Қазақистан уйғурлири үч күндин буян норуз байримини қутлимақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2022.03.23
Қазақистанниң баяндай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң баяндай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң баяндай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң баяндай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң биҗаноф йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң биҗаноф йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң биҗаноф йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң биҗаноф йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң челәк йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң челәк йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң маливай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң маливай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң маливай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң маливай йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң қарайота йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң қарайота йезисида өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң тараз шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң тараз шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң яркәнт шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң яркәнт шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Қазақистанниң яркәнт шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март.

Қазақистанниң яркәнт шәһиридә өткүзүлгән норуз мурасимидин бир көрүнүш. 2022-Йили 22-март. RFA/OYGHAN

Мәлумки, оттура асия хәлқлири билән бир қатарда қазақистандики уйғурларму оттуз йил давамида норуз байримини дағдуғилиқ өткүзүп кәлмәктә. Уйғурлар бу байрам давамида дунядин өткән уруқ-туғқанлирини, дост-бурадәрлирини, холум-қошнилирини вә башқиларни әсләп, дуа-тилавәт қилиш, мусибәт болған өйләрни пәтиләш, шундақла һәр қандақ яхши-соваблиқ ишларни қилиш ишлирини йүргүзүп кәлмәктә. Шуниңдәк өзлириниң миллий сәнитини, өрп-адәтлирини, таамлирини тәрғиб қилип кәлмәктә. Лекин ахирқи икки йил давамида дуняға тарқалған корона вируси вабаси мунасивити билән башқа мәмликәтләр қатарида қазақистандиму норуз байримини аммивий рәвиштә нишанлаш мәни қилинған иди. Бу йил һөкүмәт тәрипидин бихәтәрлик чарилири юмшитилип, норуз байримини нишанлаш рухсәт қилинди. Шу сәвәбтин уйғурлар зич олтурақлашқан барлиқ шәһәр вә йезилирида юрт-җамаәтчилик актиплириниң, мәдәнийәт мәркәзлириниң, яшларниң уюштуруши билән норуз байрими атап өтүлди. Шу җүмлидин алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ баяндай йезисида норуз байримиға беғишланған мурасим өткүзүлүп, униңға алмута шәһиридин кәлгән бир гуруппа уйғур зиялийлири иштирақ қилди. Баяндайда яшаватқан уйғур вә қазақлар бирлишип өткүзгән бу мурасимни йеза һакими шатлиқ адилоф тәбрик сөз билән ачти.

Нөвәттә сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф бирлик, иттипақлиқ, уйғур-қазақ достлуқи һәққидә тохталди.

Радийомиз зияритини қобул қилған баяндай йезисиниң турғуни, пешқәдәм устаз зәйтунәм турдийева ханим мундақ деди: “хәлқимизниң мәдинийәт тарихи қанчә қәдимий болса, униң һәр хил мурасимлири шунчилик қәдимийдур. Норуз пәйтидә әҗдатлиримиз өз қошақлирида норузни хушаллиқ байрими, түн вә күнниң тәңшилидиған пәйтидә, язни һәр күни норуз болушини тилигән. Баяндай асасий оттура мәктипиниң оқуғучилири тәрипидин тәйярланған байрамлиқ консерт һәр тамашибинниң көңлидин чиқти, десәм мубалиғә әмәс. 7-8-Синип оқуғучилири тәрипидин қазақ, уйғур хәлқлириниң өрп-адәтлиридин сәһнилик көрүнүшлири көрситилди.”

Мурасим давамида ершат әсмәтоф, “мектәп” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф, “уйғур авази” гезитиниң бөлүм башлиқи шәмшидин аюпоф, алмута шәһиридики “мәрипәт” мәшрипиниң беги бәхтияр союзофлар баяндай йезисиниң юрт-җамаәтчилики билән болған учришишта ана тилини, оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәп вә синипларни сақлаш, бу йөнилиштә тәшвиқ-тәрғиб ишлирини бирлишип йүргүзүшни күчәйтиш мәсилилирини муһакимә қилди.

Зияритимизни қобул қилған “туран” университетиниң оқутқучиси, тарих пәнлириниң кандидат доктори зулфийә кәримова ханим мундақ деди: “тарихтин бәлгиликки, бизни, йәни түркий хәлқләр билән парс хәлқлирини әзәлдин һәммимизгә ортақ болған норуз, йәни йеңи йил байрими бирләштүрүп кәлгән һәм у чоң тәнтәнә вә дағдуғилиқ билән нишанлап келиватқан әнәнивий вә сөйүмлүк байрамларниң биригә айланған иди. Әйни вақитларда улуқ мутәпәккүрлиримиз мәһмут қәшқәриниң ‛түркий тиллар дивани‚ вә йүсүп баласағуниниң ‛қутадғу билик‚ охшаш өлмәс язма ядикарлиқлирида норуз байрими тилға елинған иди. Уйғур хәлқиниң еғиз иҗадийитидә, шу җүмлидин қәдимидин тоқуған қошақлирида норузни ‛улуқ ай, улуқ күн, яхши саатта башланған иш ронақ тапиду‚, ‛йил қандақ башланса, шундақ ахирилишиду‚ дәп баһалиған икән.”

Зулфийә кәримова норуз байриминиң қазақистанда қандақ қилип рәсмийләшкәнлики һәққидә тохтилип, мундақ деди: “қазақистанда 1926-йилдин 1988-йилғичә болған арилиқта норуз байрими диний байрам һесаблинип, һөкүмәт тәрәптин рәсмий етирап қилинмай кәлгән иди. Пәқәт қазақистан мустәқилликкә еришип, дөләт рәһбири 1991-йили 15-мартта ‛хәлқ баһар байрими тоғрилиқ‚ пәрманни имзалиғандин буян норуз байримини нишанлинип кәлмәктә. 2001-Йили норуз байрими дөләт байрими болуп бекитилди. 2009-Йилдин тартип бу байрам 21-марттин 23-мартқичә үч күн рәсмий нишанлинидиған болған. Тарихий вәтинимиздә норуз охшаш байрамларни әркин өткүзүш һөкүмәт тәрипидин чәклиниватқан бир вақитта қазақистандики уйғурлар бу байрамни пәқәт оюн-күлкә биләнла өткүзмәй, бәлки өзлириниң ана тилини, миллий өрп-адәтлирини, маарипини, мәдәнийитини, сәнитини, әдәбиятини тәрғип қилишни адәткә айландурған. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ қериндашларни норуз байрими билән чин йүрикимдин тәбрикләп, хәлқимизгә хатирҗәмлик, берикәт вә бәхит тиләймән.”

Игилишимизчә, норуз байримида уйғурларниң оғлақ тартиш яки ат бәйгиси, миллий күрәш-челишиш мусабиқә оюнлири, гүләңгүч оюни, чақпеләк оюни, буқа, қошқар, хораз соқуштуруш, ит талаштуруш оюнлири уюштурулуп кәлгәникән. Уйғурлар һәр хил чалғу әсваплири билән норуз қошақлирини, уйғур “он икки муқам” күй, ғәзәллирини вә һәр хил мәзмундики шох вә муңлуқ хәлиқ нахшилирини яңритип, миллий усуллирини иҗра қилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.