Шәншиниң сүйҗяго түрмисидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбуслар барлиқи дәлилләнди
2019.02.07
Алдинқи күни “зимистан” тори уйғур районидин хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур тутқунларниң йөткилиш җәряни вә башқурулуш түзүми һәққидә бир қисим мәлуматларни ашкарилиған вә бу мәлуматлар ичидә шәншиниң сүйҗяго түрмисидә уйғур тутқунларниң барлиқи тилға елинған иди. Мухбиримизниң бу учурға асасән елип барған ениқлашлири давамида шәншиниң сүйҗяго түрмисидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбуслар барлиқи дәлилләнди.
“зимистан” ториниң 3-январдики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә шәнши өлкисиниң тоңчуән шәһиридики сүйҗяго түрмисигә үч миң уйғур тутқун йөткәлгән. Йәрлик аһалиләрниң “зимистан” тори мухбириға билдүрүшичә, бу тутқунлар пүтүнләй йепиқ пойиз билән билән аввал шиән шәһиригә, андин һәрбий йүк машинисида сүйҗяго түрмисигә тошулған. Хәвәр билән тәминлигүчи йәнә уйғур тутқунларниң пүтүнләй кечиси йөткәлгәнлики вә даириләрниң түрмидикиләргә бу мәһбусларға мунасивәтлик һәрқандақ учурни дөләт мәхпийәтлики сүпитидә қарап сир сақлиши керәкликини буйруған.
Биз бу учурниң тоғрилиқини дәлилләш үчүн аввал шәнши өлкилик җ х назаритигә телефон қилдуқ. Алақидар хадим әһвалдин хәвири йоқлуқини ейтқандин кейин, биз сүйҗяго түрмисигә телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим бу түрмидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң бар-йоқлуқи һәққидики соалимизға бу соални сораш вә буниңға җаваб беришниң “сиясий интизам мәсилиси” икәнликини баян қилди. Биз униңдин бу түрмидики уйғур тутқунларниң санини соридуқ. У бу мәлуматни алақидар рәсмийәтләрни беҗиргәндин кейин мунасивәтлик хадимлардин соришимиз керәкликини, өзиниң бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз йәнә униңдин тутқунларниң уйғур районидин қачан йөткәп келингәнликини соридуқ. Мәзкур хадим бу мәлуматниң мәхпийәтлик икәнликини, шуңа дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
“зимистан” ториниң хәвиридә йәнә учур йәткүзгүчиләрниң баянлириға асасән уйғур мәһбусларниң қаттиқ назарәт қилинидиғанлиқи, улар һаҗәт қилидиған җайғиму көзитиш камераси орнитилғанлиқи, тутқунларға күнигә бир вақла тамақ берилидиғанлиқи баян қилинған. Биз сүйҗяго түрмисидики мәзкур хадимдин уйғур райондин йөткәлгән тутқунлар арисида аялларниң бар-йоқлуқини соридуқ. У бу соалға җаваб беришниң өзиниң һоқуқ вә мәсулийәт даирисидин һалқип кетидиғанлиқи, шуңа җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Әмма у 10 минутқа давам қилған телефон сөһбитимиз давамида бу түрмидә уйғурлар барлиқини рәт қилмиди. Биз сүйҗяго түрмисидә уйғурларниң барлиқини техиму айдиңлаштуруш үчүн шәнши өлкилик түрмә башқуруш идарисигә телефон қилдуқ. Биз униңдин сүйҗяго түрмисиниң қәйәрдә икәнликини сориғинимизда, у “тоңчүән шәһиридә” дәп җаваб бәрди. Биз униңдин “шинҗаңдин елип келингән мәһбуслар сүйҗяго түрмисидиму?” дәп сориғинимизда у “тоғра, шундақ” дәп җаваб бәрди.
“бәйду” учур амбирида көрситилишичә, сүйҗяго түрмиси шәнши өлкисиниң тоңчүән шәһиригә җайлашқан. 1958-Йили қурулған сүйҗяго түрмиси 1963- вә 1979-йиллири икки қетим көмүр канға өзгәртилгән. 30 Йилчә көмүркан орнида ишлитилгән бу орун 1995-йилдин башлап тәкрар түрмигә өзгәртилгән. Көлими 2200 квадрат метир, йәни 4 мо әтрапида икән.