Әнглийә мухбирлири: “биз қәшқәрдә немиләрни көрдуқ?” (2)
2023.05.24

Әнглийәдики “асман хәвәрлири” (Sky News) агентлиқиниң мухбирлар гурупписи 18-май күни елан қилған мәлуматлар, уйғур дияридики қирғинчилиқниң әмәлийәттә ашкара шәкилдин көрүнмәс һаләткә өтүп болғанлиқини намаян қилған. Болупму бу макандики барғансери кеңийиватқан түрмиләр әйни вақитта лагерларға қамалған кишиләрниң орни алмашқанлиқини, әмма бу райондики кишиләрниң тәқдиридә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини көрситип бәргән.
“лагерлар түрмиләргә айлинипту! ”
Мухбирлар гурупписи зиярәт қилған лагер нуқтилири асасән қәшқәр (конашәһәр вә йеңишәһәр) һәмдә хотән шәһәрлиридә болуп, әйни вақитта бу лагерларға қамалғанларниң әң чоңи 73 яш, әң кичики 15 яшлиқ уйғурлар икәнлики мәлум болған иди. Улар көздин кәчүргән бу орунларниң көп қисми һазир ташландуқ маканға айлинип қалған болуп, бу җайларға қамалған кишиләр көздин ғайип болған. Бу орунларға сиртидин печәт селинған болуп, “юқумни нөлгә чүшүрүш” мәзгилидики бихәтәрлик чарилириниң изналири шу пети қалған. Ток идарисиниң хадими лагер дәрвазисиға чаплап қойған уқтурушта, уларниң ток саитини тәкшүрүш үчүн кәлгәнлики, әмма бина ичигә кирәлмигәнлики ейтилған. Мухбирлар байқиған йәнә бир лагер һазир хитай көчмәнлириниң вақитлиқ туралғусиға айлинип қалған болуп, шу җайдики бир хитай мухбирларниң сориған соалиға қарита “бу өйләрдә биз кәлсәк адәм бар икәндуқ” дәп җаваб бәргән.
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң директори софи ричардсон бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда, буниң пәқәт нөвәттики реаллиқ үчүн “муз тағниң көрүнгән чоққиси” икәнликини, шуниң билән биргә техиму көп йоллар арқилиқ, техиму көп учурларни топлаш арқилиқла хитайниң ялғанлирини күчлүк рәвиштә паш қилғили болидиғанлиқини тәкитләйду:
“дәрвәқә, мән биз һөҗҗәтләштүрүп чиққан ашу қабаһәтлик һәқләр дәпсәндичиликиниң растлиқини тәстиқлаймән. Шуғиниси һазирға қәдәр буниңға тегишлик дәриҗидә дуняви инкас қайтурулғини йоқ. Худди сизниңму хәвириңиз болғинидәк, һазир бу қабаһәтләр һәққидики тағдәк дәлил-испатлар шунчә күчлүк рәвиштә хитай һөкүмитиниң зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән шуғуллиниватқанлиқини көрситип туруватиду. Әмма хитай йәнила җавабкарлиққа тартилғини йоқ. Биз изчил бу райондики ‛вәзийәтниң яхшилиқи‚ һәққидә хитай һөкүмити базарға селиватқан ялғанларниң давам қиливеришигә қарита гуманда идуқ. Чүнки улар задила номус қилмастин өз ялғанлирини қайта-қайта тәкрарлап кәлгән. Раст дегәндәк, бу қетим уларниң ялғанлири йәнә бир қетим ашкара болди. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн, биз даим мустәқил тәкшүрүш гуруппилириниң бу районға беришини тәшәббус қилип кәлгән. Бу қетим нәқ мәйдандин топланған шунчә көп учурлар вә шаһитларниң баянлири бир йәргә җәм болди. Әмма мениңчә бу пәқәт шу җайдики реаллиқниң йүзәки қисмидинла ибарәт. Биз буниңму нерисиға өтүшкә тиришишимиз, башқа йоллар арқилиқ техиму көп учурларни топлап хитайниң бу райондики дәпсәндичилик қилмишлириниң тохтиған яки тохтимиғанлиқини җәзмләштүрүшимиз лазим. Әмма бу ишлар әмәлгә ашқучә хитай бу ишларға җавабкар болуши керәк. Чүнки хитай өзлири садир қилған инсанийәткә қарши җинайәтләрниң излирини өчүрүветәлмәйду. Биз буларни тәкшүрүп чиқиш арқилиқ, уларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилишимиз, шуниңдәк уларниң бу қилмишларни қайта садир қилмаслиқиға кепиллик қилишимиз лазим.”
Ундақта, бу лагерлардики кишиләр қәйәрдә? бу соалға мухбирлар гурупписи дәмаллиққа җаваб тепишқа илаҗсиз қалған. Муһаҗирәттики уйғурлардин мәмәтҗан җүмә дәл мушу лагерларниң бири маканлашқан мәһәллидә туғулуп чоң болған. У бу һәқтә “асман хәвәрлири” ниң зияритини қобул қилғанда, бу қабаһәтлик лагерниң балилиқ дәвридики шерин әслимилири қанат яйған орунға селинғанлиқини шүркүнүш ичидә әсләйду. Әмма униң ашу лагерға қамалған қериндиши әхмәтҗан җүмә та һазирғичә аилисигә қайтмиған. Әксичә шу лагерда хизмәт қилған сақчи хадимлиридин бирәйлән униңға инисиниң 14 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқини вә һазир түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқини ейтип бәргән. Униң иниси баштин кәчүргән “қайта тәрбийәләш мәркизи” дики қисмәтләр милйонлиған уйғур тутқунларниң ортақ кәчмиши қатаридин орун алған.
Бу һәқтә сөз болғанда әнглийә консерватиплар партийәсиниң рәһбири дункан симис (Iain Duncan Smith) хитай һөкүмитиниң уйғур диярида һелиһәм илгирики сиясәтләрни өзгәртмәстин иҗра қиливатқанлиқини алаһидә әскәртиду:
“әмма һазир бизгә бәкму рошән айдиң болғини шу болдики, һазир улар (хитай һөкүмити) шунчә ашкара болған, шуниңдәк әйни вақитта ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ дәп ниқаблиған йиғивелиш лагерлирини адәттики шәйи қатарида көрситишкә урунуватиду. Балиларниң әһвали техиму чатақ болуватиду. Чүнки һазир уларниң уйғур болушиға йол қоюлмастин, уларни хитайчә сөзләшкә мәҗбурлаш арқилиқ бирақла хитайлишип кетишигә йол ечиливатиду. Иккинчи бир нуқтидин алсақ, һазир шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ болған мәҗбурий әмгәк лагерлири бу программида наһайити яхши әкс әттүрүлгән. Бу йәрдики ачқучлуқ мәсилә шу болғанки, хитай һазир бу ишларниң чависи читқа йейилип болғанлиқини һес қилған гәп. Шуңа улар бу хил көрүнүшләрни көздин йирақ қилип, қаримаққа башқичә бир мәнзирини оттуриға чиқарған. Әмма уларниң шинҗаңдики сияситидә һечқандақ өзгириш болғини йоқ. Бу сиясәтниң түпки асаси-хитайларға задила охшимайдиған һәмдә улардин пүтүнләй пәрқлиқ болған түркий тилда сөзлишидиған уйғур дегән бир милләтни пак-пакизә йоқитиштур. Шундақ болғанлиқи үчүн, уларниң нәзәридә аялларни пәрзәнт көрәлмәс қиливетиш, мәҗбурий һалда уларниң номусиға тегиш дегәнләр оттуриға чиқиватиду. Мундақчә ейтқанда, һәммила иш йәнила бастуруш шәклидә давам қиливатиду. Әмма хитай даирилири бу һадисиләрниң анчә-мунчә қаш-көзини бояп қоюпла мухбирларға буни көрситиватиду.”
Бу һал мухбирларға ашу хилдики лагер тутқунлириниң лагердин чиқип түрмигә йөткилип болғанлиқини ишарә қилған. Шу вақитлардики сақчи һөҗҗәтлиридин мәлум болушичә, 2017-йилидин 2021-йилиғичә болған мәзгилдә 540 миңдин артуқ кишигә қамақ җазаси һөкүм қилинған. 2021-Йилиниң өзидә болса қамаққа һөкүм қилинғанлар 45 миң киши әтрапида болған. Йәнә келип бу кишиләрниң мутләқ көп қисмиға бәш йилдин узун қамақ җазаси берилгән. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики мәхпий һөҗҗәтләрдә ейтилишичә, қәшқәр конашәһәр наһийәсидин тутқун қилинған он миң уйғурниң 99 пирсәнти бәш йилдин узун қамаққа һөкүм қилинған. Бу һөҗҗәтләрму ашкара һалда “қайта тәрбийәләш мәркизи” дин түрмигә йөткәшниң басқучлири һәққидә тохталған. “австралийә истратегийәлик сиясәт институти” (ASPI) ниң хадимлиридин нейсин русер (Nathan Ruser) әнә шу тәриқидә лагерларға қамалған милйонларчә киши түрмигә вә әмгәк лагерлириға йөткәп болунғанлиқи үчүн, бу орунларниң бош қалғанлиқи һәмдә мухбирларға ечиветилгәнликини билдүргән.
Бу һәқтә сөз болғанда, “асман хәвәрлири” мухбирлар гурупписиниң бу қетимқи зиярәт паалийитигә йеқиндин һәмдәм болған уйғур паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики вәкили рәһимә мәһмут, бу хәвәрниң дуня миқясида зор ғулғула қозғишидики бир муһим сәвәбниң дәл уйғур дияридики зулум техичә давам қиливатиду, дегән учурни йоллиши икәнликини тәкитләйду.
Дәрвәқә, мухбирлар гурупписи көргән реаллиқ 2017-йилидики бастуруш мәзгилидә ишлитилгән лагер муәссәсәлириниң һазир бузуп ташланғанлиқи һәмдә уларниң орниға техиму чоң, техиму пинһан вә техиму қаттиқ тәдбирләр елинған йеңи муәссәсәләрниң селинғанлиқини намаян қилған. 2023-Йилидики сүний һәмраһ сүрәтлирини селиштуруш җәрянида, бу һал техиму ашкара болған. Илгирики лагерларниң әтрапидики җайларға зор көләмдә кеңәйтип селинған түрмә қурулушлири бу һални техиму рошән намаян қилған. Әнә шундақ әһвалда лагерларниң нөвәттики вәзиписи ахирлашқан һәмдә уни йошурушниң һаҗити қалмиған шараитта, мухбирларниң бу районни көздин кәчүрүшигә иҗазәт берилгән. Шуниң билән биргә бир қисим уйғурларниң алаһидә “рухсәт” арқилиқ хитай паспорти билән чәт әлләргә саяһәткә меңиши башланған.