Һидайәтулла оғузхан: “дуня җамаитини шәрқий түркистан хәлқиниң мәвҗутлуқ күришини қоллашқа чақиримиз”

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.10.10
13-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши

13-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 9-өктәбир. Сарайево, боснийә. RFA/Arslan

9-Өктәбир боснийәниң пайтәхти сарайево шәһиридә ечилған 13-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши вә 4-нөвәтлик шәрқий түркистан миллий бирлик шураси йиғинида дуня җамаити уйғур хәлқиниң миллий мәвҗутлуқ күришини қоллашқа вә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң алдини елишқа чақирилди.

Бу йиғинни баш штаби түркийәдики “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” уюштурған болуп, йиғин 11-өктәбиргичә 3 күн давам қилиду.

Йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 40 тин артуқ тәшкилат рәһбәрлири, диний алимлар, зиялийлар, тәтқиқатчилар вә паалийәтчиләр болуп 120 әтрапида киши қатнашти.

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған һидайәтулла оғузхан уйғурларни қоллиған боснийә һөкүмити вә хәлқигә рәһмәт ейтидиғанлиқини ипадилиди вә дуня җамаитини уйғур хәлқи үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириди.

У мундақ деди: “шәрқий түркистан хәлқи вә шәрқий түркистанниң миллий ирадисигә вәкиллик қилидиған сиясий һәрикәт болуш сүпитимиз билән, биз хәлқаралиқ орган вә тәшкилатларни, дуня җамаитини вә мустәқиллиқ вә игилик һоқуқини қоғдайдиған барлиқ дөләтләрни шуниңға чақириқ қилимизки, биз һәр қайси тәрәпләрни шәрқий түркистан хәлқиниң мәвҗутлуқ күришини қоллашқа вә шәрқий түркистан хәлқиниң әркин вә мустәқил дөләт қуруш һоқуқини етирап қилишқа чақиримиз.”

Арқидин дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди сөз қилип, “шәрқий түркистан хәлқиниң һазир хитайниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқанлиқини тәкитлиди вә шәрқий түркистан хәлқиниң йеқин кәлгүсидә һөрлүккә еришидиғанлиқидин һәр вақит үмидвар икәнлики” ни билдүрди.

Долқун әйса әпәнди дуня җамаитини хитай тәһдитидин агаһландуруп мундақ деди: “биз дуня җамаитини, хитайниң йеңи услубтики бир диктаторилиқ әндизисини дуняға експорт қиливатқанлиқи вә бу хәлқара қиммәт-қараш уқумлириға бузғунчилиқ қиливатқанлиқидин агаһландуримиз. Бир түркүм хитай диктаторлири қайта-қайта кишилик һоқуқ уқуми вә хәлқара қаидә – түзүмгә бузғунчилиқ қилишқа ориниватиду. Хәлқара җәмийәт бу таҗавузчилиқ қилмишни әйиблиши, ахирлаштуруши вә бу ирқий қирғинчилиқниң алдини елиши керәк”.

Йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор атавулла шаһяр әпәнди сөз қилип, шәрқий түркистан хәлқиниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини, башқа саһәләрдикигә охшаш дини етиқадиниңму омумйүзлүк бастурушқа учраватқанлиқини, әң әқәллий кишилик һәқ – һоқуқлириниң вә әркинликиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини тәкитлиди.

Йиғинда йәнә түркләрниң ислам җәмийити болған “миллий гөрүш” тәшкилатиниң балқанлар шөбә рәиси әдин салкович, хәлқара сарайево университети мудири профессор әхмәт йилдирим, “миллий гөрүш” тәшкилати муавин рәиси мурат иләри қатарлиқлар сөз қилип уйғурлар мәсилисидики чүшәнчилирини баян қилди вә уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләшти.

Миллий гөрүш (миллий аң) тәшкилати рәиси мурат иләри әпәнди сөздә, шәрқий түркистанниң нөвәттә үсти очуқ түрмигә айланғанлиқини, бир қисим ғәрб дөләтләрниң бу һәқтә хитайни әйибләватқанлиқини, миллий гөрүш тәшкилатиниңму дуняниң һәрқайси җайлиридики шөбилирини һәрикәткә өткүзүп хитайға қарши аваз чиқирип келиватқанлиқини, пүтүн дуня җамаити бирлишип зулумни тохтитишниң вақти кәлгәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, йиғинниң кейинки бөлүмлири илмий муһакимә вә музакирә шәкилдә елип берилидиған болуп, “өзгириватқан дунядики шәрқий түркистан дәваси-тәһдитләр вә пурсәтләр” дегәнгә охшаш йәттә тема бойичә мутәхәссисләр сөз қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.