Уйғур тәнһәрикәтчиси нариман қурбаноф дуня мусабиқисидә алтун медалға еришти
2024.02.29
Даңлиқ гимнастикичи нариман қурбаноф 22 вә 25-феврал арилиқида германийәниң котбус шәһиридә өткән гимнастика бойичә дуня мусабиқисиниң иккинчи басқучида алтун медалға еришти. У яғач атта оюн көрситиш түри бойичә биринчиликни игилиди.
Бу һәқтә қазақистанниң “қазақ ахбарат” хәлқара ахбарат агентлиқи вә башқиму бир қатар аммиви ахбарат васитилири, шуниңдәк мәмликәтниң саяһәт вә тәнһәрикәт министирлиқи һәмдә олимпик комитети хәвәр тарқатқан. Уларда ейтилишичә, мәзкур мусабиқигә 70 тин ошуқ дөләттин 300 әтрапида тәнһәрикәтчи қатнашқан. Қазақистанлиқ нариман қурбаноф биринчиликкә, ийорданийәлик вә җәнубий корейәлик тәнһәрикәтчиләр иккинчи вә үчинчи орунларға еришкән.
Мәзкур нәтиҗиси билән нариман қурбанофниң бу йил фирансийә пайтәхти парижда өтидиған олимпик мусабиқисигә қатнишиға мумкинчиликләр туғулған.
Зияритимизни қобул қилған “кентавр” қабилийәтлик тәнһәрикәтчиләргә ярдәм қилиш җәмийәтлик фондиниң президенти, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренер, нариман қурбанофниң устази мәхмут искәндәроф әпәнди мундақ деди: “биринчи күни таллаш болди. Униңға һәр әлләрдин 50 кә йеқин тәнһәрикәтчи қатнашти. Ахирқи йәкму-йәк мусабиқигә пәқәт 8 адәм қелип, нариман биринчиләрдин болуп биринчи номур билән шу сәккизлик қатариға кирди. Бу наһайити яхши. Демәк у ишәнчлик һалда мукапат игиләшкә қарап маңди дегән сөз. Иккинчи күни әнә шу 8 адәм күч синашти. Уларниң ичидә болупму корейә вә ийорданийәниң, шуниңдәк явропа һәм американиң әң күчлүк тәнһәрикәтчилири болди. Нариман өз вәзиписини наһайити яхши орунлап чиқип, алтун медалға еришти. Раст, бу басқуч униң олимпик мусабиқисигә йолланма елишиға мумкинчилик яратти. Әмма бу басқуч техи ахирқиси әмәс. Алдимизда бакуда өтидиған мусабиқә бар. Нариман германийәдин шу яққа учуп кәтти. Һазир у он күнлүк тәйярлиқ мәшиқлиригә киришти.”
Мәхмут искәндәроф нариман қурбанофниң алдида чоң вәзипиләр барлиқини ейтип, йәнә мундақ деди: “мубада у йәнә бир алтун медалға еришсә, у чағда униң олимпик мусабиқисигә қатнишишқа йолланма елиши үчүн кәң мумкинчилик яритилиду. Әгәрдә бизниң бу йигитимиз йолланма елип, олимпик мусабиқисигә қатнашса, бу биз үчүн чоң тарихий вәқә болуп һесаблиниду. Буниңдин башқа йәнә бир мусабиқә бар болуп, униңдиму нариман биринчиләрдин болуши лазим. Шәртләр интайин мурәккәп. Лекин униң йолланма алидиғиниға чоң үмид бар. Чүнки ахирқи икки йил ичидә хәлқара гимнастика бирләшмисиниң һесаби бойичә нариман биринчиләрниң тизимиға кирди. Һазирчә бакуда өтидиған мусабиқидин үмид күтүватимиз. Шуниң үчүн биз нариманға чоң утуқ тиләймиз.”
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан уйғур яшлири бирликиниң әзаси нозугум тайирова ханим нариман қурбаноф һәққидә мундақ деди: “яшлиримизниң тәнһәрикәтниң һәр хил түрлиридин яхши нәтиҗиләрни көрситиватқанлиқи бизни хушал қилиду, әлвәттә. Шуларниң бири нариман қурбаноф йеқинда германийәдә өткән гимнастика бойичә дуня мусабиқисидә йәнә бир мәртәм алтун медалға еришти. Қазақистандики уйғур яшлири нариманниң дуня мусабиқилиригә қатнишип, қолға кәлтүрүватқан утуқлири билән йеқиндин тонуш. Бу һәқтә йәрлик мәтбуатларда, шундақла иҗтимаий торларда пат-пат хәвәрләр елан қилинип туриду. Нариманниң бир аҗайип хислити-униң өз алдиға қойған нишан-мәқситидин һәргиз чекинмәслики, бәк тиришчанлиқидур. Хәлқара дәриҗилик тәнһәрикәт маһири нариманниң пүткүл қазақистан намидин шунчилик юқири дәриҗилик мусабиқигә қатнишип, дуняниң әң күчлүк тәнһәрикәтчилири ичидин алтун медалға еришиши һәр кимниң қолидин келивәрмәйду. Һазир у нөвәттики мусабиқигә тәйярлиниватиду. Биз қазақистанлиқ уйғур яшлири намидин нариман қурбанофниң шу алдинқи синақлардин өтүп, парижда болидиған олимпик мусабиқисигә қатнишишини үмид қилимиз һәм тиләкдашмиз. Биз нариманға ишинимиз!”.
Мәлуматлардин игилишимизчә, бу йил 26-июлдин 11-авғустқичә фирансийә пайтәхти париж шәһиридә 33-нөвәтлик олимпик мусабиқиси болиду. Әгәр нариман қурбаноф гимнастика бойичә бу мусабиқигә қатнишиш имканийити болса, бу, қазақистан үчүнму, уйғурлар үчүнму зор шәрәп һесаблинидикән.