Қазақистанлиқ уйғур гимнастикичи һәсән сәлимоф венгирийәдә чемпийон болди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.10.14
qazaqistan-gimnastika-tenterbiye-02 Қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф венгирийәдә өткүзүлгән хәлқара гимнастика мусабиқидә алтун медалға еришкән. 2024-Йили 5-өктәбир, венгирийә
RFA/Oyghan

Қазақистанниң тәнһәрикәт аммиви ахбарат васитилири һәм иҗтимаий таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф венгирийәниң ғәрбигә җайлашқан қәдимий шәһәр сомбатхейда өткән гимнастика бойичә хәлқара мусабиқиниң нөвәттики басқучида 14.300 Номур билән алтун медалға еришкән.

Хәвәрләргә қариғанда, гимнастика бойичә қазақистан командиси икки алтун медалға еришкән болуп, мусабиқиниң биринчи күнидә униңда қазақистанниң қариғанда шәһиридин келип қатнашқан тәнһәрикәтчи даря ясинская 13.166 Номур билән алтун медалға еришкән. Арқидин көп вақит өтмәйла йәнә бир қазақистанлиқ тәнһәрикәтчи һәсән сәлимоф гимнастикиниң әркин түридә, йәни гиләмдә сәкрәш түри бойичә биринчи орунни игилигән. Мусабиқә баһалиғучилири һәсән сәлимофниң гимнастикиниң мурәккәп елементлирини орунлиғанлиқини байқап, өзлириниң юқири баһасини бәргән һәм шуниң билән у биринчиликни алған. Бу һәқтә қазақистанниң олимпик комитетиниң мәтбуат хизмитиму хәвәр бәргән.

Қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф (оттурида) венгирийәдә өткүзүлгән хәлқара гимнастика мусабиқидә алтун медалға еришкән. 2024-Йили 5-өктәбир, венгирийә
Қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф (оттурида) венгирийәдә өткүзүлгән хәлқара гимнастика мусабиқидә алтун медалға еришкән. 2024-Йили 5-өктәбир, венгирийә
RFA/Oyghan

Биз гимнастика бойичә дуня чемпийони һәсән сәлимоф билән алақиләштуқ. У радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “мәндә гимнастикиниң әркин түридә, йәни гиләмдә сәкрәш түри бойичә дуня мусабиқисидә ғәлибә қилиш пилани болғаниди. Худаға шүкри, бу әмәлгә ашти. Биз биринчиликни игилидуқ һәм алдимизға қоюлған вәзипиләрни толуқ орунлидуқ. Бу мениң тәҗрибәмдики биринчи утуқ әмәс, әлвәттә. Шуниң үчүн мусабиқиләрдә әнсирәш болмиди. Өзүмни шунчилик яхши һес қилдим. яхши тәйярлиқтин өттүм. Маңа мениң дохтурлирим, барлиқ тиренерлирим ярдәм қилди. Һәммигә рәһмәт, биз көзлигән мәқситимизгә йәттуқ. Биринчиликни вә йәнә шундақла айрим мукапатларғиму ериштуқ. Бу, мән үчүн интайин муһим. Әлвәттә, ғәлибидин даим яхши һес-туйғулар қалиду. Мениң барлиқ уруқ-туғқанлирим, йеқинлирим, һәтта қошнилирим буниңға бәк хушал болди. Бу мән үчүн шунчилик көңүллүк болди. Мени қоллиған һәммәйләнгә өзүмниң миннәтдарлиқимни билдүримән. Венгирийәдә өткән мусабиқидә мән гиләмдә сәкрәш һәм гимнастикиниң әркин түридә оюн көрситиш бойичә һүниримни көрсәттим. Болупму гимнастикиниң әркин түридә маһарәт көрситиш бойичә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрдүм.”

Қазақистандики яш уйғурлардин йетишип чиққан даңлиқ гимнастикичи нариман қурбаноф болуп, униң нәтиҗилири һәққидә дуня аммиви ахбарат васитилири, иҗтимаий таратқулар һәмдә “әркин асия” радийосиму көплигән хәвәрләрни елан қилинғаниди.

Әнә шу гимнастика бойичә олимпик чемпийони нариман қурбаноф зияритимизни хушаллиқ илкидә қобул қилди. У һәсән сәлимофниң бу утуқлиридин хушал болуп, мундақ деди: “бу басқуч, һәсәнниң кәспий паалийитидики иккинчи утуқ болуп һесаблиниду һәм у басқучтин ишәнчлик һалда өтти. Бу бизни һәйран қалдурди. Һәсәнниң бу утуқи түркийәдин башланди һәм булғарийәдә давам қилди. Әмди мана венгирийәдә өткән хәлқара мусабиқидә униң утуқи алтун медал билән аяғлашти. Һәқиқәтән бу интайин яхши нәтиҗә. Сәвәби у дуня мусабиқисиниң ичидә бәш басқучта өз һүнирини көрситип, униң үчидә медалға еришти. Униң бу нәтиҗилири бизгә шундақ үмид беридуки, һәсән йеңи олимпик командиси тәркибидә болуп, униң келәчәктә олимпик мусабиқилиригә қатнишишиға болған ишәнчимизни ашуриду.”

Қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф (солда) венгирийәдә өткүзүлгән хәлқара гимнастика мусабиқидә алтун медалға еришкән. 2024-Йили 5-өктәбир, венгирийә
Қазақистанлиқ гимнастикичи һәсән сәлимоф (солда) венгирийәдә өткүзүлгән хәлқара гимнастика мусабиқидә алтун медалға еришкән. 2024-Йили 5-өктәбир, венгирийә
RFA/Oyghan

Қазақистандики уйғур гимнастикичилирини тәрбийәләштә көплигән паалийәтчиләрниң йетәкчи рол атқурғанлиқи мәлум. Шуларниң бири “кентавр” қабилийәтлик тәнһәрикәтчиләргә ярдәм қилиш җәмийәтлик фондиниң рәиси, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тиренери мәһмут искәндәрофтур.

Мәһмут искәндәроф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “һәсән сәлимоф қазақистан җумһурийити командисиниң әзаси. У хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири. У венгирийәдә өткән гимнастика бойичә хәлқара мусабиқидә алтун медал алди. У, буниңдин ташқири бир қанчилиған басқучларға қатнишип, яхши нәтиҗиләрни намайиш қилғаниди. Һәсән келәчики бар тәнһәрикәтчи. У һазир келәр йили болидиған дуня мусабиқисигә тәйярлиниватиду. Гимнастикиниң йеңи елементлирини өгиниватиду. Униң дуня чемпийони болидиғиниға үмидимизму бар.”

Мәһмут искәндәроф болупму нариман қурбанофниң олимпик чемпийони болғанлиқиниң пәқәт уйғур хәлқила әмәс, бәлки қазақистан тарихида күтүлмигән вәқә болғанлиқини, униң келәчикигиму чоң үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә һәсән сәлимофтинму чоң үмидләрни күтидиғанлиқини оттуриға қойди.

Игилишимизчә, қазақистандики уйғур яшлири пәқәт тәнһәрикәтла әмәс, бәлки илим-пән, маарип, әдәбият, сәнәт, башқа саһәләрдиму чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп, қазақистанниң шан-шәрипини тиклимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.