Қазақистан язғучилириниң һесабат йиғинида уйғур язғучилириму мукапатқа еришти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2022.05.20
Қазақистан язғучилириниң һесабат йиғинида уйғур язғучилириму мукапатқа еришти “қазақистанниң пәхрий язғучиси” нами берилгән пешқәдәм язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири әпәнди. 2022-Йили 18-май, қазақистан.
RFA/Oyghan

Қазақистан уйғур әдәбияти тарихиниң өткән әсирниң 20-30-йиллиридин башлинип, өз тәрәққият тарихида бир нәччә басқучларни бесип өткәнлики һәм мурәккәп иҗтимаий-сиясий өзгиришләрни баштин өткүзгәнлики мәлум. Қазақистан уйғур әдәбияти дәсләптә сотсиялистик идеологийә асасидики совет әдәбиятиниң аҗралмас бир қисми сүпитидә, кейинки оттуз йил ичидә мустәқил қазақистанниң көп милләтлик әдәбияти даирисидә тәрәққий қилип кәлмәктә. Әйни вақитларда өмәр муһәммәди, исмайил таһироф, һезим искәндәроф, зия сәмәди, җамалидин босақоф, долқун ясиноф, илия бәхтия қатарлиқ даңлиқ шаир вә язғучилири билән тонулған уйғур әдәбияти, һазирму көп милләтлик қазақистан әдәбиятида өзигә мунасип орун игиләп кәлмәктә.

18-Майда алмута шәһиридики әдәбиятчилар өйидә “қазақ әдәбиятиниң баһари” мавзусида йәкүнләш йиғини болуп өтти. Қазақистан язғучилар иттипақиниң башқармиси уюштурған мәзкур йиғинға қазақ, рус, уйғур әдәбиятиниң тонулған шаирлири, язғучилири, драматорглири, қазақистан язғучилар иттипақиниң әзалири, яш иҗаткарлар, аммивий ахбарат васитилири вәкиллири қатнашти. Алди билән қазақистан җумһурийитиниң дөләт гимни орунланғандин кейин, йиғин қатнашқучилири бир минутлуқ сүкүт билән өткән йили вә мушу йилниң башлирида вапат болғанларни хатирилиди. Андин қазақистан язғучилар иттипақи башқармисиниң рәиси улиғбек есдаулет өткән йилда болуп өткән ишлар бойичә баш доклат бәрди.

“алаш” хәлқара әдәбият мукапатиға ериш даңлиқ шаир җәмшит розахуноф әпәнди. 2022-Йили 18-май, қазақистан.
“алаш” хәлқара әдәбият мукапатиға ериш даңлиқ шаир җәмшит розахуноф әпәнди. 2022-Йили 18-май, қазақистан.
RFA/Oyghan

Йиғин давамида қазақ әдәбиятиниң проза, поезийә, драматоргийә, әдәбий тәнқит, тәрҗимәчилик, балилар әдәбияти, сатира, чәт әлдики қазақ әдәбияти, рус әдәбияти, уйғур әдәбияти қатарлиқ мавзулар бойичә 13 доклат оқулди. Шу җүмлидин уйғур әдәбияти бойичә доклат қилған язғучи авут мәсимоф 2021-йили нәшир қилинған китабларға тохтилип, уйғур әдәбияти кеңишиниң паалийитигә, бир йилниң ичидә йоруқ көргән әсәрләргә баһа бәрди.

Доклатлар оқулуп болғандин кейин, йиғинниң тәнтәнилик қисмида алаһидә көзгә көрүнгән язғучилар һәр хил мукапатлар билән тәқдирләнди. Шу җүмлидин уйғурлардин пешқәдәм язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашириға “қазақистанниң пәхрий язғучиси” нами берилди. Йәнә бир даңлиқ шаир җәмшит розахуноф “алаш” хәлқара әдәбият мукапитиға еришти. яш язғучилардин абдуманап аблизоф, вилям молотоф вә молутҗан тохтахунофларға қазақистан язғучилар иттипақиниң әзалиқ гуваһнамилири тапшурулди.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси, балилар язғучиси авут мәсимоф әпәнди өткән йили уйғур тилида көплигән йеңи китабларниң нәширдин чиққанлиқини тәкитләп өтти. У йеңидин чиққан уйғур тилидики китабларни тонуштуруш мурасимлириниңму юқири дәриҗидә өткәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “атап ейтқанда, шаирә патигүл мәхсәтова топлиған ‛гүллә, яшна, қазақистан‚ китабини қазақистан язғучилар иттипақи башқармиси рәисиниң биринчи орунбасари, филологийә пәнлириниң доктори, шаир баурҗан җақипниң қатнишишида, шундақла язғучи шавкәт нәзәрофниң ‛қарғиш тәккән тәқдир‚ романини алмута шәһәрлик мәдәнийәт мәркизиниң йеңи бенасида уйғур зиялийлири, алимлар, муәллимләрниң қатнишида өтти. Өткән йилниң яхши нәтиҗилириниң бири, әлвәттә, әдәбиятимизда роман жанерида йезилған бир қатар әсәрләрниң нәшир қилиниши бизни хушал қилиду. язғучи әкрәм әхмәтофниң ‛муһаҗирлар‚ романида 20-әсирниң атмишинчи йиллири уйғурниң бир аилиси балилирини әгәштүрүп, киндик қени төкүлгән ана-вәтининини тәрк етип, қазақистанға өтмәк болиду. Тәқдир уларни өз алдиға синайду.”

Авут мәсимоф йәнә 2021-йилниң язғучи шавкәт нәзәрофниң иҗадийити үчүнму утуқлуқ йил болғанлиқини, буниңға “кечәлмәймән, сениңдин вәтән!” китабиниң сәвәб болғанлиқини билдүрди: “китабта вәтән, адәмләр арисидики мунасивәтләр, адәмгәрчилик мавзулиридин ибарәт шеирлири, ‛шор пешанәмниң һекайилири‚ намлиқ сатирилиқ повести, миллий-мәдәний байлиқлиримизни сақлашқа мунасивәтлик йезилған мақалилириму орун алған. ‛қарғиш тәккән тәқдир‚ разветка романи қазақ тилида, ‛баламни қандақ қейниата дәймән‚ намлиқ сатирик повести уйғур тилида нәшрдин чиқти. ‛қарғиш тәккән тәқдир‚ романида совет иттипақи дәвриниң ахирқи йиллири билән мустәқиллиққә интилгән қазақистанниң дәсләпки қәдәмлиридә көрүнүшкә башлиған мәдәний өзгиришләр, гаһи бир йеқимсиз һадисиләр өз ипадисини тапқан. ‛баламни қандақ қейниата дәймән?‚ сатирик повестида елимиз мустәқиллиқ алғандин кейин җәмийитимиздә пәйда болған ‛йеңи адәмләр‚ һаятидин ечинишлиқ һадисиләр баян қилиниду. язғучи телман нурахуноф китабханларни ‛қарлиғач увиси‚ романи билән хушал қилди. Қәләм саһиби бу романида бүгүнки һаят тәризлиригә чоңқур тохтилиду. Романдики қәһриманлар образлири арқилиқ турмушта учришидиған һәр қандақ вәқәләрни маһирлиқ билән баян қилиду. Адәмләрниң меңиш-туруши, йошурун иш-һәрикәтлири арқилиқ һәқиқәт ашкарилиниду. Муһәббәт билән сатқунлуқ, қизғиниш билән адаләтлик сезимлири романда өз ипадисини тапқан. Қисқиси, уйғур язғучилири 2021-йилни төрт роман билән аяқлиғанлиғини мәмнунийәт билән тилға алимиз.”

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақстан язғучилар иттипақиниң әзаси, “варис” яш иҗаткарлар бирләшмисиниң рәиси вилям молотоф әпәнди йиғинниң мәзмунлуқ өткәнликини, уйғур әдәбияти бойичә доклат оқуған авут мәсимофниң өткән йили нәшир қилинған әсәрләргә тохтилип, уйғур әдәбиятиниң бүгүнки әһвалини, йәткән утуқлирини, язғучилар алдида турған мәсилиләрни бир қәдәр йорутуп бәргәнликини билдүрди.

Игилишимизчә, қазақистанда 60 тин ошуқ уйғур тилида оқутуш елип берилидиған мәктәп вә синиплар бара болуп, бу мәктәпләрдә билим еливатқан балиларни әдәбий әсәрләр билән тәминләштә язғучиларму алаһидә паалийәтчанлиқ көрситип кәлмәктикән. Авут мәсимоф “сирлиқ хәт”, “бурун, бурун, бурунда”, “зеһниңни синап көр”, “тепишмақ қурлар”, патигүл мәхсәтова “үч вәсийәт”, “мән әдәблик балимән” намлиқ китаблирини балиларға тәқдим қилған. Өткән йили қазақистан мустәқиллиқиниң 30 йиллиқи һарписида авут мәсимоф “илғар әмгики үчүн” медали билән мукапатланса, патигүл мәхсәтова шәһәрлик шаирлар мусабиқисигә өзиниң йеңи иҗадий әсири билән қатнишип, шәһәр һакиминиң 1 милйон тәңгилик мукапитини утқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.