Шаир қасим сидиқниң саламәтликидә мәсилә көрүлүп, түрмидики әмгәк мәйданидин дохтурханиға йөткәлгәнлики ашкариланди
2022.02.16
Ғулҗа вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири алдинқи күни радийомизға учур йоллап, күнәс қарабуғра түрмисидә җаза муддитини өтәватқан шаир қасим сидиқниң әмгәк мәйданида йиқилип қалғанлиқи вә җиддий һалда түрмә дохтурханисиға йөткәнлгәнликини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң ғулҗадики алақидар идарә органларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, мәзкур учурниң тоғрилиқи дәлилләнди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға инкас қилишичә, 2017-йили башланған чоң тутқунда тутулғанларниң түрмә вә лагер һаяти 5-йилиға қәдәм қойған бүгүнки күндә, лагердики еғир роһий азаб вә түрмидики еғир җисманй әмгәк, шундақла озуқлинишниң йетәрсизлики сәвәбидин мәһкумларда омумиййүзлүк дегүдәк саламәтлик мәсилилири пәйда болған. Болупму әслидинла тени аҗиз болған вә яки йеши чоңрақ болған мәһкумларда кесәллик аламәтлири техиму җиддий һалда көрүлүшкә башлиған. Мәзкур инкасчиниң мисал сүпитидә тилға елишичә, күнәс қарабуғра түрмисидә 18 йиллиқ җаза муддитини өтәватқан шаир қасим сидиқ, өткән һәптә түрминиң иш мәйданида йиқилип қалған вә дохтурханиға йөткәлгән. Инкаста қасим сидиқниң түрмә ичи яки сиртидики дохтурханиға йөткәлгәнлики баян қилинмиған. Җәмийәт хәвәрлиридә адәттә мәһкумлар ағрип қалса түрмә дохтурханисида давалинидиғанлиқи, әмма җиддий қутқузушқа елип беришқа тоғра кәлгәндә, бәзидә түрмә сиртдики чоң дохтурханиларғиму апирилидиғанлиқи баян қилинип кәлгән иди. Шуңа биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, алди билән ғулҗа шәһиридики бир дохтурханиға телефон қилдуқ. Алақидар хадимлар, бу дохтурханида қасим сидиқ исимлик бир бимарниң йоқлуқи вә өзлириниңму қасим сидиқни тонумайдиғанлиқини билдүрүшти.
Инкаста дейилишичә, қасим сидиқниң дохтурханида һушсиз ятқанлиқиға шаһид болған бирәйлән қасим сидиқ ятқан кичиккинә бир кесәл өйидә 20 нәччә карват барлиқи, карватларниң һичбирисниң бош әмәслики, кесәлләрниң һәммисиниң әһвалиниң еғир икәнликини тилға алған. Бу гәпләр йеқинқи бир һәптидин буян ғулҗада җәмийәткә тарқилип, аһалиләрдә түрмидики уруқ-туғқанлири һәққидә җиддий әндишә пәйда қилған вә ғулҗа шәһәрлик әдлийә идарисиға түрмидики уруқ-туғқанлирини көрүш һәққидә сунулған илтимаслар һәссиләп көпәйгән. Ғулҗа шәһиридики қанун тармақлири бу һәқтидики соаллиримизға җавап беришни кәскин һалда рәт қилиди.
Инкаста шаир қасим сидиқниң әһвалиниң еғирлиқи вә иш мәйданида йиқилип қалғанда дохтурханиға әкилингәнлики тәкитләнгән болсиму, әмма униң бир кесәл сәвәбидин яки таяқ зәрбисидин йиқилғанлиқи тилға елинмиған. Иш мәйданиниңму бир етизлиқ икәнлики вә яки завут-фабрика икәнлики баян қилинмиған. Илгири қәшқәрдики бир лагер сақчиси тоққузақта әң дәсләптә қурулған бир лагерниң кейин дохтурханиға өзгәртиветилгәнлики, тутқун вә мәһкумларниң мана мушундақ мәхсус айрим дохтурханиларда давалинидиғанлиқини ашкарилиған, әмма бу дохтурхана шараитиниң қандақлиқи һәққидә гәп қилип бәрмигән иди.
Биз ахирида күнәс наһийәсиниң қарабуғра түрмисигә тәвә бир дохтурханиға телефон қилдуқ. Алақидар бир хадим өзиниң өткән һәптиә, йәни 8-феврал күнидики нөвәтчиликидә қасим сидиқни дохтурханида көргәнликини ашкарилиди. Униң дейишичә, қасим сидқ дохтурханиға һушсиз һаләттә елип келингән. У қасим сидиқниң кесәллик аламитидә һаятиға хәтәр келидиған бир әһвални көрмигәнлики вә кейинки күнләрдә униң хели яхши болуп қалғанлиқини тилға алди. Әмма қасим сидиқниң һушидин кетишигә бир кесәллик вә яки таяқ зәрбиси сәвәп болғанлиқидин хәвири йоқлуқини ейтти. Қасим сидиққа бир сестира билән бир сақчи хадиминиң мәхсус қараватқанлиқини әскәрткән мәзкур хадим, униңға алақидар мәсул хадимларниң алаһидә көңүл бөлүватқанлиқини илгири сүрди.
Өткән йилидики ениқлашлиримиз давамида, қасим сидиқниң муһаҗирәттики юртдаш вә қәләмдашлири униң өсмүрлүк мәзгиллиридила, йәни “мәдәнийәт инқилаби” дәвридә 10 йил түрмидә ятқанлиқи, шуниңдин 2017-йилиға қәдәр униң ғулҗа дадамту оттура мәктипидә оқутқучи болуп ишлигән вақитлирида болсун яки уйғур аптонум районлуқ маарип инститотида билим ашурған вақитлирида болсун, һечқачан хитай сақчилириниң сорақ вә тәқиплиридин халий болуп бақмиғанлиқини баян қилишқан иди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқиси пәқәт тасаддипий бир сәвәб билән ашкариланған бир һадисә болуп, уйғур районида бу күнләрдә қанчилиған кишиниң қасим сидиқтәк һушсиз һаләттә дохтурханиларға елип бериливатқанлиқи вә яки һаятидин айриливатқанлиқи һазирчә мәлум әмәс.