Қериндашлиқ учришишида уйғур вәзийити вә мәсилиләрни һәл қилишниң түрлүк йоллири муһакимә қилинди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2023.09.28
15-nowetlik Sherqiy Turkistan Qerindashliq uchrishish yighini-01 15-Нөвәтлик шәрқий түркистан қериндашлиқ учришиш йиғинида хуласә доклати көрүнүши 2023-йили 25-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

23-Сентәбирдин 25-сентәбиргичә истанбулда өткүзүлгән 15-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши, 6-қетимлиқ шәрқий түркистан миллий бирлик шураси йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти.

Үч бөлүм вә үч музакирә бөлүмдин тәркиб тапқан бу йиғин җәрянида мутәхәссисләр һәр хил темиларда доклат сунди.

15-Нөвәтлик шәрқий түркистан қериндашлиқ учришиш йиғинида хуласә доклати оқулуватқан көрүнүшләр2023-йили 25-сентәбир, истанбул
15-Нөвәтлик шәрқий түркистан қериндашлиқ учришиш йиғинида хуласә доклати оқулуватқан көрүнүшләр2023-йили 25-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, хитайниң дөләт истратегийәси вә шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали дегән темида доклат сунди.

24-Сентәбирдики йиғинида сөз қилған доктор әркин әкрәм хитайниң дөләт истратегийәси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хитайниң дөләт сияситигә қарайдиған болсақ, хитай дөләт рәиси ши җинпиң 2017-йили 10-айда ечилған 19-қурултайда елан қилған истратегийә пиланида 2035-йили заманивилашқан бир дөләт болуш вә шу вақиттики әң чоң дөләт билән тәңтуш болуш, 2049-йили дуняниң әң илғар вә җаһангир дөләт болушни нишанлиғанлиқини оттуриға қойған иди. Бу нишанға йетиш үчүн хитайлар көп хиллиқ пиланларни қурди, һазирқи сүний әқил, һәрбий җәһәттә чоң пиланлири, әқил амбири мәркәзлири қуруш дегәндәк пиланлири үчүнму көпләп мәбләғ селиватиду, шуниң билән биргә ғәрбни мәркәз қилған хәлқара мунасивәт системисиға қарши хитайниң хәлқара нәзәрийәсини яритиш дегәндәк чүшлири мәвҗут, хитай кәлгүсидә дуняға хоҗидарлиқ қилидиған тәк дөләт болуш чүши, ғәрбниң қиммәт қарашлириға қарши өзлириниң қиммәт қарашлирини яритиш, униңдин башқа йәнә хитайниң ялғуз асиядила әмәс дуняда тәк хитай болуп оттуриға чиқиш шоарни көтүрүп чиқиватиду, хитайниң асияниң мәркизи дөлити, шундақла дуняниң мәркизи дөлити дегән идийәни сиңдүрүшкә вә дуняниң әң чоң дөлити болушқа урунмақта” .

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм
RFA/Arslan

Доктор әркин әкрәм, шәрқий түркистанниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилисигә кәлсәк, һазир дуняда түзүмни шәкилләндүргән системилар өзгириватиду, йәни бузулуватиду, бузулған бу вәзийәт қачан түзилиду, ениқсиз бир шәкилдә давам қиливатиду, бу әһвалға қарита бәзи пиланларни бәзи йеңи услублар билән чарә-тәдбирләрни издиниш лазим, 2018-2022-йиллар арисида хәлқараниң күнтәртипидә мушу уйғур мәсилиси орун алған иди, һазир башқа муһим мәсилиләр орнини елип, вәзийәт уйғурларға нисбәтән бурунқидәк әмәс, шуниң үчүн хәлқараниң өзгиришлиригә қарап бу муқимсиз бир басқучта қандақ бир йол издәш басқучиға дуч келиватимиз. Шуниң үчүн йеңи өзгиришләргә нисбәтән йеңи сиясәтләрни бәлгиләш лазим дәп ойлаймән” .

 Йиғинниң 1-бөлүмидә, хәлқара тәртип нуқтисидин шәрқий түркистан дәваси дегән тема асас нуқта қилинған болуп, бу бөлүмдә, шималий америка қитәси-хитай мунасивити вә шәрқий түркистан дәваси, явропа-хитай мунасивити вә шәрқий түркистан дәваси, оттура шәрқ-хитай мунасивити вә шәрқий түркистан дәваси, шәрқий җәнуби асия әллири-хитай мунасивити вә шәрқий түркистан дәваси дегәнгә охшаш тармақ темиларда мутәхәссисләр доклат сунди.

 Йиғинниң 2-бөлүмидә шәрқий түркистан дәваси вә һазирқи әһвали дегән тема асас нуқта қилинған болуп, бу бөлүмдә, хитай дөләт истратегийәси вә шәрқий түркистан дәваси, район вә хәлқаралиқ амиллар нуқтисидин хитайниң кәлгүси әһвали қатарлиқ темиларда мутәхәссисләр сөз қилди вә йиғин әһли ортақ музакирә елип барди.

Бу учришишта юқириқи темилардин башқа йәнә муһим үч тема һәққидә гуруппа шәкилдә муһакимә елип берилди. Муһакимигә қатнашқучилар хилмухил қиммәтлик пикирләрни оттуриға қойди, бу пикирләр асасида муһим нуқтилар хуласилинип доклат шәкилдә тәйярланди. Хуласә доклатини хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сәһнигә чиқип оқуп өтти.

Һидайәтуллаһ оғузхан хуласә доклатиниң муһим нуқтилирини көрситип мундақ деди: “1-шәрқий түркистанниң ишғал қилинған земин икәнликигә алақидар илмий пакитлар вә тарихий һөҗҗәтләрни көпләп оттуриға чиқириш. 2-Шәрқий түркистан дәвасини һессият билән әмәс, хәлқара қанун, сиясий өлчәмләргә мас келидиған истратегийәлик пиланлар арқилиқ елип бериш. 3-Хәлқарадики хитайға қарши һәрикәт вә сиясий муһиттин яхши пайдилиниш. 4-Хитайниң ислам дунясидики тәтүр тәшвиқатиға қарши илмий, иҗтимаий вә сиясий паалийәтләр билән тақабил туруш вә иҗтимаий таратқу васитилиридин үнүмлүк пайдилиниш. 5-Шәрқий түркистан дәвасиға алақидар илмий тәтқиқатларни күчәйтиш вә дәва сәвийәсини юқири көтүрүш. 6-Шәрқий түркистан тәшкилатлири арисида һәмкарлиқни күчәйтиш вә башқилар” .

15-Нөвәтлик шәрқий түркистан қериндашлиқ учришиш йиғинида хуласә доклати оқулуватқан көрүнүшләр2023-йили 25-сентәбир, истанбул
15-Нөвәтлик шәрқий түркистан қериндашлиқ учришиш йиғинида хуласә доклати оқулуватқан көрүнүшләр2023-йили 25-сентәбир, истанбул
RFA/Arslan

Һидайәтуллаһ оғүзхан йиғинда оттуриға қоюлған муһим пикир-тәклипләрни баян қилип мундақ деди:

 “шәрқий түркистан дәвасиға мәркәзләшкән мәхсус тәтқиқат мәркәзлири ечиш вә институтларни қуруш. Шәрқий түркистан тәшкилатлири ислаһат елип бериш үчүн: тәшкилатларни системилаштуруш, риқабәттин һәмкарлиққа өтүш, йеңи услублар билән дәвани тонутуш, учришиш вә йеғинларниң сүпитини юқири көтүрүп салмиқини ашуруш, яшлар тәрбийәсигә әһмийәт бериш, шундақла һәр хил хизмәт гуруппилирини тәшкилләш қатарлиқ ислаһатларни елип бериш. Хәлқарадики шәрқий түркистанға алақидар илмий һөҗҗәтләрдин пайдилиниш вә башқилар” .

Биз пикир-қарашлирини елиш үчүн 15-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғиниға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин алиптекин әпәнди өзиниң бу йиғинға қатнишип наһайити хушал болғанлиқини, йиғинниң үнүмлүк өткәнликини билдүрди вә көз-қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “бу йиғинлар бизниң шәрқий түркистан дәвасиға мутләқ рәвиштә үнүми болиду, чоң бир һәссә қошиду дәп ойлаймән, бу йиғинни уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәисигә вә идарә һәйәт әзалирини тәбрикләймән. Буниңдин кейинки йиғинларниңму мувәппәқийәтлик өтүшигә тиләкдашлиқ билдүримән” .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.