Йеңисар 9-феврал палтилиқ һуҗумидики һуҗумчи вә һуҗумға учриғучиларниң кимликлири айдиңлашти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.02.28
qeshqer-bazar-uyghur.jpg Қәшқәрниң мәлум базиридики уйғурлар. 2013-Йили 9-ноябир.
AFP

Йеңисардики алақидар сақчи, нөвәтчи вә дохтурхана хадимлири, 9‏-феврал күни йүз бәргән палтилиқ һуҗум вәқәсидики һуҗумчи вә һуҗумға учриғучиларниң кимликлири һәққидә мәлумат бәрди.

Мәлуматлардин һуҗумчиниң 30 нәччә яш чамисидики навай мәмәт әли икәнлики, униң 8 пәрзәнти барлиқи, һуҗумға учриғучиларниң болса йеңисар наһийәлик дохтурханиниң сестралар башлиқи җаң сәйшя, сетил йезилиқ 3-кәнтниң муавин секретари абдухалиқ вә йеңисар дохтурханиси алдидики икки хитай дукандар икәнлики айдиңлашти.

Юқириқидәк чоң бир вәқә һәққидә һечқандақ хәвәр бәрмигән хитай ахбарати, уйғур районида һәр милләт хәлқиниң аталмиш тинч вә иттипақ яшаватқанлиқини давамлиқ түрдә тәшвиқ қилмақта.

Юқириқи қанлиқ вәқә йүз бәргән йеңисар наһийисиниң һөкүмәт тор бетидә бүгүн хәвәр қилинишичә, наһийә әмәлдарлиридин бири болған ли шяңго алдинқи күни чолпан йеза 9-кәнттики 72 аилини зиярәт қилип уларға совғат тарқатқан вә бу арқилиқ хитай компартийисиниң иллиқлиқини йәткүзмәкчи болған.

Ли шявго совғат тарқитиш давамида йәрлик аһалиләргә милләтләр иттипақлиқини күчәйтишни, һәр милләт хәлқиниң анарниң данилиридәк өз-ара зич уюшушини, тинчлиқта биллә өтүш вә тинч тәрәққий қилишини тәшәббус қилған, әмма өз тәвәликидә йүз бәргән юқириқи вәқәни тилға алмиған. У сөзиниң ахирида йәрлик аһалиләрни үч хил күчләргә қарши турушта җасарәтлик болушқа үндигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.