Қазақистанлиқ мутәхәссисләр уйғур елидики вәзийәт һәққидә пикир баян қилди
2019.11.29

Мәлумки, америка кеңәш палата әзаси марко рубийониң уйғур елидики вәзийәткә қарита билдүрүшлири, болупму американиң “ню-йорк вақти гезити” дә хитайниң уйғур аптоном районидики йиғивелиш лагерлириға даир 403 бәтлик мәхпий һөҗҗитиниң елан қилиниши дуня җамаәтчиликиниң диққитини йәнә бир қетим уйғур вәзийитигә мәркәзләштүрди.
Шундин буян дуня аммивий ахбарат васитилиридә хитайниң уйғур елидики бастуруш сияситини, болупму аталмиш “тәрбийиләш лагерлири” ниң түп мәқситини ашкарилайдиған мақалиләр бириниң кәйнидин бири елан қилинишқа башлиди.
Игилинишичә, бу һөҗҗәтләрдә хитай даирилириниң уйғур районидики уйғур, қазақ вә башқиму аз санлиқ милләтләрни рәһимсизләрчә вә системилиқ һалда бастуруш һәққидә чиқарған буйруқ-пәрманлири ашкариланған. Шу мунасивәт билән рус, қазақ тиллиқ мәтбуатларда тонулған әрбаблар, мутәхәссисләр, кишилик һоқуқ қоғдиғучилар, зиялийлар вә башқиларниң хитайниң уйғур елидики бастуруш сиясити тоғрилиқ бир-биригә охшимиған қарашлири елан қилинмақта.
“қазақистан” ахбарат агентлиқида елан қилинған “хитай лагерлири тоғрилиқ ашкара болған һөҗҗәт аммивий ахбарат васитилириниң нәзәригә чүшти” намлиқ мақалида ейтилишичә, мәзкур һөҗҗәтләр ичидә, мәсилән, диний көз қариши үчүн 10 йиллиқ қамаққа кесилгән бир уйғур кишигә кесилгән сот һөкүми тоғрилиқ мәлуматларму учрайдикән. Мақалидә йәнә мундақ дәп көрситилгән: “шуниң билән биллә һөҗҗәтләрдики көрсәтмә бойичә башқа әлдә туридиған уйғурларни байқаш, башқа әлниң пуқралиқини алған ичкири хитайда йүргән барлиқ уйғурларни тутқун қилиш керәк дейилигән. Бу һәрикәтләрдин чәтәлләрдә турушлуқ хитай әлчиханилириниң бу бастуруш ишиға қошулғанлиқини тәхмин қилишқа болиду.”
Мундақ мәзмундики мақалилардин ташқири йәнә хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзиливатқан бастуруш сияситини йоққа чиқириватқанлиқи һәққидә мақалиларму елан қилинмақта. Асимгүл муһит қизиниң “азадлиқ” радйосида елан қилинған “хитай әлчиси шинҗаңдики бастурушлар тоғрилиқ чиққан хәвәрләрни ‛сахта хәвәр‚ деди” дегән мақалисида қазақистандики хитай баш әлчиси җаң шявниң уйғур елидики етник қазақларниң тәқиблинишини ялғанға чиқарғанлиқи баян қилинған. У мухбирларға бәргән баянатида мундақ дегән: “шинҗаңдики вәзийәт муқим вә нормал. Шинҗаңда қоллиниливатқан сиясий тәдбирләр биваситә радикаллиқ вә диний әсәбийлик билән күрәш қилишқа қаритилған.” мақалида уйғур, қазақ, татар вә башқиму милләтләрниң аммивий тутқун қилинишиниң һәмдә “сиясий қайта тәрбийиләш лагерлири” ниң 2017-йилниң оттурлирида башланғанлиқи ейтилған.
Қазақистанниң “жас алаш” гезитида йеқинда елан қилинған алмас нүсипниң “хитайдики қазақ мәсилисини һәл қилиш қийин” намлиқ мақалисида кишилик һоқуқ қоғдиғучи, җәмийәт әрбаби йевгений җовтисниң башқиму мәсилиләр билән бирликтә хитай лагерлиридики қазақлар мәсилисигә аит пикирлири берилгән. Йевгений җовтис хитайда аз санлиқ милләтләр һоқуқлириниң пәқәт бүгүнла бузулмиғанлиқини, бу һәқтә уйғурларға нисбәтән бесим ишлитиш башланғанда ойлиниш керәкликини ейтқан.
Хитайниң уйғур вә башқиму түркий-мусулман хәлқләргә қаратқан бастуруш һәрикәтлири қачан башланди? хитайниң аталмиш “тәрбийиләш лагерлири” қачан қурулған?
Радийомиз зияритини қобул қилған һоқуқ қоғдиғучи йевгений җовтис әпәнди уйғур елидә шәкилләңән бүгүнки вәзийәт һәққидә тохтилип, мундақ деди: “шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур вә башқиму мусулман милләтләрниң кейинки бир нәччә йил ичидики әһвали интайин кәскин болди. Бу төнүгүнки яки бүгүнки мәсилә әмәс. Бу узундин буян шәкиллинип кәлгән мәсилә. Бу бир нәччә амилларға бағлиқ. Әлвәттә, биринчи амил уйғурларниң өз мәмликитини қуруш үчүн чақириқлири вә һәрикәтлири билән зич бағлиқ. Уйғурлар узундин буян өзлириниң дөлитигә игә болалмай келиватиду. Иккинчи дуня урушидин кейин алдинқи қатарлиқ мәмликәтләр, мәсилән, йәһудийләр мәсилисини һәл қилған болсиму, әмма уйғур вә курдларниң мәсилиси диққәттин сирт қалған. Мана бу мәсилә һелиғичә бир тәрәп болғини йоқ. Хитай уйғур мәсилисини бөлгүнчилик нуқтисидин қарайду. Иккинчидин, хитай демократик мәмликәт әмәс. Хитай бир партийәлик түзүмдики дөләт. Униңда мәсилиләрниң барлиқи коммунистик партийә тәрипидин һәл қилиниду. Қазақистан мустәқиллиқ алған дәсләпки йилларда, болупму хитайдин уйғурларниң қечип чиқиши мунасивити билән уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлгән иди. Шу вақитта хитай һөкүмити уйғур тәшкилатлириға, уйғур паалийәтчилиригә, һәтта өз тилини, мәдәнийитини сақлап қелиш, хитайниң ассимилиятсийәсигә қарши туруш үчүн һәрикәт қиливатқан аддий хәлққә қарши күрәш елан қилди.”
Йевгений җовтис кейинки вақитларда хитайниң лагерларни қуруш арқилиқ бастуруш һәрикәтлирини техиму күчәйткәнликини һәм буни дуня җамаәтчилики алдида ақлашқа урунуватқанлиқини илгири сүрди. У хитайниң уйғур елидики сияситини хәлқләрниң һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилиш дәп һесаблайдиғанлиқини билдүрди.
Қазақ адвокати шинқуват байҗаноф әпәндиниң пикричә, хитайниң уйғур елидики аммивий тутқун қилиш һәрикәтлири илгири башланған икән. У мундақ деди: “мениң шу иш билән шоғуллинип, көзүм йәткән йери шуки, хитайниң бу сиясити 2014-йили әмәс, бәлки 2007-2008-йиллири башланған. Лекин бу йиллири йошурун болған болса, 2014-йиллири очуқ һалда елип берилишқа башлиди. Чүнки бизгә кәлгәнләрниң ичидә 2008-йилдин тартип сиясий лагерларда олтарғанларму болди. Бу пакит. Хитайниң бу сияситини пәқәтла хитайлаштуруш сиясити дәп қараймән. Бизгә кәлгәнләр бош қалған көплигән йезиларға хитайларни орунлаштурғанлиқини, йәрлик аһалини болса хитайниң ичкири районлириға мәҗбурий көчүргәнликини ейтқан. Бу хитайниң бурундин келиватқан сиясити.”
Зияритимизни қобул қилған “атаюрт пидаийлири” тәшкилатиниң башлиқи ербол дәвлетбек әпәнди хитайниң бастуруш сияситиниң 1949-йили башланғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “80-йиллири бир аз тинчлиқ болуп, хитай ишиклирини ечип, башқа мәмликәтләр билән мунасивәт қилишқа башлиғандин кейин шуларниң тәлипи бойичә кишилик һоқуқни қоғдаш керәк дегәндәк һәрикәтләрни қилди, кейин бурунқи сияситини йүргүзүвәрди. Болупму 1997-йилқи ‛5-феврал ғулҗа вәқәси‚ дин кейин бастуруш сияситини очуқ йүргүзди. Әң қаттиқ һәрикәтни 2009-йили 7-июлда әмәлгә ашурди. Лагерларға кәлсәк, хитай әслидә буни 2014-йили башлиған. Бу вақитларда имам-моллиларни оқутуп, меңисини ююп турған. Хәлқ болса буни байқимиған. Әмди лагерларға аммивий қамаш 2016-йили 4-айниңахирлирида башланди.”
Ербол дәвлетбек кейинки йилларда “атаюрт пидаилири” ишханисиға уйғурларниңму келип, әрз сунушқа башлиғанлиқини, лекин уларниң саниниң бәк аз болуп, көпиниң буниңдин бирәр нәтиҗә болидиғанлиқидин гуман қилғанлиқини билдүрди.