Лагер шаһити қәлбинур сидиқ: қериндашлирим гөрүдә, хитай сақчилириниң тәһдити техиму күчәйди

Мухбиримиз меһрибан
2021.03.31
Лагер шаһити қәлбинур сидиқ: қериндашлирим гөрүдә, хитай сақчилириниң тәһдити техиму күчәйди Голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиққа үндидарда екран арқилиқ телефон қилған хитай дөләт бихәтәрлик идариси хадими. 2021-Йили феврал.
Qelbinur Sidiq teminligen

2017-Йилдин буян милйонлиған уйғурниң лагерларға қамалғанлиқи һәққидә хәлқара таратқулар вә һөкүмәт органлирида гуваһлиқ бәргән лагер шаһитлири вә уларниң юртидики уруқ-туғқан қериндашлириниң хитай даирилири тәрипидин үзлүксиз һәр хил тәһдит-һуҗумларға учраватқанлиқи хәлқара таратқуларда хәвәр темилири болуп кәлмәктә.

Хәлқарада тонулған лагер шаһитлиридин, илгири үрүмчидики мәлум лагерда оқутқучилиқ қилған қәлбинур сидиқ ханим, лагерда көргән әһвалларни ашкарилимаслиқ шәрти билән 2019-йили 9-өктәбир күни давалиниш намида үрүмчидин айрилип голландийәдики қизиниң йениға кәлгәниди.

Лагерда оқутқучилиқ қилиш җәрянида һәр җәһәттин еғир зәрбигә учрап, саламәтликидин айрилған қәлбинур сидиқ ханим голландийәдә бир мәзгил даваланғандин кейин, 2020-йили 2-айдин башлап хәлқара таратқуларда өзи оқутқучи болуп ишлигән үрүмчидики лагерларда көргән һәқиқий әһвалларни үзлүксиз ашкарилап кәлгәниди.

Қәлбинур сидиқ ханимниң б б с агентлиқи қатарлиқ хәлқара таратқуларға билдүрүшичә, у таратқуларда ашкара һалда хитайниң үрүмчидики лагерлири һәққидә гуваһлиқ бәргәндин буян, өзи вә үрүмчидики қериндашлири үзлүксиз тәһдиткә учрап кәлгән.

Хитай дөләт бихәтәрлик идариси хадиминиң голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ билән екранда сөзлишиватқан көрүнүши. 2021-Йили феврал.

31-Март күни қәлбинур сидиқ ханим радийомиз зияритини қобул қилип, голландийәгә кәлгәндин буян ахирқи қетим йәни 2-айниң 17-күни үрүмчидики хитай дөләт бихәтәрлик сақчилириниң униң һәдиси вә башқа қериндашлирини сақчи идарисигә чақирип келип, униң билән үндидар екранида қилған тәһдитлик сөһбитиниң тәпсилатини аңлатти.

Юқириқи аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.