Германийәдин юртиға қайтурулған адилҗанниң тәқдири мәлум әмәс

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.04.04
Cartun-Germaniyedin-Qayturulghan-Uyghur.jpg Германийә исәвәлик билән хитайға қайтурувәткән уйғур сиясий панаһлағучиниң тәқдири.
RFA

Бундин бир йил илгири германийәдин хата һалда юртиға қайтурулған адилҗанниң из-дерики техичә мәлум әмәс.

3-Апрел “германийә авази” бундин дәл 1 йил илгири баварийә сақчи даирилири тәрипидин хата һалда юртиға қайтурулған 22 яшлиқ уйғур йигити адилҗан мәсилисини қайтидин тилға алди.

Адилҗан 2013-йили мюнхен шәһиригә келип сиясий панаһлиқ тилигән болуп, 2016-йили униң панаһлиқ илтимаси рәт қилинған. Иккинчи қетимлиқ панаһлиқ илтимаси җавабқа еришмәй турупла 2018-йили 4-айниң 3-күни баварийә сақчи даирилири тәрипидин мәҗбурий һалда хитайға йолға селиветилгән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, адилҗанниң хитайға қайтурулуш җәрянида уқушмаслиқ йүз бәргән. Сот тәрәп “биз униң мәсилисиниң техи көздин көчүрүлүватқанлиқини билдүрүп сақчи тәрәпкә факис йоллиған идуқ,” дегән. Әмма сақчи тәрәп болса өзлириниң бундақ бир факисни тапшуруп алмиғанлиқини билдүргән.

Бу вәқә мәтбуатқа ашкариланғандин кейин баварийә сот даирилири вә сақчи тәрәп еғир бесим астида қалған. Һәтта бу мәсилә германийә һөкүмитиниң шәрипигә берип тақилип, баш министир анҗила меркил вә германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси барбел кофлер ханимлар бу ишқа биваситә арилашқан.

Хәвәрдә тилға елинишичә, баш министир анҗила меркил өткән йили хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә адилҗан мәсилисини алаһидә тилға алған. Барбел кофлер ханимму өткән йили 12-айда бейҗиңда елип барған кишилик һоқуқ диялоги җәрянида адилҗан мәсилисини җиддий һалда сүрүштүргән.

Д у қ диний ишлар комитети мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүрүшичә, адилҗан мәсилиси германийә даирилири һазирму күнтәртиптә тутуп туруватқан мәсилә болуп, хитайдин адилҗанни германийә қайтуруп беришни һөкүмәт тәрәп бирқанчә қетим рәсмий тәләп қилған. Әмма хитай даирилири я қулақ йопурувалған яки “у мюнхендики миллий бөлгүнчиләрниң намайишлириға қатнашқанлиқи үчүн җазаланған” дегән җавабқа еришкән.

Қандақла болмисун, адилҗанниң тәқдириниң хәтәргә йолуққанлиқи ениқ болуп, барбел кофлер ханим өткән йили бейҗиң зияритидин кейин д у қ рәһбәрлирини берлинда қобул қилғанда униң түрмидә икәнликидин очуқ мәлумат бәргән. Әмма қайсий түрмидә, қанчә йиллиқ қамаққа мәһкум қилинғанлиқини билмәйдиғанлиқини ипадә қилған.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң изаһлишичә, адилҗан мәсилиси мәтбуатқа ашкарилинип кәткәндин кейин хәлқара кишилик һоқуқ органлири германийә һөкүмитини қаттиқ әйиблигән. Униң билдүрүшичә, бу мәсилә өз нөвитидә йәнә германийә һөкүмитиниң уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләр һәққидә иҗабий қарарлар чиқиришиғиму түрткә болған. У сөзидә германийә һөкүмитиниң бу қарариниң явропа иттипақиға әза дөләтләргиму тәсир көрсәткәнликини әскәртти.

Д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиниң әскәртишичә, мюнхендин хитайға қайтурулған адилҗан исимлик бу уйғур йигити бәдинигә ай-юлтузлуқ көк байрақниң рәсимини чекивалған болуп, бу һал хитай шәрқий түркистанда чекидин ашқан зулум сиясити йүргүзүватқан бир чағда униң еғир ақивәтләргә йолуқушиға сәвәб болуп қелиши мумкин икән.

Мюнхендики бу мәсилидин хәвәрдар кишиләрниң қаришичә, адилҗанниң хитайға қайтурулушиниң зор мәсулийити германийә даирилиридә болсиму, әмма адилҗанниң өзиниң өткүзгән сәвәнликиму муһим рол ойниған. У сот вә сақчи даирилиниң җиддий агаһландурушлириға қулақ салмиған вә муһим хәтлиригә җаваб бәрмигән. Гоя германийәдә мәвҗут әмәстәк яшиған. Буниң билән сақчи тәрәп уни издәп-тепип, чарә қоллинишқа мәҗбур болған.

“германийә авази” ниң бу хусустики хәвиридә көрситилишичә, өткән йилдин буян германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигән 97 уйғур ичидә мутләқ көп қисминиң панаһлиқ илтимаси қобул қилинған. Әмма өзиниң шәхсий кимликини испатлап берәлмигән, диний мәсилиләргә четишлиқ чиққан аз сандики уйғурларниң тәләплири техи қобул қилинмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.