“қанунсиз” китаб сақлиған җаппар аблимитниң йәттә йиллиқ қамалғанлиқи дәлилләнди
2024.11.06
Түркийәдә яшаватқан йопурғилиқ муһаҗирлардин бири өз юртдашлиридин аңлиғанлириға асасән, өз мәһәллисидики җаппар аблимитниң йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқини, бу қамақ җазасиға пәқәт китаб сақлиғанлиқиниң сәвәб болғанлиқини инкас қилди. Униң дейишичә, 2014 -йили хитай даирилири пүтүн аһалиләрни қоллиридики барлиқ “қанунсиз” үн-син буюмлири вә китаб-материялларни тапшурушқа дәвәт қилғанда бәзилири ваз кечәлмәслик, бәзилири қойған җайини унтулуп қелиш сәвәбидин қоллиридики бир қисим китаблар сақлинип қалған.
2017-Йилдики чоң тутқун башланғанда өйләр, амбарлар вә өйдики барлиқ әшялар бир-бирләп ечип тәкшүрүлгәнликтин, әйни вақитта сақлинип қалған аз сандики китабларму паш болуп қалған. Йопурғилиқ муһаҗирниң әскәртишичә, җаппар аблимит шу наһийәдә китаб сақлиғанлиқи үчүнла қамаққа һөкүм қилинған йүзләрчә кишидин биридур.
Биз җаппар аблимитниң әһвалини ениқлаш үчүн, йопурға наһийә йәкшәнбә базардики алақидар кәнт сақчиханисиға телефон қилдуқ. Кәнт сақчиси дәсләптә өзи тәвә кәнттә китаб сақлиғанлиқи үчүн қамалғанлар барлиқини рәт қилди. Биз җаппар аблимитниң исмини тилға алғинимиздин кейин, униң китаб йиғивелиш чақириқиға бойсунмиғанлиқи үчүн йәттә йиллиқ қамалғанлиқини дәлиллиди.
Америкидики лагер шаһити зумрәт давутниң баян қилишичә, 2017 -йили чоң тутқун башланғанда бәзи аһалиләр сақлаватқан китаблирини мәһәллидики әхләт сандуқи яки әврәз қудуқлириға ташливәткән. Бу сәвәбтин үрүмчидә зумрәт давут олтуруватқан мәһәллидә әврәз йоли тосулуп қелип, қаналлар ремонт қилинған. Бу җәрянда тосулуп қалған қаналлардин “қурани кәрим” қатарлиқ көп санда китаблар латқиға айланған һаләттә байқалған.
Йәнә иҗтимаий таратқулардики учурлардин мәлум болушичә, бәзи аһалиләр қоллиридики китабниң муқәддәслики вә пакиз тутулушини көздә тутуп китабларни пиластик халтиларға қачилап әтрапидики су амбири, өстәң яки дәряға ташливәткән. Шу чағда таратқуларда юруңқаш дәрясида қаштеши сүзүватқан хитай ишчиларниң дәрядин бир түркүм китаб сүзүвалғанлиқи вә бу китабларни әтраптики аһалиләргә тәқдим қилғанлиқи, аһалиләрниң болса вәзийәттин қорқуп, бу китабларни қобул қилишни рәт қилғанлиқи һәққидә учурлар тарқалған. Йәнә иҗтимаий таратқулардики учурларниң биридә или дәрясиниң қазақистан бөликидә бир чарвичиниң дәрядин пиластик халтиға оралған “қурани кәрим” ни сүзүвалғанлиқи сүрәтлик һалда хәвәр қилинған.