Хейлоңҗаңниң тәйләй түрмисигә уйғур районидин бир түркүм мәһбусларниң йөткәлгәнлики җәзмләшти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.10.01
Xeylongjang-teyley-turmisi-uyghur-lager.jpg Хейлоңҗаңдики тәйләй түрмисиниң дәрвазиси.
Baidu

Уйғур районидики йиғивелиш лагерлиридин бир түркүм тутқунларниң хитай өлкилиригә йөткилишкә башлиғанлиқи һәққидики учурлар җәзмләшмәктә.

Җүмә күни қәшқәрдики бир сақчи хадими қәшқәр тоққузақтин бир түркүм тутқунларниң хитай өлкилиригә йөткәлгәнликини ашкарилиған иди. Мухбиримизниң бүгүн хейлоңҗаң өлкисидики алақидар орунларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, бу өлкиниң чичихар шәһиридики тәйләй түрмисигә бир түркүм уйғурларниң 20 күнниң алдида йөткәп келингәнлики йәрлик даириләр тәрипидин дәлилләнди.

Уйғур районидики йиғивелиш лагерлиридин бир түркүм тутқунларниң хитай өлкилиригә йөткиливатқанлиқи һәққидики пәрәзләр вә учурлар, муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилирини җиддий әндишигә салмақта.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән өткән һәптә бовен тор телевизийәсидә қилған сөзидә, нөвәттики әң әндишилинәрлик әһвал сүпитидә өзлириниң бир түркүм уйғурларниң хитай өлкилиригә йөткиливатқанлиқи һәққидә учур тапшурувалғанлиқини баян қилған иди. Бизниң өткән җүмә күнидики бу һәқтики әһвал ениқлишимиз давамида, қәшқәрдин бир түркүм тутқунларниң нәҗмидин бәдәлһаҗи қатарлиқ сақчи хадимлириниң назарити астида хитай өлкилиригә йолға селинғанлиқи дәлилләнгән, әмма уларниң ениқ һалда қайси җайларға апирилғанлиқи айдиңлашмиған.

Йәнә радийомизға кәлгән мәлум бир инкаста хитайниң хейлоңҗаң өлкисидики тәйләй түрмисигә бир қисим уйғурларниң йөткәлгәнлики вә буниң йәрлик аһалиләрни биарам қилғанлиқи мәлум қилинған иди.

Инкаста өзиниң хейлоңҗаң өлкиси тәйләй наһийәсидин икәнликини билдүргән бир аял мундақ дегән: “ шинҗаңда түрмиләр бар әмәсму, униңға қамалғанларниң һәммиси уйғурлар. Ашу тутқун уйғурларни бизниң наһийәдики түрмиләргә әкелип, бизниң наһийәдики җинайәтчиләрни шинҗаңдики түрмиләргә йөткиди, һесабта тутқунларни өз-ара алмаштурди. Уларниң мәқсити уйғур тутқунларни йирақ йәргә йөткәп, қалаймиқанчилиқ чиқишниң алдини елиш. Бизниң наһийәдики түрмә хизмәтчилири мааш өстүрүшни тәләп қиливатиду. Тутқунларни алмаштуруш һәрикити аллиқачан түгидиғу дәймән. Мушу һәрикәт үчүн нурғун қораллиқ сақчиларни ишләтти, нурғун сақчи аптомобиллири вә пойизлар билән тошиди.”

Бизниң бу йип учлириға асасән бирқанчә күндин бери хейлоңҗаң өлкисиниң харбин вә чичихар қатарлиқ шәһәрлиридики алақидар орунларға елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, юқириқи учурларниң тоғрилиқ дәлилләнди. Тәйләй наһийәсидин телефонимизни қобул қилған қораллиқ сақчи қисим идарә хадими, өзиниң бу һәқтә кимлики ениқ болмиған кишиләргә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини баян қилиш арқилиқ, уйғур районидин тәйләй түрмисигә йөткәлгән мәһбусларниң мәвҗутлуқидин бешарәт бәрди.

Хейлоңҗаң әдлийә назарити, харбин түрмә башқуруш идариси, тәләй наһийәлик сақчи идариси қатарлиқ орунлар әһвал һәққидә мәлумат беришни рәт қилған болсиму, әмма әһвалниң растлиқини инкар қилмиди. Улар бу һәқтә тәйләй түрмиси билән алақә қилишимизни тәвсийә қилди. Тәйләй түрмисигә урған телефонлиримиз изчил һалда қобул қилинмиғандин кейин тәйләй наһийәлик партком вә һөкүмәт органлиридин мәлумат соридуқ.

Тәйләй наһийәлик сиясий кеңәш ишханисиниң хадими уйғур районидин әкелингән мәһбусларниң қайси түрмидә икәнлики һәққидики соалимизға җавабән, уларниң тәйләй түрмисидә икәнликини баян қилди. Әмма у һазирға қәдәр қанчилик мәһбусниң әкелингәнликидин хәвири йоқлуқини баян қилди. У бизниң бу учурни өзиниң қәйәрдин билгәнлики, йәни йиғиндин уққан яки мәһбусларни өз көзи билән көргәнлики һәққидики соалимизға, буни бир рәсмий һөҗҗәт яки йиғиндин аңлимиғанлиқи, пәқәт хәлқтин йәни аһалиләрдин аңлиғанлиқини илгири сүрди. У уйғур районидин тәйләйгә мәһбус йөткәлгинигә 20 күнчә болғанлиқини тилға алди.

Радийомизға кәлгән учурда уйғур районидин мәһбус йөткәп келингини үчүн түрмә әтрапидики аһалиләрниң бихәтәрлик җәһәттин әндишигә чүшкәнлики, һәтта һөкүмәткә наразилиқ билдүргәнликиму тилға елинған иди. Даириләр бу һәқтики соаллиримизға җавабән өзлириниң бундақ бир әһвалдин хәвәрсизликини баян қилди.

Телефонимизни қобул қилған тәйләй наһийәлик хәлқ һөкүмити хадими тәйләйдә қанчә түрмә барлиқи һәққидики соалимизға, тәйләйдә икки түрмә барлиқи, буниң бири тәйләй түрмиси, йәнә бири лю сән түрмиси икәнликини билдүрди. У уйғур районидин йөткәп келингәнләрниң қайси түрмидә икәнликини сориғинимизда, һеч иккиләнмәстин “тәйләй түрмисидә” дәп җаваб бәрди. Өзини тәйләй наһийәлик хәлқ һөкүмитиниң катипи дәп тонуштурған бу хадим, уйғур районидин әкелингән мәһбусларниң санидин хәвири йоқлуқини, бу һәқтики учурлардин тәйләй түрмисидин хәвәрдар икәнликини баян қилди вә бизни тәйләй түрмисиниң алақилишиш учури билән тәминлиди. Җав фамилилик бу хадим, уйғур районидин һазирғичә бир қисминиң келип болғанлиқини баян қилиш арқилиқ, арилиқ йәнә келиватқан яки келидиғанларниң йәнә барлиқидин ишарәт бәрди. Тәйләй түрмисиниң бирқанчә бөлүмигә арқа-арқидин урған телефонимиз намәлум сәвәбләр түпәйлидин пәқәтла қобул қилинмиди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсәнниң қайси күни ахбаратқа қилған сөзидә, лагердики бир қисим тутқунларниң гәнсудин тартип хейлоңҗаңға қәдәр бирқанчә өлкигә йөткилишкә башлиғанлиқи һәққидә ғәйрий рәсмий учур алғанлиқи тилға елинған иди. Өткән җүмә күни телефонимизни қобул қилған тоққузақтики сақчи хадими қәшқәрдин бир қетимда 2000 чә кишиниң йөткәлгәнлики вә уларни йөткәшкә 43 нәпәр сақчи хадиминиң назарәтчилик қилғанлиқини ашкарилиған иди.

Тәйләй түрмисидә һәққидә бәйду учур амбиридики материялда баян қилинишичә, бу түрмидә адәттә өлүмгә һөкүм қилинип җазаси кечиктүрүлгәнләр, муддәтсиз кесилгәнләр вә 15 йилдин юқири кесилгәнләрниң солинидиғанлиқи баян қилинған. Йәнә тор учурлирида бу түрминиң әмәлдарлириниң парихорлуқи вә гундипайлириниң зораванлиқи билән мәшһурлуқи тилға елинған вә түрмидә бу фалунгоң муритлириға көп зулум селинғанлиқи қәйт қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.