин буян, һазир өлүк яки тириклигини билмәймән. Җәнубий шинҗаңниң вәзийти бәкла мурәккәп, башқа йәргә охшимайду. Бәкла әски, өзүмдин әмәс, яшинип қалған ата-анамни ойлап пучлинимән. Улар мени қайтуруп кетиш үчүн аиләмни кузур қиливалди. Ата-анамни гөрүгә елип, мениң пут-қолумни чүшәп қойди. Әгәр дадамни қоюп беридиған иш болса кетишкә мән тәйяр идим, лекин улар ундақ қилмайду, қайтип барсам, мениму тутиду. . . У чағда бичарә ағриқчан апам техиму әләмдә қалиду. Уларниң учурлириға җаваб берәй десәм, ғалчилар апамғиму яманлиқ қалармикин дәп қорқимән. Һазирчә чирайлиқ гәпләрни қилишқа мәҗбурмән.”

“өзини хитайчә ‛зугу‚ дәвалған сақчи башта ‛дадаң қолимизда, дәрһал қайтип кәлмисәң болмайду,‚ дәп учур йоллап тәһдит салди. Оқушни түгәтмәй кетәлмәймән дедим. Кейин у ‛қайтип кәлмисәң аиләңдикиләр сән үчүн бәдәл төлиши керәк, юқиридин шундақ уқтуруш бар,‚ дәйду. Аз дегәндиму улар 6 айдин 1йилғичә тәрбилинидикән.”

“дадам ундақ йәрдә ятса, бичарә ағриқчан апам қандақ қилиду, дәп ялвурдум. . У сақчи бу һәптә өзичила ‛мән ярдәм қилип дадаңни чиқирип берәй, лекин униңға пул кетиду,‚ дегили турди. Ашкара һалда ‛бәш йүз доллар әвәт,‚ дәп пул сориғандин кейин, гуманлинип зади қандақ қилишимни билмәй, бәлким бәзи қара нийәтләр маңа охшаш қийин әһвалда қалған оқуғучиларни алдап пул үндириватқан болиши мумкин дәпму гуман қилдим. Қандақ қилишимни билмәй, ахири силәргә ейтишни тоғра көрдүм.”

Бу қиз оқуғучиниң уйғур елиниң җәнубидики мәлум наһийидә ялғуз қалған аниси билән алақилишип униң ейтқанлирини дәлилләшкә вә тәпсили учур елишқа тириштуқ. Йеши атмиштин ешип қалған бу аял, қизиниң үндидарда мәлум бир хитай сақчисиниң тәһдит учури алғанлиқи вә һәтта дадисини “тәрбийәләш мәркизи” дин чиқирип бериш үчүн бәш йүз доллар әвәтип беришини ейтқанлиқлиридин хәвири барлиқини, әмма оқуватқан қизини әхмәқ әмәс, буни яхши бир тәрәп қилалайду дәп ишинидиғанлиқини билдүрди.

Бу аял ериниң тутуп кетилгәндин кейин хәвири болмиғанлиқини, тәрбийилиниватқан “мәктәп” кә бир айдин буян күндә берип көрүшүшни тәләп қиливатқан болсиму көрсәтмигәнликини, өзиниңму һазир тутуп солинип қелишидин әнсирәп туруватқанлиқини ейтти.

Түркийәдики оқуғучиларниң көпинчисиниң ата-анисиниң “тәрбийиләш мәркәзлири” дә икәнликидәк қийин бир әһвалидин пайдилинип бир қисим кишиләрниң “хитай сақчиси” салаһийити билән уларға бесим, тәһдит қилишқа, һәтта улардин пул үндүрүшкә уруниватқанлиқи һәққидики учур вә инкасларни дәлилләш вә бу хил һәддидин ашқан йолсизлиқниң кимләр тәрипидин елип бериливатқанлиқини енқлаш үчүн уйғур дияридики сақчи орунлири билән алақилаштуқ.

Қәшқәр һейткат сақчиханисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур сақчи түркийидә оқуватқанларниң чоқум қайтип келип “тәрбийәләш” кә қатнишиши керәклики яки аилисидикиләрниң тәвәликтики сақчиханилар тәридин чақирилған һаман өзини мәлум қилиши шәрт икәнликини дәлиллиди әмма, оқуғучиларниң үндидарда тәһдит учурини тапшшурувелишидин хәвири йоқлиқини билдүрди.

Үрүмчи тәңритағ районлуқ сақчиханиниң бир уйғур сақчиси һәр қандақ бир сақчиниң үндидарда чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларға тәһдит ишлитиши яки улардин пул ундүрүшкә урунушиниң қанунсизлиқ болидиғанлиқини, биз ейтқан әһваллардин дело турғузилидиғанлиқи вә енқлайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә бундақ әһвалларға йолуққан оқуғучиларниң дәрһал шу җайдики хитай консули яки өзини мудапиә қилидиған мунасивәтлик орунларға әһвал мәлум қилиши керәкликини ейтти.

Лекин бу сақчи йәнә хитай даирилириниң чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучиларниң ата-анилириниң мәҗбурий “тәрбийәләш” кә елип кетилишини “нормал әһвал” дәп чүшәндүрүшкә урунди. У, хитай һөкүмитиниң “тәрбийәләш” намида чоң-кичик демәй уйғурларни мәктәпләргә йиғип кәң-көләмлик, пиланлиқ “тәрбийәләш” елип бериватқанлиқини ашкарилиди. У кейинки соаллиримизға тәһдит арилаш җаваб қайтурди.

Иҗтимаий алақә вастилирида чәтәлләрдики уйғур оқуғучилар учраватқан юқурқи мәсилиләргә инкас қайтурған көзәткүчиләр һәмдә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири йеқинқи күнләрдә чәтәлләрдә илим тәһсил қиливатқан оқуғучиларға ата-аниси гөрүгә елинған тәқдирдиму һәр хил тәһдитләрдин қорқуп вәтәнгә қайтип кәтмәсликини вә алдамчиларниң тозақлиридин агаһ болушни тәвсийә қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.