Хитай мақуллиған хоңкоң асасий қанун 104-маддисиға болған наразилиқ диққәт қозғиди
2016.11.07

Хитай хәлқ қурултийи дүшәнбә күни хоңкоң асасий қануниниң 104-маддисини мақуллиғанлиқини елан қилғандин кейин, йәкшәнбә күни хоңкоңда башланған мәзкур қанун лайиһәсигә қарши наразилиқ намайиши күчийип, сақчилар билән хоңкоң пуқралири арисидики тоқунушқа айланди. Мәлум болушичә, мәзкур бәлгилимидә, хоңкоңда һөкүмәт хадимлири вәзипә тапшурувелиш мурасимида бәлгиләнгән қәсәм қаидисигә хилаплиқ қилса, униң вәзиписиниң қанун бойичә бикар қилинидиғанлиқиниң тәкитлиниши, хоңкоңлуқларниң наразилиқиға сәвәб болған. Нөвәттә хоңкоң вә хәлқара таратқуларда мәзкур қанун бәлгилимиси иҗра қилиниши сәвәблик хоңкоңда демократийә чәмбирикиниң тарийиши вә буниң ақивити муназирә темиси болмақта.
Хоңкоң вә хәлқара таратқуларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, бүгүн йәни дүшәнбә әтигән, хитай хәлқ қурултийи хоңкоң асасий қануниниң 104-маддисидики бәлгилимиләрниң толуқ аваз билән қарардин өткәнликини елан қилғандин кейин, хоңкоңниң нөвәттики мәмури башлиқи ляң җинйиң мәзкур қарарни қарши алидиғанлиқини билдүргән. Әмма йәкшәнбә күни хоңкоңдики демократик аммиви тәшкилатларниң тәшкиллиши билән башланған наразилиқ намайиши барғанчә кеңийип, 7-ноябир күни сақчилар билән намайишчилар арисидики тоқунуш вәқәлири техиму көпәйгән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур қанун изаһатиға наразилиқ билдүргән хоңкоң аһалиси хитай хәлқ қурултийиниң хоңкоңға қарита бекиткән “хоңкоң алаһидә мәмурий район асасий қануни”ниң 104-маддисидики хоңкоң палата әзалири вә һөкүмәт хадимлири “җуңго хоңкоң алаһидә райониға садиқ болуш, асасий қанунни һимайә қилиш” дегәндәк бәлгилимилирини тәнқидләп, “хитай мәркизи һөкүмити хоңкоңниң мустәқил әдлийә һоқуқи йүргүзүшигә бузғунчилиқ қилди, мәзкур асасий қанунниң 104-маддиси изаһати хоңкоңдики демократийә чәмбирикини йәнә тарайтти” дәп әйиблигән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу хитай хәлқ қурултийиниң хоңкоңни башқурушқа қарита асасий қанунни бекиткәндин буянқи бәшинчи қетим изаһат чиқириши икән. 7-Ноябир күни радийомиз зияритини қобул қилған хитай анализчилири вә уйғур паалийәтчилири өз қарашлирини оттуриға қоюп, бу хил қанун лайиһәлириниң, хитай һөкүмити илгири вәдә қилған бир дөләт икки хил түзүм сияситидики хоңкоңниң алий аптономийә һоқуқиниң әмәлийәттә қәғәз йүзидики хәткә айлиниватқанлиқиниң ипадиси икәнликини билдүрүп, хоңкоңдики демократийә чәмбирикиниң йәниму тарийишидәк вәзийәтниң, намда аптономийә болсиму, әмәлийәттә 60 йилдин буян хитай һөкүмитиниң миллий бастуруш сиясити қаттиқ иҗра қилиниватқан уйғур, тибәт районлирида бундин кейинки бастурушниң техиму қаттиқ болушидин дерәк беридиғанлиқини илгири сүрди.
Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ваң фаҗән хитай мәркизий һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сиясәтлириниң хоңкоң хәлқиниң наразилиқиға сәвәб болған асасий амил икәнликини тәкитләп, “хоңкоңда һазир мустәқиллиқ тәлипи күчийиватиду. Мениңчә, мәркизий һөкүмәт хоңкоңлуқларда немә үчүн мустәқил болуш арзусиниң күчийишидики сәвәбни аввал өз сияситидин издиши керәк. Мәйли хоңкоңлуқлар мустәқиллиқ йолини таллисун яки хитай дөлити билән биллә туруш йолини таллисун, бу әмәлийәттә хоңкоң хәлқи өзи бекитидиған һоқуқ. Шуңа кишиләрни қәсәм бериштә мәҗбурлаш васитисини қоллинишқа болмайду. Мән әлвәттә хоңкоңниң мустәқил болушини тәшәббус қилмаймән, лекин хоңкоң хәлқиниң таллаш һоқуқиға һөрмәт қилиш керәк дәп қараймән” деди.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, хоңкоңда демократийә чәмбирикиниң тарийиши, 60 йилдин буян қаттиқ бастуруш давамлишиватқан уйғур вә тибәт райониниң бундин кейинки вәзийитиниң техиму яманлишишидин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.
Елшат һәсән әпәнди йәнә, нөвәттики хоңкоң вәзийити һәққидиму тохтилип, хоңкоңда һазир хитай һөкүмитидин мәнпәәтдар ляң җенйиң қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири вә бир түркүм содигәрни асас қилған хитай һөкүмитигә садиқ гуруһ билән хоңкоңда демократийә вә кишилик һоқуқ қиммәт қаришини тәшәббус қилғучилардин ибарәт икки қутупниң шәкилләнгәнликини, бу әһвалда хоңкоңниң бундин кейинки вәзийитидә демократийә чәмбирикиниң барғанчә тарийип маңидиғанлиқини билдүрди.
Елшат һәсән әпәнди йәнә, 1949-йили хитай коммунист һөкүмитиниң хитай қуруқлуқидики шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдики капиталистларға һәмдә уйғур вә тибәт районида аптономийә қурулғанлиқини дәсләп җакарлиған чағда бәргән вәдилирини нәқил елип, әгәр хоңкоң хәлқи өз қануний һәқлирини күрәш йоли билән алмиса, хоңкоңниң бундин кейинки демократийә вә кишилик һоқуқ вәзийитиниң барғанчә начарлишидиғанлиқини агаһландурди.