Бу йил қазақистанда 829 нәпәр уйғур қиз-йигити оттура мәктәпни ана тилида тамамлиди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2023.06.02
rozi-baqiyiw-ottura-mektep-qazaqistan-almuta_03 Абдулла розибақийәф намидики 153-мәктәп гимназийәдә откән ахирқи қоңғурақ мурасимидин көрүнүш. 2023-Йил 1-июн, алмута
RFA/Oyghan

 Бу йил қазақистан җумһурийитиниң билим министирлиқи оттура билим бериш мәктәплиридә 2022-2023-оқуш йилиниң аяғлишиш мунасивити билән “ахирқи қоңғурақ” мурасимини өткүзүшни йиллардикидәк 25-майға әмәс, бәлки 1-июн күнигә бәлгиләш буйруқини чиқарған иди. Шу сәвәбтин қазақистандики барлиқ мәктәпләрдә бу мурасим 1-июнда болуп өтти.

 “ахирқи қоңғурақ” мурасимлириға асасий җәһәттин башланғуч мәктәпни һәмдә 9-вә 11-синипларни тамамлиған оқуғучилар қатнашти. Мурасимға шуниңдәк зиялийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, ата-анилар вә башқилар тәклип қилинди.

Мәзкур мурасимларда оқуш йилиниң йәкүни чиқирилип, оқушта вә ишта үлгә болған оқуғучилар вә устазлар тәқдирләнди. Мундақ мурасимлар 16 миңдин қиз-йигит билим еливатқан оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрдиму өтти. Бу мәктәпләр асаслиқи уйғурлар зич олтурақлашқан алмута шәһири вә алмута вилайитиниң талғир, әмгәкчиқазақ, уйғур вә панфилоф наһийәлиригә җайлашқан.

Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи тәркибидики маарип кеңишиниң рәиси, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шәмшидин аюпоф әпәнди мәктәп пүттүргән барлиқ уйғур қиз-йигитлирини тәбриклиди.

У мундақ деди: “бизни хушал қилидиған йери, бүгүнки күндә ана тилимизда оқуватқан 829 нәпәр бала ана мәктәптин учум болуватиду. Униңдин 364 нәпәр бала дөләтлик имтиһанға қатнишиватиду. Бу биз үчүн наһайити чоң хушаллиқ. Қазақистан президенти қасим-җомарт тоқайеф ахирқи мәктуплирида вә қазақистан хәлқ бирләшмисиниң 32-йиғинида билим бериш мәсилисигә диққәт ағдурди. Ана тилимизда оқуватқан балилиримизниң билимини тәстиқлап, уларниң ана тилида оқушниң әвзәлликлирини билип, уларниң өзлири арман қилған алий оқуш юртлириға киришигә тиләкдашлиқ билдүримиз.”

Алмута вилайити қаратуруқ йезисидики  авут саттароф намидики оттура мәктәптә откән ахирқи қоңғурақ мурасимидин көрүнүш. 2023-Йил 1-июн, алмута
Алмута вилайити қаратуруқ йезисидики авут саттароф намидики оттура мәктәптә откән ахирқи қоңғурақ мурасимидин көрүнүш. 2023-Йил 1-июн, алмута
RFA/Oyghan

Шәмшидин аюпоф йәнә ана тилида оқуватқан уйғур балилириниң саниниң өсүватқанлиқини баян қилди.

Қазақистанда оқутушни сап уйғур тилида елип баридиған 12 мәктәп; оқутушни қазақ, уйғур вә рус тиллирида арилаш елип баридиған 50 мәктәп мәвҗут. Биз әнә шу оқутуш үч тилда йүргүзүлидиған алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң қаратуруқ йезисида орунлашқан авут саттароф намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлири муәллими бүвинур ғоҗамбәрдийева билән алақиләштуқ.

Бүвинур ғоҗамбәрдийева ханим мәктәптә “ахириқи қоңғурақ” мурасиминиң дағдуғилиқ өтүп, униңға уйғурларниңму көпләп қатнашқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “бу қетим уйғур синипиниң 14 оқуғучиси ана-мәктипи билән хошлишип, чоң һаят қойниға қәдәм ташлимақчи. Уйғур синипида тәһсил көрүватқан оқуғучилар бу йил байқашларға паал қатнишип, мукапатлиқ орунларни игиләп келиватиду. 12 Оқуғучи илмий ишлар бойичә җумһурийәтлик, вилайәтлик мусабиқиләрниң ғалиблири болди. Мушу йеқинда мәктәп оқуғучилири вә устазлири алмута шәһиридики сүлейменоф намидики тәтқиқат институти алимлири билән учришип, мәзмунлуқ сөһбәт өткүзди. Мәктәп оқуғучилириниң иҗадийәткә болған қизиқиши зор. Оқуғучиларниң өзлири язған шеир вә чөчәклири җумһурийәтлик ‛ уйғур авази ‚, ‛или вадиси‚ гезитлиридә, ‛ғунчә‚ журналлирида бесилип чиқиватиду. Шундақла мәктәп устазлири вә оқуғучилири шаир вә язғучилар иҗадиға беғишланған паалийәтләрни көпләп өткүзиду.”

 Бүвинур ғоҗамбәрдийева йәнә талантлиқ оқуғучиларғиму чоң диққәт ағдуруп келиватқанлиқини баян қилди.

Игилинишичә, өз ана тилида оқуватқан уйғур балилири оқушта яхши нәтиҗиләрни көрситип, қазақистанниң әң инавәтлик алий оқуш орунлириға оқушқа кирмәктә. Уларниң көп қисми яхши кәсип игиси болуп, һазир җәмийәтниң һәр саһәлиридә әмгәк қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.