Ма шиңруйниң сөзлири қәшқәр университетиниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқни иҗра қилғучиларни тәрбийәләш базиси болғанлиқини көрсәтти
2024.09.17
Қәшқәрдә кона сиясәт йеңи тәдбир
Уйғур диярида тарқитидиған “шинҗаң гезити” қатарлиқ хитай һөкүмәт учур васитилириниң хәвиридин мәлум болушичә, 12-сентәбир, хитай компартийәсиниң уйғур аптоном райониға қойған секретари ма шиңруй қәшқәр университетиға келип нәқ мәйдан тәкшүрүши елип барған.
У, бу мәктәптә ши җинпиңниң уйғур дияриға қаратқан сиясәт тәдбирлирини, системилиқ һалда җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини үнүмлүк бәрпа қилиштики ролини җари қилдуруш тоғрулуқ мәхсус сиясий идийә лексийәси бәргән.
Ма шиңруй ши җинпиң уйғур райониға қаратқан чарилирини, болупму “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси күчлүк һессияти бәрпа қилиш” ни уйғур аптоном районидики барлиқ хизмәтләрниң асаслиқ линийәси қилишни тәкитлигән.
У, охшаш сөзләрни буниң алдида, 29-авғуст күни аптоном районлуқ партийә комитетиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи рәһбәрлик гурупписи” қурулғанлиқи елан қилиниш мунасивити билән ечилған 1-қетимлиқ хизмәт йиғинида қилғаниди.
У бу һәққидә тохтилип, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” шинҗаңниң миллий иттипақлиқи, тәрәққияти вә узун муддәтлик муқимлиқиға мунасивәтлик зор сиясий мәсилә” дегән. У, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” тоғрисидики мәзмунларни алий мәктәпләрниң дәрслик системисиға киргүзүш, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни қәтий давамлаштуруш керәк” дәп тәкитлигәниди.
Ма шиңруйниң қәшқәр университетида қилған сөзидин, у рәһбәрлик қилған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи рәһбәрлик гурупписи” ниң хизмитини әмәлийләштүрүш һәрикитини уйғур тарихиниң символи, уйғур маарипи вә мәдәнийитиниң бөшүки қәшқәрдики бу алий мәктәптин башлиғанлиқидин дерәк бәрмәктә. У, қәшқәр университетидики сөзидә болупму яш оқуғучиларниң җуңхуа миллити җәмийитиниң күчлүк еңини турғузуштики ачқучлуқ топлуқ болуш сүпити билән буни әмәлийләштүрүшниң, хитай компартийәсиниң муқәррәр тәлипи икәнликини тәкитлигәндин кейин, “биз йеңи вәзийәтни барлиққа кәлтүрүшимиз керәк” дегән йолйоруқни бәргән.
Ма шиңруй йәнә қандақ бир вәзийәтни яратмақчи?
Ма шиңруй бу нөвәт қәшқәр университетида, худди илгири нөвәтлик хитайниң уйғур районини башқурушқа қойған партком секретарлири мәктәптә кәлгәндә қилған “шинҗаң қәдимки дәврләрдин буян хитай земининиң айрилмас бир қисми”, “шинҗаңдики барлиқ милләтләр җуңхуа миллитиниң қени билән бағланған аилә әзалири, шинҗаңдики барлиқ милләтләрниң мәдәнийити җуңхуа мәдәнийитиниң айрилмас бир қисми” дегәндәк сәпсәтиләрни тәкрарлиған. У шуниңдәк “миллий иттипақлиқни қоғдаш вә миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш қатарлиқ асаслиқ мәсилиләрдә қәтий вә ениқ позитсийә тутушимиз, һәр хил хата идийә йүзлинишигә қәтий қарши турушимиз керәк.” дегәндәк сиясәтлирини тәкитлигән. Булар йеңилиқ болмисиму, әмма униң, “биз йеңи вәзийәтни барлиққа кәлтүрүшимиз керәк” дәп йолйоруқ бериши мутәхәссисләрниң диққитини тартмақта.
Чүнки у сөзидә бу университетниң һәр милләт яшлирида җуңхуа миллити туйғуси турғузушниң асаслиқ сепи болуш сүпити билән мунасивәтлик дәрсләрни тәсис қилишни, мәктәпниң идийә бихәтәрликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған.
“шинҗаңниң әмәлий әһвалиға асасән, йеңи дәврдә юқири сәвийәлик оқутқучилар қошунини йетиштүрүп вә қуруп, оқуғучиларниң өсүп йетилиши вә талантлиқларға айлиниши үчүн башламчи болуши керәклики” һәққидә айрим тохталған.
Қәшқәр педагогика институти университетқа тәрәққий қилдурулдиму? йоқ қилиндиму?
Қәшқәр университетиниң асаси қәшқәр педагогика институти болуп 1962-йили қурулған. Қәшқәр педагогика институти, қәшқәр университети қилип өзгәртилишниң алдида, йәни 2012-йили 10-айда өзиниң 50 йиллиқини тәбриклигәниди. Уйғур елидики даңлиқ алий илим юртлиридин санилидиған қәшқәр педагогика институти, тәңритағниң җәнубидики бирдин -бир педагогика кәспи алий мәктипи һесаблинатти.
1990-Йиллиридила бу мәктәп 25 хил кәсип вә факултеттин тәркиб тапқан, оқутуш һәр җәһәттә заманивилашқан алий мәктәп һәмдә тәтқиқат институти болуп шәкилләнгән.
2011-Йили қәшқәр вилайәтлик партком, мәмурий мәһкимә қәшқәр университети қуруш тоғрисидики тәсәввурни оттуриға қойған.
2013-Йили 5-айда, қәшқәр университети қуруш хизмити рәсмий башланған. 2014-Йили 4-айниң 17-күни, уйғур аптоном районлуқ парткомниң әйни вақиттики секретари җаң чүншйән қәшқәр университети қуруш һәққидә рәсмий көрсәтмә бәргән вә икки милярд йүән мәбләғ аҗритилған. Йеңи мәктәп райони қурулғандин кейин қәшқәр университетида икки мәктәп райониға бөлүнгән. Кона мәктәп райони йәни әслидики қәшқәр педагогика институти чоңлар маарипи, оттура, башланғуч мәктәп оқутқучилириниң давамлиқ тәрбийә, қош тил оқутқучилирини тәрбийәләш вә башқа тәрбийәләшләр елип берилидиған базиға айланған.
Өткән 50 йилда, қәшқәр педагогика институти уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң маарип вә иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятини илгири сүрүштә актип төһпә қошқан, 60 миңдин артуқ юқири сүпәтлик кәспий оқутқучилар қошуни вә һәр кәсиптики ихтисас игилирини тәрбийәләп җәмийәткә қошқан.
Хитайниң уйғур тили, тарихи, мәдәнийитини йоқитиши йәниму күчәйтилиши мумкин
Һазир америкада уйғур маарипи вә мәдәнийәт һәмдә кишилик һоқуқ вәзийити бойичә кәш даиридә тәтқиқатлирини давам қиливатқан мутәхәссисләрдин, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат мәркизиниң директори, доктор һенрик шеҗевски (Henryk Szadziewski), өзиниң қәшқәр педагогика институтида оқутқучилиқ қилған мәзгилидики, унтулмас хатирилирини әсләп мундақ деди:
“мән илгири қәшқәр педагогика институтида 199-йилидин 199-йилиғичә инглиз тили оқутқучиси болғанидим. Әйни вақитта интайин йетилгән нурғун уйғур оқутқучи, пирофессорлар бар иди. Дәрсләр пүтүнләй уйғурчә өтүләтти. Һазир әмди мән билән бу мәктәптә оқутқучилиқ қилған нурғун уйғур оқутқучи мутәхәссисләрниң көпинчиси билгиниңиздәк қолға елинди яки лагерларға қамалди. Ма шиңруйниң бу мәктәптә қилған баянлириға кәлсәк, у хитайниң шәрқий түркистанда давамлишиватқан уйғур қирғинчилиқи сияситини биваситә әмәлийләштүрүшкә мәсул болғанлиқи үчүн, у, райондики уйғурларға қарши инсанийәткә қарши асаслиқ җинайәтчиниң бири. Униң баянлири хитай һөкүмитиниң сиясәтлирини тәмсил қилиду.”
Һенрйик шеҗевски йәнә ма ңишруйниң йолйоруқлириниң уйғур тили, тарихи вә мәдәнийитини йоқитишниң йәниму кәскин васитиләр арқилиқ елип берилидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди:
“адәттә униврстет демәк охшимиған пикирләргә һөрмәт қилинидиған, талаш тартишларға йол қоюш арқилиқ адәм тәрбийәләйдиған бир орун болуш сүпити билән әгәр бу мәктәптики оқутқучи-оқуғучилар ма шиңруйниң дегәнлирини орундимиса яки униңға қарши идийәдә болғанда қандақ болиду? әлвәттә буниңға қарши гәп қилғанлар уҗуқтурулиду. Мана бу бүгүнки қәшқәр университетиниң вәзийити.”
Доктор һенрйик шеҗевски анализиниң ахирида йәнә мундақ деди: “уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини һәмдә тилини пүтүнләй йоқитиш арқилиқ, аталмиш җуңхуа миллити ясап чиқиш үчүн, ялғуз бу мәктәпниң илгирики уйғур оқутқучилирила әмәс, һәтта бу мәктәпни пүттүрүп уйғур диярида һәр кәсипләрдә, асасий маарипта хизмәт қилип төһпә қошуватқан уйғур оқутқучиларму охшимайдиған еғир қисмәтләргә йолуқти. Әмдиликтә хитай һөкүмити мана шу аталмиш қәшқәр университетида тәрбийәлигән, хитайға садиқ хитай оқутқучилири арқилиқ қәшқәрни өз ичигә алған асаслиқ нопусни уйғурлар тәшкил қилидиған җәнубни пүтүнләй хитайлаштуруп болушни ишқа ашуруш қәдимини тезлитиду.”
Уйғурларни “тазилаш” давам қилмақта
Әнә шундақ уйғур тилида тәлим-тәрбийә елип беришқа маһир нәччә әвлад оқутқучиларни тәрбийәләп, уйғур ана тили, маарипи вә уйғур мәдәнийити үчүн өчмәс төһпиләрни яратқан бу мәктәп, хитайниң 2000-йилидин кейинки аталмиш қош тил оқутуши намида асаслиқ кәсипләрниң һәммисини хитайчә оқутушни йолға қоюши билән, ана тилдики оқутуш дәрсханилардин чекинишкә, ғурурлуқ, виҗданлиқ төһпикар уйғур оқутқучилар миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш, диний радикаллиққа қарши туруш баһанисидики тазилашта нишанға елинип, дәрс мунбәрлиридин ғайиб болушқа башлиғаниди.
Қәшқәр педагогика институтиниң тор бетидә 2009-йили 5-айда, оқутқучи, хизмәтчиләрни толуқлайдиғанлиқи һәққидә елан чиқирилғанда, йеңидин елинидиған оқутқучиларниң милләт айримиси ениқ көрситилгән болуп, буниң ичидә хитайлар 50% ни игилигәниди. Шу тәриқидә уйғур оқутқучиларниң түрлүк баһаниләрдә қисқартилип, орниға хитайларниң қоюлғанлиқи мәлум.
Қәшқәр университети, хитай компартийәси уйғур елини идарә қилған 66 йилдин кейин, уйғур елиниң җәнубидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан районда, болупму қәшқәрдә тунҗи қетим бир универсал характердики университетни қурушқа иҗазәт бериши һесаблиниду. Әмма, қәшқәр университети 2017-йилидин кейин болса уйғур зиялий вә сәрхиллирини йоқитишни нишан қилған чоң тутқунларда бу мәктәптики уйғур оқутқучилар вә бу мәктәптә тәрбийәләнгән уйғур сәрхиллири еғир күлпәтләргә учрап кәлмәктә.
2018-Йили сентәбирдә, хитай даирилири қәшқәр университетиниң 4 нәпәр пирофессори вә мудирлиридин болған әркин өмәр, қурбан осман, мухтәр абдоғопур қатарлиқ кишиләрниң вәзиписидин елип ташланғанлиқини қәшқәр университетиниң тор бетидә хәвәр қилған болсиму, әмма уларниң “икки йүзлимичилик” билән җазаланғанлиқи дәлилләнгәниди. Бу җәрянда йәнә радийомиз қәшқәр педагогика университетиниң пирофессори, исимшунас мутәллип сидиқ қаһириниң “миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип, 2019-йили 2-айда 2 йил 6 айлиқ қамақ җазаси һөкүм қилинғаниди.
Америкадики мустәқил көзәткүчи илшат һәсән ма шиңруйниң қәшқәр университетида қилған сөзлиридики кона вә йеңи муһим нуқтиларни селиштуруп тәһлил қилғандин кейин, анализини оттуриға қойди. У мундақ деди:
“демәк ма шиңруйниң қәшқәр университетидики бу қетим қилған сөзлири хитай һөкүмитиниң, қәшқәр дияридики бу билим юртини немә үчүн қәшқәр университетиға өзгәрткәнлики вә әмди уни немә үчүн хизмәт қилдуридиғанлиқини ениқ көрситип бериду, қәшқәр университетини қуруш арқилиқ хитай өзиниң уйғурларға елип баридиған ассимилятсийә, мәдәний вә ирқий қирғинчилиқини иҗра қилғучиларни тәрбийәләш базисиға айландурған. Бу, хитайниң қәшқәрни мәркәз қилған җәнуби уйғур елидә, ирқи қирғинчилиқ вә хитайлаштурушни йәниму юқири бир балдаққа чиқиридиғанлиқидин бешарәт”.
Аммиға очуқ учурлардин мәлум болушичә, қәшқәр университетиниң һазир 23 оқутуш бөлүми вә 71 толуқ курс кәспи бар болуп, иқтисад, қанун, маарип, әдәбият, тарих, илим-пән, қурулуш, давалаш, башқуруш, сәнәт вә деһқанчилиқ қатарлиқ 11 түрни өз ичигә алиду.
Һазир 32,000 оқуғучи, 1981 оқутқучи вә хизмәтчи бар болуп, ваһаләнки, хитайниң мунасивәтлик торлирида, уйғурлар нопуси мутләқ үстүнлүкни игиләйдиған қәдимий шәһәр қәшқәрдә қурулған бу тунҗи университетта һазир, уйғур оқутқучи вә оқуғучиларниң нисбитиниң қанчилик пирсәнтни игиләйдиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән. Әмма пәқәтла хитайчә тәсис қилинған мәктәп торидики, мәктәп муһити вә оқутқучи оқуғучиларниң паалийәтлири ипадиләнгән сүрәтләрдин, хитайларниң асаслиқ салмақни игилигәнликини көрситип турмақта. Пүтүн дәрсләр хитай тилида болуп, қәдимдин тартип уйғур түркий тилида дәрс өтүлгән сачийә вә ханлиқ мәдриси һәмдә қәшқәр педагогика институтидәк алий мәктәпләр җайлашқан қәшқәрдә һазир уйғур тили маариптин пүтүнләй чәкләнгәниди.