Қазақистандики “или өңири-или вадиси” гезити уйғур миллий мәтбуатиниң тәрәққиятиға өз төһписини қошмақта
2024.10.09
Тарихий мәлуматларға қариғанда, өткән әсирниң 20-йиллиридин тартип қазақистанда яшаватқан уйғурларниң миллий мәтбуати раваҗлинишқа башлап, бу җәһәттә көплигән утуқлар қолға кәлгәниди. Униң тунҗи нәшри “садаи таранчи” дәп аталған болуп, кейинрәк “кәмбәғәлләр авази”, “колхозчилар авази”, 1957-йилдин тартип “коммунизм туғи” дегән намлар билән чиқишқа башлиған. Қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин у “уйғур авази” дегән нам билән бүгүнгичә йоруқ көрмәктә. Бу нәшрдин башқа һазир қазақистанда уйғур вә рус тиллирида “асия бүгүн” (бүгүнки асия), уйғур вә қазақ тиллирида “или өңири-или вадиси” җумһурийәтлик гезитлириму мәвҗуттур. Йеқинда алмута вилайити уйғур наһийәсиниң мәркизи чонҗа йезисидики мәдәнийәт өйидә “иле өңири-или вадиси” гезити өзиниң 90 йиллиқини қутлуқлиди.
Шу мунасивәт билән биз мәзкур гезитниң баш муһәррири, қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси абдуманап аблизоф әпәндини зиярәт қилдуқ. У мәзкур нәшрниң совет коммунистик түзүми, коллектиплаштуруш сиясити, совет-герман уруши, арқа сәпни тикләш, боз йәрләрни өзләштүрүш, базар иқтисади, өзгәртип қуруш, мустәқиллиқ йиллири дегәнгә охшаш сиясий, иҗтимаий, иқтисадий җәрянларни өз бешидин кәчүргәнликини оттуриға қойди.
Абдуманап аблизоф мундақ деди: “бүгүнки мәрикилик 6680-санида биз билән йүз көрүшүп, шадлиқини биз билән бөлүшүп турған “или вадиси” ниң дәсләпки сани 1934-йили 29-сентәбирдә латин йезиқида “сталинчи” нами билән бир варақ һәҗимдә йоруқ көрүпту. Нәшримиз шу чағдики яркәнт наһийәсидики “мтс” ниң, йәни машина-тирактор истансисиниң сиясий органи болған икән. Бу тәвәдин уйғур наһийәси тәшкиллинип бөлүнүп чиққан 1935-йили, партийә мәркизий комитетиниң қарари билән униң вакаләтчиликигә өткүзүлүп, паалийитини башлапту. У чағдики наһийә мәркизи-подгорнойе йезисиға көчүрүлүп, яркәнттә нәшр қилиниватқан “колхозчилар авази” гезити тәрипидин маддий, мәниви ярдәм вә үскүнә-техникилар билән тәминлинипту. Материял базиси һасил қилинғучә мәзкур гезит басмиханисида бесилипту. Мәхсус полиграфийәлик җабдуқ, басма-һәрпләр билән җабдулғандин кейин дәсләпки сани наһийә башчиси мәрүп ибраһимофниң исим-шәрипи билән йоруқ көрүпту”.
Абдуманап аблизоф гезит хадимлири сидиқ тоқайеф, нур қурбаноф, нәсирдин азнибақийеф, нурахун мамутоф қатарлиқларниң гезитниң дәсләпки санлириниң йоруқ көрүшидә муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди.
У йәнә мундақ деди: “у йиллири гезит чиқириш йиңнә билән қудуқ қазғандәк мушәққәтлик иди. Редаксийә билән басмихана бир орунда болуп, барчә иш қол күчи билән әмәлгә ашурулатти. Кадирлар йетишмәйтти. Һәрпләр қол билән тизилатти. Кейинчә ленотип машинилири кәлтүрүлүп, шулар арқилиқ һазирлаш мумкинчилики пәйда болған. Мавзулар болса йәнила қолда тизилатти. Тахтидики тәйяр бәтләр қолдин чүшүп чечилип, ахшими түн йеримиғичә йеңибаштин бәт ясиған ишларму йүз бәргән. Гезит бесиш машинилирида бармақлар һәрикәткә келип бир-бирләп бесишқа 5-6 саәт кетәтти, иш тамамланғучә түн йерим болуп кетәтти. Түплинип тәйяр болған гезитләр әтиси таң сәһәр һарвилар билән почтиға йәткүзүлүп, атлар билән йезиму-йеза тарқатқан мәзгилләр әслимә болуп қалди. Бүгүнки күндә ноутбук (ләптоп) билән тизилип бәт ясилиду, андин електиронлуқ почта арқилиқ йигирмә минут әтрапида қобуллап алған басмиханида заманивий техникилар арқилиқ йерим саәт арилиқида бесилип чиқиду. Сүпәт җәһәттин көркәм вә мукәммәл”.
Абдуманап аблизофниң ейтишичә, гезиткә муштәри топлаш иши ана мәктәпкә оқуғучи йиғиштәк мурәккәп мәсилигә айланған. Уйғур мәдәнийити мәркәзлири, йигит башлири, ханим-қизлар кеңәшлири гезитниң таянчилириға, ғәмхорчилириға айланған.
Мәлуматларға қариғанда, “или вадиси” гезити 2021-йилниң 23-июлдин башлап җумһурийәтлик мәртивигә игә болуп, қазақистанниң җай-җайлириға таралмақта. Гезитниң тиражиму барғансери көпийип, көпкә тонулмақта. Гезит илгири “тинчлиқ әмгәк”, “коммунизм йоли”, “или вадиси”, “или вадиси-иле шуғиласи”, “иле өңири-или тәвәси” намлири билән чиққан. Һазир бу гезит уйғур наһийәсидә киндик қени тамған барчә қазақ, уйғур шаир язғучи, алим, журналистларниң сөйүмлүк гезити, тәлимат мәктипи болуп қалмақта. Гезитиниң раваҗлинишида өмәрҗан адилоф, мирзәхмәт меримоф, сәдвақас мәсүтоф, турсунҗан низамоф, абулҗан мусияроф, әмирдин тайироф, маһинур низамдинова, мерванәм кебирова, әмирдин надироф вә башқа көплигән шәхсләр асаслиқ рол ойниған.
Радийомиз зияритини қобул қилған “туран” университетиниң дотсенти, тарих пәнлириниң кандидат доктори зулфийә кәримова ханим қазақистандики уйғур мәтбуатиниң тарихи һәққидә тохтилип мундақ деди: “қазақистандики уйғур мәтбуатиниң өзигә хас узун кәчмиши бар. Бу һәқтә мәшһур уйғуршунас алим, тарихчи, мәрһум мунир йерзин өзиниң илмий тәтқиқатлирида мол мәлуматларни қалдуруп кәткән. Униң мәлуматлириға қариғанда, дәсләпки мәтбуат сәһипилири 1910-йилларниң ахирлирида, йәни йәттисуда совет һакимийити орнитилғандин илгири пәйда болған. Тарихчилар, шу җүмлидин, мунир йерзин уйғур мәтбуатиниң тарихини йәттисуда 1918-йили нәшр қилинған уйғурларниң әң тунҗи гезити “садаи таранчи” гезити билән бағлаштуриду. Әгәр шуниңға асаслансақ, демәк оттура асиядики уйғур мәтбуатиниң тарихиға йүз йилдин ашти десәк болиду. Бүгүнки күнгичә уйғур мәдәнийитиниң мәркизи болған қазақистанда бир қанчилиған гезит вә журналлар нәшр қилинип кәлгән иди. Қазақистан мустәқиллиққа еришип, уйғур тилида “ана мәктәп”, “мәрипәт”, “хуш кәйпият”, “дидар” қатарлиқ гезит-журналлар арқа-арқидин нәшр қилинған болсиму, амма уларниң көпи иқтисадий қийинчилиқлар сәвәбидин тақилип кәтти. Кейинрәк йоруқ көрүшкә башлиған “еһсан”, “интизар”, “ахбарат”, “уйғур-пән”, “ғунчә”, “иҗадкар” қатарлиқ журналларму уйғур мәтбуатида мәлум рол ойниди, амма, әпсуски, уларниң бәзилири тақилип кәтти.”
Зулфийә кәримова уйғур наһийәсидин нурғунлиған мәшһур шәхсләрниң йетилип чиқип, омумән қазақистанниң тәрәққиятиға зор төһпә қошқанлиқини, буниң барлиқиниң әнә шу мәтбуат сәһипилиридә йорутулуп кәлгәнликини билдүрди. У йәнә мундақ деди: “бүгүнки күндә қазақистан уйғур миллий мәтбуати әң тәрәққий қилған дөләтләрниң бири болуп һесаблиниду. Уйғур миллий мәтбуатиниң карван беши болуп келиватқан “уйғур авази” гезити билән бир қатарда, һазир елимиздә уйғур тилида “асия бүгүн”, “или вадиси” қатарлиқ гезитлиримиз нәшр қилиниватиду. Йеқинда “или вадиси” гезити өзиниң 90 йиллиқини атап өтти. Бу гезиттә хәлқимизниң тарихи, мәдәнийити, әдәбияти, сәнити, замандашлиримизниң бүгүнки һаят-тирикчилики, елимизниң һәр саһәләрдә қолға кәлтүрүватқан утуқлири һәққидә яхши, мәзмунлуқ мақалиләр давамлиқ берилип туруватиду. Қазақ вә уйғур тиллирида нәшр қилиниватқан бу гезит, әлвәттә, қазақ вә уйғур хәлқиниң достлуқиниң, бирликиниң ярқин үлгисидур. Бу пурсәттә, гезитимизни мушу тәвәллути билән чин қәлбимдин тәбрикләймән һәм чоң утуқлар тиләймән.”
Чонҗадики мәдәнийәт өйидә өткән тәнтәнидә уйғур наһийәсиниң һакими бота елеусизова, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил, “бент” җәмийити мудирлар кеңишиниң пирезиденти дилмурат қузийеф, шундақла патигүл мәқсәтова, қадирбек қунапия оғли қатарлиқ уйғур, қазақ язғучилири вә башқилар гезит үчүн қизғин тиләклирини ейтқан. Шуниңдәк, бу тәнтәнидә чоң консерт пирограммиси көрситилгән.