Қазақистан пуқраси турсунәли бәгдөләт нилқа наһийәсидә сақчиларниң зораванлиқиға учриған

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.12.28
tursuneli-begdolet Қазақистан пуқраси турсунәли бәгдөләт
Җана турсунәли

Нилқа наһийәсигә туғқан йоқлашқа барған қазақистан пуқраси турсунәли бәгдөләт мушу айниң 23-күни хитай сақчилириниң зораванлиқиға учриған. Турсунәлиниң нилқида туруп хәлқара җамаәткә инкас қилишичә, сақчилар у четилған 2016-йилдики бир қатнаш вәқәсини баһанә қилип, униң паспортини тартивалған. Сақчилар униң паспортини тартивелиш җәрянида уни токлуқ орундуққа олтурғузуш қатарлиқ қейин-қистақ васитилирини қолланған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.

 Турсунәли бәгдөләтниң иҗтимаий таратқулар арқилиқ әһвал инкас қилишичә, у, бу йил 13-декабир күни аписи вә аяли билән бирликтә туғқан йоқлаш үчүн нилқа наһийәсигә барған. 23-Декабир күни нилқа наһийәлик сақчи идарисигә чақиртилған. У сақчиханиға барғинида, сақчи хадимлар уни йәр асти сорақханиға елип кирип, 2016-йили четилған бир қатнаш вәқәси һәққидә сорақ қилған. Сорақ җәрянида, униң қоли койзиланған, пути кишәнләнгән вә токлуқ орундуққа олтурғузулған. Сорақтин кейин униң паспорти тартивелинған.

Турсунәлиниң қазақистандики қизи җана турсунәлиниң дейишичә, дадиси 2017-йили қазақистан пуқралиқиға өткән, арқидинла қазақистандики хитай әлчиханиси арқилиқ хитай пуқралиқини әмәлдин қалдурған. Хитай тәрәп баһанә қилған қатнаш вәқәси болса, 2016-йили йүз бәргән болуп, вәқәдә турсунәлиниң машиниси бир хитай көчмәнниң машинисиға урулуп кәткән. Әйни чағда икки тәрәп өзара келишип мәсилини түгәткән.

 Җананиң қаришичә, әгәр шу қетимлиқ қатнаш вәқәсидә растинила дадиси җинайәт садир қилған болса, униң қазақистанға чиқиши чәклиниши, җинайәт тарихи болғини үчүн паспортму алалмаслиқи керәк иди. Җананиң дейишичә, әнә шу қетимлиқ қатнаш вәқәсидин кейин вә қазақистан пуқраси болуштин илгири, дадиси қазақистанға 3 қетим берип кәлгән. Әнә шу чағда мәзкур қатнаш вәқәси һәққидә һечнемә демигән хитай сақчилириниң әмдиликтә у қазақистан пуқраси болғандин кейин, вәқәни сүрүштә қилишиниң уларда, мәзкур қатнаш вәқәсиниң бир баһанә икәнлики, әсли мәқсәтниң униң хитай пуқралиқидин ваз кәчкәнликигә қарита бир өч елиш икәнлики һәққидә гуман пәйда қилған.

 Турсунәли бәгдөләтниң видийолуқ инкасида баян қилинишичә, сақчилар униңға аяли вә 80 яшлиқ аписиниң алдида зораванлиқ қилған. У өзиниң зораванлиққа учриғанлиқи, инсаний қәдир қиммитиниң дәпсәндә қилинғанлиқини илгири сүрүп, қазақистан һөкүмити вә хәлқара җамаәттин ярдәм сориған.

 Нилқа наһийәлик сақчи идарисиниң хадимлири турсунәлиниң сорақ җәрянида қийин-қистаққа учриғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди. Әмма, турсунәлиниң паспортиниң тартивелинғанлиқини инкар қилмиди.

 юқирида қазақистан пуқраси турсунәли бәгдөләтниң нилқида хитай сақчилириниң зораванлиқиға учриғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.