Чәтәллик саяһәтчиләр хитай тәшвиқатиниң “чөпқәт” лиригә айланмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.08.05
xoten-yotqan-sayahet Саяһәтчиләр хотән наһийәсидики йотқан қәдимий саяһәт районида сүрәткә чүшүватқан көрүнүш.2023-Йили декабир, хотән
www.ts.cn

Йеқинқи мәзгилләрдә уйғур елигә барған чәтәллик саяһәтчиләр, болупму тор чолпанлириниң “уйғурларниң тинч, бәхтияр вә асайишлиқ” ичидә яшаватқанлиқи һәққидики “иҗабий” видийолирини хитайниң дөләт ичи вә сиртидики таратқулири арқилиқ тәшвиқ қилиши әвҗгә чиқмақта.

1-Авғуст “ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған бу һәқтики бир парчә обзор дәл буниң бир дәлилидур. Мәзкур обзорда ейтилишичә, ютуб вә инстаграм суписи қолланғучи бир қисим вилогерлар (видийо блогерлири) хитайдики саяһәтлиридә көргәнлирини, маңған-турған, һәтта йегән-ичкәнлириниму видийо қилип тарқатқан, шуниң билән тәң йәнә, хитай шәһәрлиридики зор “тәрәққият вә гүллиниш” ләрни махташқан. Һәтта юқири сандики әгәшкүчигә игә болған бу вилогерларни хитайниң дөләт таратқулири зиярәт қилип, уларни дөләт ичи вә сиртидики таратқулири арқилиқ техиму кәң даиридә тәшвиқ қилған.

Обзорда дейилишичә, бу тор чолпанлириниң бәзилири өзиниң хитайға келиштики мәқситиниң пәқәтла саяһәт қилиш икәнликини, сиясәт, дин билән һечқандақ иши йоқлуқини билдүргән һәмдә өзлириниң хитай һөкүмити билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини тәкитлигән. Буларниң ичидә үрүмчигә саяһәткә барған әнглийәлик бир җүп әр-хотун өзлириниң бу һәқтә тарқатқан видийосида “әгәр сиз пәқәт ғәрб таратқулириниңла гәплирини аңлисиңиз, хитайдики бу җай әң көп талаш-тартиш қилинидиған җайдур. Уйғурларниң һәммиси яхши яшаватқандәк қилиду” дегән.

Мәркизи вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәһбири рошән аббасниң қаришичә, хитайниң йеқиндин буян бир қисим чәтәллик дипломат, мухбир, тәтқиқатчи-мутәхәссисләрниң ағзи арқилиқ өзиниң ирқий қирғинчилиқ сияситини йепишқа урунуши хитайниң көзлигән мәқситидәк үнүм бәрмигән. У бу һәқтики инкасида, нөвәттә хитайниң чәтәллик саяһәтчиләр вә тор чолпанлирини йиллардин буян қоллинип келиватқан “тәшвиқат уруши” ниң бир васитиси қилиши һәққидә тохтилип өтти.

Рошән аббас ханим йәнә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини зор күч билән йепишқа урунуп, уйғур елидә уйғурларниң “бәхтияр” яшаватқанлиқини көрситидиған түрлүк тәшвиқатлирини күчәйтсиму, һәқ адаләт алдида хитайниң бу ғәрәзлириниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди.

Америкадики туңган анализчи ма җүниң қаришичә, “ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған бу обзордин хитай коммунист һакимийитиниң дөләт ичи вә сиртиға қаратқан кәң көләмлик тәшвиқат усуллири вә бир қатар тәшвиқат хизмәтлирини тәңшәватқанлиқини ениқ көрүшкә болиду. Бу һәқтики зияритимиз җәрянда у мушу нуқтиларни әскәртип, өз қаришини баян қилди.

 “шундақ ейтишқа болидуки, улар өзлири арқилиқ әмәс, бәлки чәт әлликләрдин пайдилинип хитай һәққидә иҗабий тәшвиқат қилишниң техиму үнүм беридиғанлиқини тонуп йәтти. Чүнки хитай компартийәсиниң қилмишлириниң хәлқара җәмийәттә ашкара болушиға әгишип, уларниң сөз инавити күткинидәк тәсир күч пәйда қилалмайдиған болди. Демәк, улар хәлқарадики ишәнч вә инавитиниң вәйран болуватқанлиқини тонуп йәткәнлики үчүн, һазир пәқәт бу чәтәллик саяһәтчиләрдин пайдилинип өзлириниң җинайи қилмиш һәрикәтлирини ақлаш вә йошуруш усулини қоллинишқа урунмақта.”

Ваһаләнки, уйғур елигә саяһәткә барғанлар хитайниң райондики һәр хил тәқиб назарәт вә тәкшүрүштин мустәсна болалмиған. “ню-йорк вақти гезити” ниң бу һәқтики обзорида ейтилишичә, әнглийәлик саяһәтчиләр бир базарға кириш үчүн шу җайдики бихәтәрлик тәкшүрүштин өтүшкә мәҗбур болған. Бирәйлән бу әһвал һәққидә чүшәнчә берип, “базарниң бихәтәрлики үчүн улар кирип чиққанларни тәкшүриду” дегән һәмдә өзлириму уйғур елидики қисқа муддәтлик саяһәт зияритидә сүрәт вә видийоға алған көрүнүшлириниң толиму чәклик болғанлиқини етирап қилған.

Дәрвәқә уйғур елигә барған мухбирлар вә саяһәтчиләрниң райондики зиярәт паалийәтлириниң һәр вақит тәқиб назарәткә елинип, уларниң йәрлик райондики хәлқләр билән сөһбәт параңлишишиниң дәхли-тәрузға учрайдиғанлиқи узундин бери мәлум болуп келиватқаниди. Бу обзорда ейтилишичә, уйғур елигә саяһәт барған бир испанийәлик аял кочидики сақчи машинисиниң тәқиб қилишиға учриғанлиқини, ятақ алғили меһманханиға киргәндә мулазимниң аввал сақчиға телефон қилғанлиқини, андин сақчиниң меһманханиға келип уни издигәнликини торда ашкарилиған.

Америкада турушлуқ лагер шаһити, паалийәтчи зумрәт давут уйғур елигә барған чәтәллик саяһәтчиләр вә йәрлик кишиләрниң тәқиб назарәткә елиниши һәққидә өз пикрини баян қилип өтти.

Анализчи ма җүниң қаришичә, хитайниң нөвәттә чәтәллик саяһәтчиләр вә тор чолпанлиридин пайдилинип, “уйғур районида кишилик һоқуқ капаләткә игә қилинғанлиқи” ни давраң қилиши әлвәттә америка яки ғәрбкә қарши туридиған бәзи кишиләргә бәлгилик тәсир көрситәлиши мумкин икән. Әмма, хитайниң “тәшвиқат уруши” дики бу хил истратегийәси йәнила уларниң күткинидәк “үнүмлүк” тәсир көрситәлмәйдикән. У бу тоғрулуқ өз қаришини изаһлап мундақ деди.

 “чүнки уларниң бу һәрикәтлири илмий тонуш вә пакит тәкшүрүшни өз ичигә алған хәлқара әдлийә системисида һечқандақ рол ойниялмайду, шундақла омумйүзлүк тәсир қозғиялмайду. Әмма улар өзлириниң ялғанчилиқлири вә һийлә-нәйрәңлири арқилиқ пәқәт өзини вә башқиларни алдаш арқилиқ бәзи ‛ишәнч‚ ләрни қолға кәлтүрәлиши мумкин. Мениңчә, хитай һөкүмити өзиму нөвәттә қоллиниватқан бу тәшвиқат истратегийәсиниң өз арзусидикидәк һәқиқий үнүм көрситәлмәйдиғанлиқини, уларниң пәқәт ярдәмчи сүпитидила интайин чәклик тәсири болидиғанлиқини йетәрлик чүшинидиғанлиқиға ишинимән. ”

Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан юқири бесимлиқ зораванлиқ сияситиниң еғир болуши, һәтта униң хәлқара қанунларни бузуш дәриҗисигә берип йәткәнлики ирқий қирғинчилиқ җинайити дәп испатланған. Бу әһвал хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә учраватқан пәйттә, хитайниң чәтәллик саяһәтчиләрдин пайдилинип, уларни өзлириниң бу “тәшвиқат уруши” сепигә “чөпқәт” қилиши күнсайин зор диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.