Қатарда өткүзүлүватқан дуня путбол мусабиқисидә уйғур ирқий қирғинчилиқни тонуштурған уйғур оғлани

Мухбиримиз шәһризад
2022.12.06
Enser-Qatardiki-Dunya-Putbol-Musabigisi-1.jpg Доһадики дуня лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң нәқ мәйданида “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майка кийип кишиләрниң диққитини тартқан уйғур яш әнсәр. 2022-Йили декабир, қатар.
Photo: RFA

Нөвәттә қатар пайтәхти доһада өткүзүливатқан дуня лоңқисини талишиш путбул мусабиқисиниң нәқ мәйданида “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майка кийип, мусабиқә көрүватқанларниң диққитини тартқан бир уйғур яшниң сүрәтлири иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалди. Мухбиримизниң игилишичә, бу сүрәтләрдики киши һазир қатарда шләватқан әнсәр исимлик уйғур яш болуп, у бу арқилиқ уйғур мәсилисини дуняға тонуштурушқа тиришқан. Әнсәр радийомиз зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу паалийәтни елип бериштики мәқситини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Мухбир: яхшимусиз әнсәр, радийомиз зияритини қобул қилғиниңизға көп рәһмәт! алди билән радийо аңлиғучилиримизға өзиңизни қисқичә тонуштуруп өткән болсиңиз.

Әнсәр: салам шәһризад, алди билән мени зиярәт қилғиниңиз үчүн көп рәһмәт. Өзүмни қисқичә тонуштуруп өтәй. Мениң исмим әнсәр, фамиләм әнвәр. Үрүмчидә туғулуп чоң болғанмән. Башланғучни вәтәндә оқудум. 2007-Йили чәтәлдики мусапирлиқ һаятим башланди. Бу йил 26 яшқа кирдим. Алий мәктәпни түркийәдә тамамлидим. Һазир қатарда хизмәт қиливатимән.

Доһадики дуня лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң нәқ мәйданида “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майка кийип кишиләрниң диққитини тартқан уйғур яш әнсәр. 2022-Йили декабир, қатар.

Мухбир: сиз бу мусабиқигә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш үчүн қатнаштиңизму яки мусабиқә көрүш үчүнму?

Әнсәр: әслидә мениң мусабиқә көрүш нийитим йоқ иди, лекин ойлимиған йәрдин бир пурсәт келип қалди. Шуниң билән бу пурсәтни қолдин кәткүзүп қоймай, мусабиқә көргәч мушу пурсәттә дуня хәлқигә вә барлиқ инсанларға хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқни тонуштурай дәп, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майкини кийдим вә мусабиқигә қатнишип кәлдим.

Мухбир: сиз “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майкини қайси командилар мусабиқиләшкәндә кйивалған идиңиз? бирла мусабиқидә кийдиңизму яки башқа мусабиқиләрдиму кийдиңизму?

Әнсәр: мән “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән майкини португалийә билән уругвай конмандилириниң мусабиқисидә кийдим. Мушу бирла мусабиқидә кийдим. Башқа мусабқиләрдә бәлким йәнә (бу майкини) кийип чиқишим мумкин, һазирчә ениқ әмәс.

Доһадики дуня лоңқисини талишиш путбол мусабиқисиниң нәқ мәйданида “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән хәт бесилған майка кийип кишиләрниң диққитини тартқан уйғур яш әнсәр. 2022-Йили декабир, қатар.Мухбир: путбол мусабиқиси көрүватқиниңизда бирәрси бу майкиға бесилған хәтләр түпәйли сизни аварә қилдиму? қатар вә яки хитай сақчиси издәп кәлдиму?

Әнсәр: бу мениң тунҗи қетим дуня лоңқисини талишиш путбул мусабиқисигә нәқ мәйдандин қатнишишим. Әһвалниң нәдин нәгичә икәнликини билмигәчкә, алдида “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!” дегән майкини кийиштин сәл тәп тарттим. Чүнки “бундақ бир чоң пурсәтни қолдин кәткүзүп қоймай, әгәр бирәр иш чиқип қалса нишанимға йетәлмәй қалмай” дәп ойлап, мусабиқиниң түгишини сақлидим. Мусабиқә түгигәндин кейин, португалийә формисини селиветип мушу кийим билән бир нәччә парчә рәсимгә чүшүп, мусабиқә көрүватқан инсанларға көрситишкә тириштим. Мәйдандин чиқип кәткәндин кейин, бир аял йенимға келип уйғурларниң әһвалидин хәвәрдар икәнликини вә (бу майкини көрүп) сөйүнгәнликини ейтип һесдашлиқ билдүрди. Униңдин кейин, бир мухбир қиз келип: “сизни сүрәткә тартивалсам боламду?” дәп сориди. Мән “болиду” дәп униң сүрәткә тартишиға рухсәт бәрдим.

Мухбир: сиз бурунму мушуниңға охшайдиған путбол мусабиқилиригә қатнишип, уйғур мәсилисини аңлитип бақтиңизму?

Әнсәр: бу мениң тунҗи қетим дуня путбол мусабиқисидәк бундақ чоң мусабиқиләргә қатнишип, бизгә болуватқан әһвалларни тилға елип, мәсилиләрни аңлитишим.

Мухбир: буниңдин кейинму мушундақ паалийәтләрни давамлиқ елип беришни ойлишиватамсиз? буниңдин кейики пиланлириңиз немә?

Әнсәр: әлвәттә, буниңдин кейинму қолумдин келишичә авазимизни чиқирип, дуня хәлқигә өзимизни аңлитишқа; һәрқандақ бир пурсәттә өзимизни тонутушқа тиришимән. Буни бизниң вәтәндики хәлқимизгә болған бир бурчимиз, дәп һес қилимән.

Мухбир: сизгә көп рәһмәт.

Әнсәр: сизгиму рәһмәт!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.