Әнглийә мухбирлири: “биз қәшқәрдә немиләрни көрдуқ? ” (1)

Мухбиримиз әзиз
2023.05.22
pichan-lukchun-weqesi-muxbir.jpg Хитай сақчилири пичан вәқәсидә мухбирларниң қолидики рәсим тартиш аппаратини тартивеливатқан көрүнүш. 2013-Йили 28-июн.
AFP

Хитай һөкүмити 2019-йили уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларниң тақалғанлиқи һәмдә “курсантлар” ниң “оқуш пүттүрүп җәмийәткә қайтқанлиқи” ни елан қилғандин буян бу һәқтики көплигән учурлар һәр саһә кишилириниң диққитини қозғап кәлгәниди. Буниңға мас һалда йеқинқи мәзгилләрдә иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған уйғур дияридики бир қисим кишиләрниң хитай паспорти билән чәтәлләргә саяһәткә маңғанлиқи һәққидики қисқа видийолар нөвәттә уйғур дияридики вәзийәтниң бурунқидин ‍өзгәргәнлики һәққидики учурларни намаян қилишқа башлиди. Буниңға әң йеңи мәзмун сүпитидә қошулғини германийәдики әң чоң ахбарат тори болған “әйнәк” (Der Spiegel) ториниң мухбирлар гурупписи 2023-йили апрел ейида уйғур дияридики он күнлүк нәқ мәйдан тәкшүрүшидин кейин 17-май күни елан қилған тәпсилий хәвәр болди. Униңда уйғур дияридики сиясий муһитниң йәнила нормаллиқтин сәл йирақ һалда туруватқанлиқи ейтилсиму, ма шиңруй уйғур дияриға йеңидин рәһбәр болуп әвәтилгәндин кейин илгирики вәзийәттә көрүнәрлик өзгириш болғанлиқини, һазир илгирики “сақчи дөлити” ниң “җиддий һаләт” лириниң көздин йиткәнлики баян қилинди. Һалбуки, әнглийәдики “асман хәвәрлири” (Sky News) агентлиқиниң мухбирлар гурупписи 18-май күни елан қилған бу һәқтики мәлуматлар уйғур дияридики қирғинчилиқниң әмәлийәттә ашкара шәкилдин көрүнмәс һаләткә өтүп болғанлиқини намаян қилди.

 “биз ‛сақчи дөлити‚ ниң бәлгисини һәммила йәрдә көрдуқ! ”

Уйғур дияридики қирғинчилиқ ташқи дуняға мәлум болушқа башлиған вақитлардила бу җайға кәлмәкчи болған ғәрб ахбарат хадимлириниң аллиқачан қатму-қат тосуққа вә хитай сақчилириниң “из қоғлаш” лириға дуч келидиғанлиқи көп қетимлиқ урунушларда испатланғаниди. Шу сәвәбтинму уйғур диярида зади немиләрниң болуватқанлиқи изчил “йепиқ қазан” һалитидә турувәрди. “юқумни нөлгә чүшүрүш” шоари туюқсизла әмәлдин қалдурулғандин кейин “асман хәвәрлири” ниң мухбирлар гурупписи 2023-йили майда уйғур дияридики қәдимий маканлардин болған қәшқәргә йетип кәлди һәмдә хитай һөкүмити җакарлиған “қайта тәрбийәләш аяғлашти” дегән шоар биләнла һәммини чүшәндүрүп кәткили болмайдиғанлиқини байқиди.

Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2019-Йили 30-июл, бейҗиң.

Мухбирлар гурупписи уйғур дияриниң тәбиий гүзәлликидинму бәкрәк һес қилған реаллиқ айропиландин чүшкән һаманла һес қилғили болидиған җиддий кәйпиятниң һәммила җайда давам қилиши болған. Болупму толуқ қоралланған сақчиларниң броневик машиниларда тохтимастин чарлашлири, топ-топ һәрбийләр вә сақчиларниң қәдәмдә бир учрап туруши, һәммила җайни бир алған көзитиш камералири бирдәк “аз дегәндиму нәччә милйон адәм лагерға қамалған” дәп тонулуватқан бу районниң адәмсиз кочилирида меңип йүргән шалаң кишиләрниң изчил қаттиқ контроллуқ астида яшаватқанлиқини көрситип бәргән.

Бу қетимқи зиярәт җәрянида мухбирлар гурупписи қәшқәр вә хотәндики 14 орундики “қайта тәрбийәләш мәркизи” гә барған. Әмма буларниң ичидики 13 орун аллиқачан лагер болуштин қалған. У җайлардики бихәтәрлик әслиһәлириму еливетилгән. Сәккиз орун болса илгири мәктәп болған болсиму һазир уларниң иккиси ташландуқ маканға айланған. Йәнә иккиси болса “партийә мәктипи” гә ‍өзгәртилгән. Илгири лагер үчүн лайиһиләнгән бир қисим әслиһәләр растинила қаримаққа лагер болуштин қалған. Әмма бу муәссәсәләрниң башқилири һечким өтәлмәс егиз қара дәрвазилиқ түрмиләргә айланған болуп, униң тамлириға “дөләт тилини омумлаштуруп милләтләр иттипақлиқини күчәйтәйли” дегәндәк шоарлар йезилған. Мухбирлар гурупписиниң әзалиридин хелен симит (Helen Ann-Smith) бу һәқтә тохтилип, һазир милйонлап адәм тутуш тохтиған болсиму өзи көргән қәшқәр кочилиридики адәмләрниң “йүрики қепидин чиқип кәткән” һаләттә икәнликигә алаһидә диққәт қилған. У мундақ деди: “бастурушниң юқири пәллиси һазир тамам болғандәк қилиду. Әмма мениң һес қилишимчә кишиләр һазир өйдин чиқиштинму қорқидикән. Улар дәрвәқә һәргизму мәсчитләргә бармайду. Улар ашкара һалда уйғур тилидиму сөз қилалмайдикән. Чүнки бу һәрқачан охшимиған тәһдитләргә нишан болидикән. Чәтәллик мухбирларға сөз қилған кишини болса удулла түрмигә елип кетидикән. Шинҗаңда нурғун мәсчитләр вә мәқбәриләр, шуниңдәк мәдәнийәт изналири исламийәткә қарши күрәштә вәйран қиливетилгән. Бу қетим биз көргән мәсчитләрниң көп қисми дуканларға айландурулупту. Һазир хитайда нурғун ишлар <намратлиқни түгитиш> намида иҗра қилиниватиду. Әмма биз көргән реаллиқ бу ишларниң қәстән болуватқанлиқини көрситиду. Мәсилән алсақ, биз барған қәбристанлиқни улар йеқинда түзливетипту. Бу қәбристанлиқни уйғурлар нәччә он йилдин буян ишлитип кәлгәникән. Қарисақ бир кичик балиниң җәсәт сөңики топа арисидин көрүнүп туриду. Хитай һөкүмити һәмишә башқа милләтләрниң мәдәнийитини қоғдаватқанлиқини тәшвиқ қилиду. Шуниңдәк уйғурларниң полу йәп, уссулға чүшкәнликини көрситиду. Уйғурлар үчүн һазир буниңдин башқа ишларни қилишқа йол қоюлмиса керәк. Әмма инсан һәргизму һәр вақит уссул ойнапла өтмәйдиғу? ” .

“ню-йорк вақти” гезитиниң мухбири  Steven Lee Myers хитай ташқи ишлар баянатчиси гең шуаңниң мухбирларға қилған баянатидин кейин башқа чәтәллик мухбирлар билән параңлашмақта. 2020-Йили 18-март, бейҗиң.
“ню-йорк вақти” гезитиниң мухбири Steven Lee Myers хитай ташқи ишлар баянатчиси гең шуаңниң мухбирларға қилған баянатидин кейин башқа чәтәллик мухбирлар билән параңлашмақта. 2020-Йили 18-март, бейҗиң.
AP

Мухбирлар гурупписи һәрқайси җайларда көргән “асайишлиқ” ниң әң күчлүк символи уйғурларниң уссулға чүшүши болсиму, әмма буниңға йошурунған көплигән “сирлар” уларниң көзидин қечип қутулалмиған. У мундақ деди: “биз бу җайда көргән бир аҗайип ишлар шу болдики уйғур мәдәнийитиниң гүзәллики һәрқандақ адәмниң әқлини лал қилиду. Қәшқәрниң конашәһәр райони саяһәтчиләр үчүн лайиһиләнгән болуп, бу җайни улар наһайити көңүл қоюп лайиһиләп чиққан. Бу йәргә кәлгән һәрқандақ адәм уйғур мәдәнийитиниң һидлирини дәрһалла һес қилалайду. Қарисақ бу җайға кәлгән хитай саяһәтчиләрму дәл ашу гүзәллик сәвәбидин уйғурларниң әнәниви кийимлирини кийип сүрәтләргә чүшүп йүриду. Әмма кочиларда ашу хилдики кийимләрни кийгән бирму уйғурни биз көрмидуқ. У җайда өз кийимлирини кийгән уйғурларни задила көрмәйсиз. Қарисақ бу һал тутқун юқири пәллигә чиққан 2017-йилидики вәзийәтниң нәқ өзини әслитиду. Биз йәнә қәшқәрдики асаслиқ мәсчиткә бардуқ. Биз бу җайда хели узун айлинип йүрүп пәқәт саяһәтчиләрниң кирип-чиқип йүргәнликини көрдуқ. Әмма бирму инсанниң мәсчиткә кирип намаз оқуғанлиқини көрмидуқ. Дәрвәқә топ-топ саяһәтчиләрдин бир киши саяһәт җәрянида намаз оқуди болғай. Бу һал бизгә хели көп нәрсиләрни ейтип берәләйду” .

Зиярәт җәрянида мухбирлар гурупписи оқуш йешидики топ-топ өсмүрләрни көргән болуп, уларниң һәммисила ақ көңләк, көк иштан шәклидики мәктәп формиси кийгән. Һөкүмәт башқурушидики “ятақлиқ мәктәпләр” дә оқуватқан бу балиларниң ата-аниси қәйәрдә икәнликини һечким билмәйдиған болуп, шаһитлар буларниң һәммисиниң қамақта икәнликини билдүргән. Буниң билән “зулум ахирлашқан” макандики тутқун қилинған милйонларчә инсанниң из-дерики аз-тола болсиму айдиңлашқан. Бу һәқтә сөз болғанда “асман хәвәрлири” ниң мухбирлиридин том чешир (Tom Cheshire) мундақ дәйду. (Аваз) “болупму 2017-йили юқири пәллигә чиқишқа башлиған зор тутқунда бир милйондин икки милйонғичә уйғур қамилип кәтти. Әмма уларниң ениқ сани һазирғичә намәлум. Хитай һөкүмитиму бу кишиләрдин зади қанчисиниң <оқуш пүттүрүп> чиққанлиқини ейтқини йоқ. Биз бу мәсилини тәкшүрүш үчүн хитайниң шәрқий қисмидики чиңдав шәһиригә бардуқ. Бу җайда уйғурлар көпләп мәҗбурий әмгәккә селинған болуп, деңиз мәһсулатлирини тазилаш дегәндәк паскина ишларға орунлаштурулған. Бу ишчилар хитайниң ички қисмида ‛експорт‚ қилинған әмгәк күчлири болуп, уларниң бу ишта һечқандақ разилиқи елинмиған. Уларға қилчиликму һәрикәт әркинлики берилмигән. Уларниң һөкүмәт бекитип бәргән гуруппа башлиқи уларни мидир-сидир қилдурмастин контрол қилип туриду. Уларниң гәп-сөз вә мәдәнийәт саһәсидә өз кимликини намаян қилиши мәни қилиниду. Бу дәл хелен симит ейтқан өз кимликини унтулдуруш һәрикитиниң бир қисмидур. Хитай компартийәси һазир дәл мушуни қиливатиду. Бу ишчилар болса өз пәрзәнтлиридин айрилғанлар болуп, уларниң балилирини һөкүмәт ятақлиқ мәктәпләрдә оқутуватиду. Биз ашу шәкилдә өз пәрзәнтидин айрилған бир кишини түркийәдә зиярәт қилған идуқ. У бир күни хитайчә тик-токта елан қилинған бир видийодин өзиниң балисини тонувапту. Қариса униң гөдәк оғли <мән хитайни сөйимән. Қизил байрақ мениң байриқим> дегәндәк сөзләрни қиливатқан икән. Шуниңдәк балиси һәр күни хитайчә тилда сөзләйдикән. Биз бу хилдики ятақлиқ мәктәпләргиму бардуқ. Биз барған җайларниң һәммисидила мушундақ мәктәпләр бар икән. Әмма бу һәқтә бизгә гәп қилип бәргүдәк бирму инсанни тапалмидуқ. Чүнки һазирму чәтәлликкә гәп қилишқа петинғудәк бирму адәм йоқ икән. Йәнә келип хитай һөкүмити уйғурларни һәммила җайда өзлири үчүн җасуслуқ қилишқа зорлайдикән. Шуңа чәтәлләрдики уйғурларму бу хил бесим вә тәһдиттин халий болалмай йүрмәктә икән” .

 “асман хәвәрлири” ниң доклати елан қилинғандин кейин һәр саһәниң зор диққити қозғиди. “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң директори софей речардсон (Sophie Richardson) бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда бу қетимқи зиярәттә ашкара болған реаллиқниң һәқиқәтәнму дуня үчүн бир күчлүк агаһландуруш болидиғанлиқини мундақ тәкитлиди:

 “бу қетим ‛асман хәвәрлири‚ ниң доклати бу райондики йетәкчи шәхсләрни баш нишан қилған инсанийәткә қарши җинайәтләрни тәкшүрүшкә мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүш гуруппилирини әвәтишниң немә үчүн шу қәдәр муһим болуватқанлиқини йәнә бир қетим дәлилләп бәрди. Рошәнки, бу җайдики һәқләр дәпсәндичилики һелиһәм давам қилмақта. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити дәватқан ‛һәммә ишлар һазир изиға чүшти‚ дегән гәпләргиму қилчилик ишәнгили болмайдиғанлиқи айдиңлашти. Хәлқара қанун вә хәлқара тәшкилатларниң бу мәсилини оттуриға қоюшиму дәл мушу сәвәбтин муһим болуватиду. Шуңа бу хилдики тәкшүрүшләрни қоллиған һөкүмәтләр буниңлиқ биләнла тохтап қалмастин бу тәкшүрүшләрниң нәтиҗисини (бирләшкән дөләтләр тәшкилати қармиқидики) кишилик һоқуқ алий кеңишигә сунуши лазим. Шуниң билән биргә уларни бу һәқтики әһвалларни мустәқил тәкшүрүшкә дәвәт қилиши лазим. Бу һал һазир бәкму җиддий вә тәхирсиздур. Худди бир йил, икки йил, бәш йил яки он йил илгири қандақ җиддий болса һазирму шундақ җиддий” .

Уйғур паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики вәкили рәһимә мәһмуд “асман хәвәрлири” ниң бу қетимқи нәқ мәйдан зияритигә баштин-аяғ биваситә мәслиһәтчилик қилған һәмдә униң оңушлуқ тамамлинишиға зор ярдәмләрдә болған шәхсләрниң бири. Униң қаришичә, ғәрб дунясида уйғур қирғинчилиқи унтулуп кетишкә йүзлиниватқанда дуняға даңлиқ бир ахбарат васитисиниң “уйғурлар һазирму зулум чекиватиду” дегән мәзмундики бундақ бир программини ишләп чиққанлиқи зор әһмийәткә игә.

Мухбирлар гурупписи зиярәткә барған башқа орунларда ташландуқ лагерлар көпләп көзгә челиқидиған болуп, бу җайларға анчә йирақ болмиған даиридики кеңийиватқан түрмиләр мухбирларни техиму һәйран қалдурған. Шуниң билән биргә бу җайдики реаллиқниң ташқи дуняға көрүнмәс йәнә бир йүзиму қисмән ашкара болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.