Қазақистанниң алмута шәһиридә уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.05.20
Uyghur-mektepliri-bilen-hemkarlishish-shtabi-4.jpg

Алмутадики җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулған паалийитидин көрүнүш. 2021-Йил 17-май, алмута.

Uyghur-mektepliri-bilen-hemkarlishish-shtabi-3.jpg

Алмутадики җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулған паалийитидин көрүнүш. 2021-Йил 17-май, алмута.

Uyghur-mektepliri-bilen-hemkarlishish-shtabi-2.jpg

Алмутадики җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулған паалийитидин көрүнүш. 2021-Йил 17-май, алмута.

Uyghur-mektepliri-bilen-hemkarlishish-shtabi-1.jpg

Алмутадики җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулған паалийитидин көрүнүш. 2021-Йил 17-май, алмута.

Қазақистандики уйғурларниң һәр хил йоллар арқилиқ өзлириниң ана тилини, миллий маарипини сақлап, мәдәнийитини, мәтбуатини, әдәбиятини, сәнитини раваҗландуруп келиватқанлиқи мәлум. Игилишимизчә, һазир мәмликәттә уйғур тилида мәктәпләр, гезит-журналлар, миллий тиятир, җәмийәтлик тәшкилатлар паалийәт елип бармақтикән. Хәвәрләргә қариғанда, йеқинда алмутадики җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулғаникән. Мәзкур штабни қуруш тәклипи уйғур мәдәнийәт мәркизидә болуп өткән йиғинда оттуриға қоюлуп, униң рәисликигә бир еғиздин “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири карлин мәхпироф сайланған.

Биз уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң әзаси, “мектеп” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийефни зиярәт қилип, мәзкур штабниң мәқсити вә вәзипилири һәққидә мәлуматларни игилидуқ.

Рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф әпәндиниң ейтишичә, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң җай-җайлардики шәһәрлик, вилайәтлик, наһийәлик, йезилиқ шөбилиридә маарип комитетлири мәвҗут болуп турғанда мундақ штабни қурушниң һаҗиити барму дегән соалниң туғулуши тәбиий.

У мундақ деди: “маарип комитетлири мушу кәмгичә өзлириниң чамиси йәткүчә ана тиллиқ мәктәплиримиз билән һәмкарлишип, бирлишип ишлиди вә һазирму шуни давамлаштуруп кәлмәктә. Икки йилға созулған карантин түпәйли көпчиликниң ана тиллиқ мәктәплиримиз билән болған алақиси сәл суслишип қалди. Штабни қуруштики әң асасий мәқсәт мәктәплиримизни қоллаш, уларға бала топлаш мәсилисидә һәмкарлишиш һәм шуларға ярдәмдә болуш, ана тилида оқуш әвзәлликлирини көпчилик арисида тәрғиб қилиш охшаш ишларни җанландуруш болуп һесаблиниду. Йәни ана тилида оқуған мәктәпләрниң, уйғур тилида оқуған балиларниң, мәктәпни түгәткән учумкарларниң келәчики йоқ дегән сәлбий көз қараш бәзи ата-аниларда мушу кәмгичә мәвҗут һәм техиму күчәймәктә. Буниң түрлүк сәвәблири бар. Балилиримиз ана тиллиқ мәктәпни тамамлиғандин кейин өзлири таллиған кәсип бойичә алий оқуш орунлириға чүшкән вақитта дөләтлик, йәни қазақ тилида я рус тилида билим алиду. Мана мушуни баһанә қилиду. Бирақ бу штабниң әң асасий мәқсәтлириниң бири шуки, шундақ көз қараштики ата-аниларға ана тилида оқушниң әвзәлликини чүшәндүрүш болуп һесаблиниду.”

Рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийефниң ейтишичә, уйғур тилидики мәктәпләр дөләтлик мәһкимиләр болуп һесаблинип, улардики барлиқ җәрянлар һөкүмәтниң, йәни билим вә пән министирлиқиниң тәстиқлиған программиси асасида йүргүзүлидикән. Йәни қазақ вә рус тиллирида қандақ йүргүзүлсә, нәқ шундақ йүргүзүлидикән. Уларниң программилирида пәрқ йоқкән. Бу йәрдики асасий мәсилә билим сүпитини ашуруш болуп һесаблинидикән.

У йәнә мундақ деди: “әлвәттә, һәммә устазларни бир таяқта һәйдәшкә болмайду. Наһайити тиришип, өзиниң ишини әстайидил қиливатқан устазлар көп. Бирақ муәллимлик-оқутқучилиқ кәспини җан беқиш кәспигә айландурувалған оқутқучи-муәллимләрму йоқ әмәс. Мушундақ вәзийәттә мәктәп мәмурийәтлиригә, устазлириға бала топлаш һәм оқуғучиларға кәсип таллаш мәсилилиридә һәмдәм болуш һәмкарлишиш штабиниң әң чоң мәқсәт-муддиаси болуп һесаблиниду. Немишқа? көпчилик ата-аниларму, мәктәп мәмурийитиму өзлириниң яхши оқуған оқуғучилириниң мувапиқ һалда алий оқуш орунлирини, у йәрдә алидиған кәсип-мутәхәссисликни тоғра таллап, шу йәрләргә чүшүп оқушини вә мувәппәқийәтлик тамамлап, мустәқил қазақистан елигә хизмәт қилишини халайду.”

Радийомиз зияритини қобул қилған абай намидики қазақ миллий университетиниң филологийә вә көп тиллиқ билим бериш институти шәрқ филологийәси вә тәрҗимә бөлүминиң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шаирәм баратова ханим уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулуп, көп вақит өтмәйла у өзиниң дәсләпки иш-паалийитини алмута шәһиридики уйғур мәктәплиридин башлиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “штаб әзалири вә алмута шәһиридики алий оқуш орунлириниң профессорлири вә оқутқучилири билән бирликтә 17-май күни таза уйғур тиллиқ мәктәпләрдин шәһәрниң достлуқ мәһәллисидики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназиядә, заря востока мәһәллисидә орунлашқан мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәптә, султанқорған мәһәллисидики мәсим яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназиядә, һөҗәт мәһәллисидики156-рус-қазақ-уйғур оттура мәктипидә, шундақла түрксиб наһийәсидики 89-рус-уйғур оттура мәктипидә болуп, мәзкур мәктәпләрниң мудирлири вә оқуш һәм тәрбийә ишлири бойичә мудир орунбасарлири билән учрашти. Қазақистан мустәқиллиқиниң 30 йиллиқиға даир‚мустәқиллиқ әвладлири‛мавзуси даирисидә башланған бу һәрикәт корона вируси вабаси сәвәбидин карантин қаидилиригә әмәл қилған һалда өткүзүлди. Мәктәпләр мәмурийәтлири билән болған баш қошушта алимлар өзлири ишләватқан алий оқуш орунлирини тонуштуруп, мәктәптин кейин оқушқа қобул қилиш шәртлири, оқуғучиларға көрситилидиған имтиязлар, һәр хил саһәләр бойичә тәйярлинидиған мутәхәссисләрниң артуқчилиқи вә алаһидиликлири үстидә тохталди”.

Шаирәм баратова учришиш давамида уйғур мәктәплиридә оқуватқан балилар санини көпәйтиш, сапалиқ билим беришниң амаллирини қилиш, муәллимләрни вә яхши оқуйдиған балиларни риғбәтләндүрүш вә башқиму муһим мәсилиләрниң қаралғанлиқини, шуниңдәк җай-җайларда муәллимләрдин вә юрт-җамаәтчилик актиплиридин тәркиб тапқан штабларни қуруш мәсилисиниңму муһакимә қилинғанлиқини билдүрди.

Игилишимизчә, мәзкур штаб һәрикитигә “туран” университети, сулайман дәмирәл университети, асфендияроф намидики қазақ миллий теббий университети, абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң профессорлири вә оқутқучилири қатнашқаникән. Шундақла уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штабиниң бу хилдики иш-паалийәтлири пат йеқинда уйғурлар зич олтурақлашқан алмута вилайитигә қарашлиқ наһийәләрдиму давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.