Қазақистанниң челәк йезисидики мурасимда милләтләр ара достлуқ қайта тәкитләнди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2025.02.24
qazaqistan-dostluq-paaliyiti-02

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-01

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-03

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-04

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-05

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-06

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-07

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-08

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-09

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-10

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-11

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-dostluq-paaliyiti-12

Челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мурасимидин көрүнүш. 2025-Йили феврал, алмута RFA/Oyghan

Хәлқарада вә ички җәһәттә охшимиған ихтилаплар, шундақла миллий зиддийәтләр баш көтүрүватқан бүгүнки күндә қазақистан һөкүмити өз тәвәсидики хәлқләрниң һоқуқ җәһәттики баравәрлики, ички муқимлиқ вә тинчлиқни сақлашқа тиришмақта. Бу җәһәттә өткән әсирниң 90-йиллириниң оттурилирида тәшкилләнгән “қазақистан хәлқ бирләшмиси” өз ролини паал җари қилдуруп кәлмәктә.

Мәлум болушичә, “қазақистан хәлқ бирләшмиси” қуруш тәшәббусини 1992-йили шу мәзгилдики пирезиденти нурсултан назабайеф оттуриға қойған иди. 1995-Йили 1-мартта бу иш әмәлгә ешип келип чиқиши, миллити, тили вә диний етиқади қандақ болушидин қәтий нәзәр барлиқ пуқраларниң тәң һоқуқлуқ икәнлики җакарланди. Мәзкур бирләшминиң хизмәт нишанлириниң бири милләтләрниң мәдәнийитини, тилини вә әнәнилирини һәр тәрәплимә раваҗландуруш, шуниңдәк милләтләр ара разимәнликни сақлаш, хәлқләр арисидики достлуқни вә бирликни мустәһкәмләш икәнликиму көрситилди.

Бу йил мәзкур тәшкилатниң қурулғанлиқиға 30 йил толғанлиқи мунасивити билән җай-җайларда һәр хил мурасимлар өткүзүлди. Шуларниң бири йеқинда алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ челәк йезисида өткүзүлгән “достлуқтин артуқ байлиқ йоқ” мавзусидики мурасим болди.

Бу қетимлиқ мурасимни “қазақистан хәлқ бирләшмиси” қармиқидики “җәмийәтлик келишим” вә тәрәққият мәркизиниң қоллап-қуввәтлиши билән җумһурийәтлик “уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи” ниң челәк районидики шөбиси уюштурди. Мурасимға җәмийәт вә тәшкилатларниң вәкиллири, зиялийлар, оқуғучилар һәмдә бир қисим юрт-җамаәт қатнашти. Паалийәт риясәтчиси, челәк районлуқ уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи қармиқидики әдәбият вә ахбарат кеңишиниң рәиси абдулҗан азнибақийеф йиғинниң асасий мәқситини чүшәндүрүп, кәлгән меһманларни тонуштурди.

Паалийәттә сөзгә чиққан челәк йезисиниң һакими қуат абдакимоф, қазақистан хәлқи бирләшмиси қармиқидики “җәмийәтлик келишим” вә тәрәққият мәркизиниң әмгәкчиқазақ наһийәлик бөлүминиң рәиси зинахан бошуғулова, җумһурийәтлик уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи қармиқидики алимлар кеңишиниң рәиси мәсимҗан веләмоф, “туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң рәиси карлин мәхпироф вә башқилар милләтләр ара достлуқ, разимәнлик һәққидә өз пикирлирини изһар қилди.

 “қазақистан хәлқ бирләшмиси” ниң әзаси, “уйғур авази” җумһурийәтлик сиясий гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф дәсләптә қазақ тилида сөзлиди. У “уйғур авази” гезитидә башқиму милләтләрниң тарихи вә мәдәнийити һәққидә мақалиләрниң, җүмлидин бир бәтниң қазақ тилида “шаңирақ” нами билән бериливатқанлиқини, гезитханиларға қазақ хәлқиниң мәшһур шәхслирини тонуштуруватқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “мушу мунбәрдә өзүмниң ана тилида силәр билән сөзлишип, мушундақ йиғинниң өтүватқанлиқиниң өзи қазақистандики барлиқ милләтләргә өзлириниң қәдрийәтлирини сақлап, раваҗландурушқа яритиливатқан мумкинчиликниң бир испати. Уйғур хәлқи қазақистанда алдинқи орундики хәлқ болуватимиз. Гезитимизниң сани 20 миңға йәткәндә астана шәһиригә бардуқ. Шу чағда пүткүл алий кеңәш әзалири вә сенаторлар чавак билән қарши алди”.

Радийомиз зияритини қобул қилған челәк районлуқ уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари нурҗамал һасанова ханим мундақ деди: “қазақистан мустәқиллиқ алғандин тартипла қазақистан һөкүмити қазақ хәлқи билән биргә башқиму милләтләрниң һоқуқлирини қоғдаш, уларниң өз тили, мәдәнийити вә өрп-адәтлирини сақлашқа барлиқ мумкинчиликләрни яритишқа тиришип келиватиду. 1995-Йили қазақистан хәлқ бирләшмиси қурулғандин кейин бу тәшкилат милләтләр ара разимәнлик вә бирликни тәминләш бойичә дөләт сияситини йүргүзди вә бүгүнки күнгичә көп ишларни әмәлгә ашурди.”

Нурҗаман һасанова бу мурасимни йәрлик һөкүмәтниң қоллап-қуввәтлигәнликини баян қилип, мундақ деди: “әң муһими бизни мушу тәвәдә яшаватқан башқа хәлқләрниң вәкиллири қоллиди вә паалийәткә қатнашти. Йиғинда милләтләр ара достлуқ, бирлик вә иттипақлиқ тоғрилиқ яхши вә орунлуқ пикирләр ейтилди, тәклипләр чүшти. Сөзгә чиққанлар уйғур хәлқиниң өтмүш тарихи, қәдимий мәдәнийити һәққидә пикир қилип, қазақистанниң омумий тәрәққиятиға қошуп келиватқан төһписини алаһидә тәкитлиди. Йиғинға охшимиған тәшкилатларниң вәкиллири, зиялийлар, юрт җамаәт әзалири қатнишип, уйғурларниң миллий өрп-адәтлири, таамлири, кийим-кечәклири, қол һүнәр әсваблири вә сәнити билән йеқиндин тонушти.”

Мурасимда сөз алған челәк районлуқ уйғур миллий мәдәнийәт мәркизиниң рәиси мурат ибраһимоф қазақистанда яшаватқан милләтләрниң өтмүш тарихи һәққидә доклат қилди вә меһманларға рәһмитини ейтти.

Радийомиз зияритини қобул қилған челәк районлуқ уйғур миллий мәдәнийәт мәркизи қармиқидики әдәбият вә ахбарат кеңишиниң рәиси абдулҗан азнибақийеф қазақистан хәлқ бирләшмисиниң қазақистандики түрлүк милләтләр арисида бирлик вә разимәнлик бәрпа қиливатқан орун икәнликини алаһидә әскәртти. У бу һәқтә мундақ деди: “бу йәрдә бирләшмә бизгә немә бериду, дегән соал өз-өзидин туғулуши мумкин. Бу әҗдадлиримиздин йүксәк хәзинә болуп қалған ана тилимизни, қәдимий вә парасәтлик мәдәнийитимизни сақлап қелишқа, уни раваҗландурушқа, миллий тарихимизни оқуш вә чүшинишкә мумкинчилик яритип бериду. Мушундақ тәдриҗий ғайиләргә асаслинип яритиливатқан мумкинчиликләрдин қандақ пайдилиниш өзимизниң қолида. Бүгүнки әвладлар тарихимизни китаб-журналлар, гезитлиримиз вә иҗтимаий торлар арқилиқ өгиниватиду. Миллий сәнитимизгә болған муһәббәт күчлүк. Мәшрәплиримиз әнәниви түскә айланди. Уйғурларға аит паалийәтләрдә миллий кийим кийиш адәткә айланған. Миллий таамлиримизниң аммибаблиқи шунчиликки, өзгә милләт вәкиллири буниңға амрақ. Биздики бирла мәсилә ана тил. Мәктәпләрдә ана тилида оқутулуватқан синипларда қара көзлиримизниң сани күндин-күнгә азийиватиду. Бу ечинишлиқ әһвал.”

Абдулҗан азнибақийеф шу қатарда йәнә ана тилни сақлап қелиш һәққидә ойлиғанлирини биз билән ортақлашти.

Челәктә өткүзүлгән бу мурасимда абдулла розибақийеф намидики, исмайил тайироф намидики вә маливай оттура мәктәплириниң оқуғучилири қазақ, рус вә уйғур тиллирида милләтләр ара достлуқ вә разимәнлик һәққидики шеирлирини оқуди. Униңда шуниңдәк миллий нахша вә уссуллар иҗра қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.