Үрүмчи саяһәт идариси: “қәшқәр чоңбазарни чәт әлликләр һазирчә зиярәт қилишқа болмайду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.04.13
“бәхтлик уйғурлар” ниң бәхтсизликигә даир дәлил-испатлар Қәшқәр кона шәһәрдики хитай сақчилири. 2021-Йили 3-май.
REUTERS

Қәшқәр оттура вә ғәрби асия базириниң чеқиливатқанлиқи тоғрисидики учур игиләшлиримиз давамида, наразилиқ кәйпияти байқалған бир түркүм кишиләрниң тутқун қилинғанлиқи мәлум болған иди. Мухбиримизниң бу тутқунлар һәққидики из қоғлап ениқлашлири давамида, уларниң техичә қоюп берилмигәнлики вә тутқунлар арисида 18 яшлиқ бир оқуғучиниңму барлиқи ашкариланди. Алақидар бир саяһәт идарисиниң хадими қәшқәр чоңбазарни һазирчә чәт әлликләр зиярәт қилса болмайдиғанлиқини тилға алди.

Хәлқ арисида “йеңибазар” вә “чоңбазар” дегән намларда атилидиған қәшқәр оттура вә асия базириниң чеқиливатқанлиқи бир айчә илгири иҗтимаий таратқулардики ғәйри-рәсмий учурлардин мәлум болған иди. Өткән һәптиләрдики ениқлашлиримиз давамида, даириләрниң базарни чеқишниң алди-кәйнидә “базарни чеқишқа қарита наразилиқ кәйпияти бар” дәп қаралған 200-300 чә кишини сақчиханиға әкилип сорақ қилинғанлиқи вә уларниң бир қисиминиң тутуп қелинғанлиқи ашкариланған иди.

Биз бу һәптә әнә ашу сорақтин кейин из-дерики ғайип болған 100 әтрапида кишиниң кимлики вә ақиивити һәққидә мәлумат сүрүштә қилдуқ. Қәшқәрдики дөләт аманлиқ хадимлири бу һәқтә мәлумат беришни қопаллиқ билән рәт қилди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң радийомизға инкас қилишичә, бу қетим бу чоңбазарниң чеқилиши давамида тутулғанлар арисида дөләтбағ тәвәликидин көпрәк икән. Телефонимизни қобул қилған дөләтбағ3 ‏-кәнтниң секритари өз кәнтидин чоң базарда аяғ дукини ачқан мәхмутҗан абдуреһим исимлик бир тиҗарәтчиниң тутқунда икәнлики вә нөвәттә сақчиханида “тәрбийә” еливатқанлиқини ашкарилиди. Дөләтбағ1 ‏-кәнтниң сақчиси, өз кәнтидин 5 кишиниң бу базарға мунасивәтлик соал-сорақтин кейин тутқун қилинғанлиқини ашкарилиди. Униң дийишичә, бу бәш тутқунниң арисида бәхтаҗи исимлик 18 яшлиқ бир оттура мәктәп оқуғучисиму бар икән. Мәзкур кәнт сақчиси бәхтаҗиниң чоңбазарға алақидар тәкшүрүштә тутулғанлиқи, техичә тутуп турулушиниң “торға чиқиш” билән мунасвәтлик икәнликини тилға алди. Әмма у бәхтаҗиниң торда конкирет немиләрни көргәнлики вә қандақ бир “хаталиқ” өткүзгәнлкидин хәвәрсизликини ейтти

Биз нөвәттә қәшқәр чоңбазарниң толуқ чеқилип болған яки болмиғанлиқини ениқлаш үчүн қәшәрдики сода-санаәт вә саяһәт орунлириға телефон қилдуқ. Бу телефонлиримиз җавабсиз қалғандин кейин, үрүмчи шәһәрлик саяһәт идарисиға телефон қилип, қәшқәр чоңбазарни зиярәт қилишқа болидиған-болмайдиғанлиқини соридуқ. Телефонимизни қобул қилған нөвәтчи хадим, бу һәқтә ишханисидики мәсул хадимлардин мәлумат сориғандин кейин, соалимизға җаваб бәрди. У җавабида қәшқәр чоңбазарниң вақтичә чәт әллик саяһәтчиләргә көрситилмәйдиғанлиқини баян қилди. Биз униңдин немә үчүн көрситилмәйдиғанлиқини сориғинимизда, у өзиниң хизмәткә йеңидин орунлашқанлиқини сәвәб қилип көрситип, бу һәқтә өзиниң мәлумати йоқлуқини ейтти. Биз униңдин чоңбазардин башқа җайларни көрүшкә болидиған яки болмайдиғанлиқини сориғинимизда, у буниңғиму ениқ җавап берәлмиди. У пәқәт бу базарни хитай өлкилиридин кәлгән саяһәтчиләрниңла көрүшигә болидиғанлиқини әскәртти.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, қәшқәр чоңбазарниң чеқилиши һәққидә хитайниң рәсмий ахбаратлирида һазирғичә һечқандақ хәвәр берилмиди. Игилигән учурлимиздин даириләрниң базарниң чеқилишини хәлқара җамаәтниң нәзәридин узақ тутушқа тиришиватқанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.