Җәвһәр илһам: “дадамдики қәһриманлиқ бовам вә момамниң роһидин мирас қалған!”
2024.09.24
Бүгүнгә қәдәр хитай түрмисидә өмүрлүк қамақ җазасини өтәватқан пирофессор илһам тохти һәққидә нәччә йүзлигән хәвәр-мақалә елан қилинған болсиму, әмма уни йетиштүргән ата-аниси һәққидә һеч нәрсә йезилмиғанлиқи мәлум. Илһам тохтиниң америкида яшаватқан қизи җәвһәр төт йилниң алдида тәтқиқатчи абдувәли аюп билән өткүзгән сөһбитидә чоң аниси насипхан қунахун һәққидики тәсиратлирини баян қилған иди. У тәсиратида чоң анисиниң өтмүштики җапалиқ һаяти вә бу һаяттин шәкилләнгән чидамчан характери, шуниңдәк иқтисадчан турмуш адити һәққидә алаһидә тохталған. Униң қаришичә, дадисиниң тәвәккүлчи вә пидакар роһида чоң анисиниң җапалиқ һаяти вә тәрбийәсиниң зор тәсири болған.
Тәтқиқатчи абдувәли аюп илһам тохтиниң аилә тарихи һәққидә мәхсус издәнгән зиялийларниң бири. Униң дейишичә, илһам тохтиниң дадиси тохти тәвәккүл 1960-йилларда бейҗиңда педагогика университетида, кейинчә ләнҗуда төмүр йол институтида оқуған. 1973-Йили, йәни “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә қизил қоғдиғучилар тохти тәвәккүлни уруп өлтүрүвәткән. Икки яш вақтида дадисидин йетим қалған илһам тохти вә икки акиси аниси насипхан қунахунниң тәрбийәсидә йетишип чиққан.
Абдувәли аюп мәркизи милләтләр университетидики бир паалийәт сорунида насипхан қунахун ана билән учрашқан вә насипхан аниниң оғлиниң һәққанийәтчи характеридин пәхирлинидиғанлиқи һәққидики тәсиратлирини аңлиған. Абдувәли йәнә илһам тохти тутқун қилинғандин кейин бир қетим атушқа берип насипхан анини йоқлиған. Шу чағдиму насипхан аниниң худди илһам тохтиға охшашла, хитайниң уйғур елидики иқтисадий булаң-талаң вә мәдәнийәт истиласиға қарита исянкарлиқиға шаһит болған.
Абдувәли аюп бу һәқтә сөз болғанда илһам тохтиниң хитайдәк бир явуз һакимийәткә җәң елан қилиш, мәһкум миллитиниң мәнпәәти үчүн өз һаятини тәқдим қилиштәк бу қәһриманлиқ роһи вә пидакарлиқ хислитидә өзиниң туғма миҗәзи вә өгәнгән илминиң тәсиридин башқа, балилиқидин башлап шаһит болған хитай зулми вә анисиниң җапалиқ тәрбийәсиниң пәвқуладдә роли барлиқини тәкитләйду.
Илһам тохти вә насипхан аниниң роһи дунясини йеқиндин чүшәнгән тәтқиқатчи абдувәли аюп, насипхан аниниң вапатидин хәвәр тапқандин кейин мәрһумәгә атап төвәндики шеирини қәләмгә алған.
Оғлуң таман баралмай кәттиң,
Тосқунларни яралмай кәттиң,
Үмидсизлик оға болған күн,
Илһамиңға қаналмай кәттиң.
Илһамиңни көрәлмәй кәттиң,
Җудалиққа көнәлмәй кәттиң,
Қисмақларда қийналдиң қуштәк,
Қанатиңни сөйәлмәй кәттиң.
Оғлум дедиң оғаң қайниди,
Йиғлап көзүң өчти янмиди,
Йүрикиңни қан қилди һиҗран,
Мәлһәмиңни сүрәлмәй кәттиң.
Бир һәптидин буян бу шеир уйғурчә иҗтимаий таратқуларда кәңри тарқалмақта. Бу тарқилиш оқурмәнләрниң илһам тохти вә анисиға қарита һөрмәт, уларниң иш-излириға қарита қизиқиш вә дуч кәлгән һаят паҗиәлиригә қарита ечиниш туйғулирини ипадилимәктә.