Қәрз сиртмиқи африқалиқларни хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлиригә көз юмушқа мәҗбурлаватамду?

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.09.05
Afriqa-xi-jinping-hemkarliq-AFP “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири” йиғини хатирә сүрити. 2024-Йили 4-сентәбир, бейҗиң
AFP

“хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири” йиғини 4-сентәбирдин 6-сентәбиргичә бейҗиңда өткүзүлидиған болуп, йиғинға 50 дин артуқ африқа дөләтлириниң рәһбәрлири қатнишидикән вә хитай рәһбири ши җинпиң 5-сентәбир күни ечилиш нутуқи сөзләйдикән.

BBC Ниң 4-сентәбир елан қилған “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири: хитайниң африқадики мәвҗутлуқи-төмүр йол, қәрз вә қорал содиси” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири” 2000-йили 10-айда қурулған болуп, африқадики 54 дөләт ичидә 53 дөләт бу мунбәргә әза икән. Пәқәтла тәйвән билән һазирға қәдәр дипломатик мунасивитини сақлап келиватқан есватини падишаһлиқи бу мунбәргә қошулмиған икән.

Хәвәрдә тилға елишичә, “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири” йиғини башлиништин илгири, хитай тәрәп “хитай-африқа дөләтлири ортақ қурған ‛бир бәлбағ, бир йол‚ ниң тәрәққияти һәққидә доклат” намлиқ көк ташлиқ китабни елан қилип, хитайниң африқадики ул әслиһә қурулушлириниң нәтиҗилирини баян қилған. Униңда мундақ мәлуматларға орун берилгән: “нөвәттә хитайниң африқада қурған вә өзгәртип ясиған төмүр йол линийәсиниң узунлуқи 10 миң километирдин, таш йолниң узунлуқи 100 миң километирдин, көврүк 1000 дин, деңиз порти 100 дин, ток йәткүзүш линийәси 66 миң километирдин, алақә тори линийәси 150 миң километирдин ашти”.

Африқа әллириниң мутләқ көп қисми уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисидә изчил һалда хитайниң тәрипини тутуп келиватқан дөләтләрдур. Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң илгири сүрүшичә, хитай һакимийити мав зедуң дәвридин һазирқи ши җинпиң дәвригичә болған узун замандин бири африқа дөләтлирини өз әтрапиға йиғивелип, улардин ғәрбкә қарши бир күч сүпитидә пайдилинип кәлмәктә икән. Униң әскәртишичә, бу қетим бейҗиңда чақирилған “хитай-африқа һәмкарлиқ мунбири” йиғининиң мәқситиму африқа әллирини өзлиригә техиму мәһкәм бағлашни нишан қилидикән.

Хәвәрдә баян қилишичә, коммунист хитай һакимийити, йәни хитай хәлқ җумһурийитини йеңи қурулған мәзгилләрдә һечқандақ дости болмиған тәнһа бир йепиқ дөләт икән. 1960-Йиллардин башлап, хитай дипломатлири өз дөлитини дипломатийәлик йетимликтин қутулдуруш үчүн африқадики өзлиригә охшаш аҗиз дөләтләргә қатрап йүрүп, бир қисим африқа әллириниң “көңлини утуш” қа мувәппәқ болған. 1971-Йили хитай хәлқ җумһурийити тәйвәнниң орнини игиләп, б д т ға әза болған вә кейинчә б д т дики 5 чоң даимий әза дөләтниң биригә айлинидиған чағда 22 африқа дөлити хитайни қоллап аваз бәргән икән. Таки бүгүнгә қәдәр хитай һакимийити өзиниң хәлқи намрат, ач қалған тәқдирдиму, хитайда зор ачарчилиқ болған, шундақла “мәдәнийәт зор инқилаби” давамлашқан, ички апәтләр һеч үзүлмигән заманлардиму африқа әллиригә ярдәм қилишни үзүп қоймиған болуп, 2023-йилиға кәлгәндә хитай билән африқа әллири оттурисидики сода миқдари 282 милярд долларға йәткән.

Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң қаришичә, африқа әллири өз һакимийитини сақлап қелиш вә өз хәлқини хитайға охшаш идарә қилиш үчүн хитайниң иқтисадий ярдими билән биргә, сифирлашқан диктаторлуқ системисиға моһтаҗ болмақта икән. Улар шуниң үчүнму хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлиригә көз юмидикән. Әмма улар кәлгүсидә хитайниң аҗизлишишиға әгишип, хитайдин тәдриҗий йирақлишиш йолини таллайдикән.

Хитайниң мәбләғлири африқа дөләтлириниң йол, порт, су амбири, електир истансиси, айропилан истансиси қатарлиқ асаслиқ ул әслиһә қурулушлириға селинған. Әмма бу ярдәмләр африқа дөләтлирини таки бүгүнгичә намратлиқтин, ачлиқтин, ички тоқунушлардин, кесәлликләрдин қутулдуралмиған. Әксичә нурғунлиған дөләтләрни өсүми юқири болған еғир қәрзләргә боғуп қойған. Лондон ақиллар амбириниң истатистикилиқ мәлуматлирида көрситилишичә, 2000-йилидин 2022-йилиғичә африқа ортақ гәвдисиниң ташқи қәрзи 5 һәссә көпийип, 696 милярд долларға йәткән. Буниң 83 милярд 520 милйони хитайға төләйдиған қәрз икән.

Бәхтияр әпәндиниң қаришичиму, хитайниң африқа әллиригә қилған ярдәмлиридин йәрлик аһалә түзүк бир мәнпәәткә еришәлмигән. Буниң үчүн бир қисим африқа әллири хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин барғансери нарази болушқа башлиған.

Хитайниң африқа әллиригә мәбләғ селип еришиватқан әң чоң пайдиси немиләрдин ибарәт?

Хәвәрдә баян қилишичә, хитай африқа дөләтлиридин 3 түрлүк мәнпәәткә еришмәктә икән. Буниң бири, дипломатийә җәһәттики пайда. Иккинчиси, хам әшя. Үчинчиси, қорал-ярағ содиси.

 “дипломатийә җәһәттики пайда” дегәндә, хитайниң б д т қатарлиқ хәлқаралиқ чоң сорунларда еришиватқан дөләт мәнпәәтини көздә тутидикән. Мәсилән, 2020-йилидин буян б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида талаш-тартиш қозғап кәлгән хоңкоң, уйғур, тибәт мәсилилиридә африқа дөләтлириниң йерими дегүдәк хитайни қоллап аваз бәргән. Ғәрб дөләтлири хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлирини әйиблигәндә, һечбир африқа дөлити уларни қоллимиған.

 “хитай-африқа пирограммиси” ниң қурғучиси ерик оландер бу һәқтә мундақ дегән: “африқа рәһбәрлиригә нисбәтән ейтқанда, бейҗиң билән дүшмәнләшмәслик болса, нурғунлиған муһим ташқи сиясәтләр ичидики һәммидинму муһими һесаблиниду. Тәнқидчиләр һеч чүшәнмәйдиған муһим бир нуқта шуки, тәрәққий қиливатқан намрат дөләтләрниң мутләқ көп қисми бейҗиңға төләйдиған еғир қәрзниң бесими астида турмақта, шундақла улар мутләқ көп қисим содида хитайға таянмақта, уларниң хитайниң ғәзипини қозға қоюп, келиш еһтимали болған қайтурма һуҗумни көтүрәлигүдәк һали йоқ”.

Хитайниң африқа дөләтлиридин еришиватқан иккинчи чоң мәнпәәти хам әшядин ибарәт икән. Хитай африқадин һәр түрлүк хам әшяларни йиғивелип, африқани өзлири ишләпчиқарған әрзан мәһсулатлар билән тәминләйдикән. Хитай дуня базириниң 60-70 пирсәнтини тәминләватқан литий вә кобалт қатарлиқ аптомобил санаити үчүн зөрүр болған хам әшялар африқа әллиридин чиқидикән. Хитай 2023-йилиға қәдәр йиғивалған литий вә кобалтниң миқдари америка вә явропаниң омумий йиғиндисидин ешип кетидикән.

Хитай африқадин еришиватқан йәнә бир зор пайда, қорал-ярағ содисидин ибарәт икән. 2022-Йили 24-феврал русийә украинаға таҗавуз қилип киргәндин кейин, русийәниң африқа әллирини қорал-ярағ билән тәминләш нисбити 44 пирсәнт төвәнләп кәткән. Пурсәтни ғәниймәт билгән хитай һакимийити бу базарни дәрһал игиләп, өзлириниң зор дәриҗидә әрзан болған қорал-ярағлирини африқа әллиригә сетишқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.