Чолпанлар устази қеюм муһәммәдниң 3 йилдин бери тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.08.03
Чолпанлар устази қеюм муһәммәдниң 3 йилдин бери тутқунда икәнлики дәлилләнди Шинҗаң сәнәт институтиниң дотсенти, чолпанлар устази, актийор қеюм муһәммәд әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмсә)
Social Media

Норвегийәдики уйғуряр фонди турғузған тутқундики зиялийлар тизимликидә шинҗаң сәнәт институтиниң дотсенти, чолпанлар устази, актийор қеюм муһәммәдниңму исми орун алған. Мухбиримизниң узунға созулған ениқлашлири давамида, униң 3 йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнди.

Уйғур җәмийитидә “чолпанлар устази” дәп тонулған, көп қирлиқ сәнәткар қеюм муһәммәд 2017-йили уштумтут сәһнә, мунбәр вә сорунлардин тәңла ғайиб болғандин кейин, бу бошлуқ район вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан норвегийәдики уйғуряр фондиниң диққитини тартқан. Мәзкур фондниң йетәкчиси абдувәли аюп, қеюм муһәммәдниң хизмәт орни болған шинҗаң сәнәт институтиниң тор бетидин, униңға дәрс орунлаштурулмиғанлиқи вә тор бәттин, униңға аит барлиқ учурларниң өчүрүлгәнликини байқиған. Нәтиҗидә, абдувәли мунасивәтлик қаналлири арқилиқ қеюм муһәммәдниң бирқанчә мәшһур сәнәткар билән бирликтә, 2017-йилниң бешида тутқун қилинғанлиқидин хәвәр тапқан.

Телефонимизни қобул қилған мәзкур институтниң бир хадими дотсент қеюм муһәммәд һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди.

“қәшқәрдики һекайә” намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филиминиң режиссори, нөвәттә америкада яшаватқан паалийәтчи таһир һамутниң баян қилишичә, мәзкур филимда баш рол алған қеюм муһәммәд, болғуси келини мисирда оқуп кәлгән вә тутқун қилинған болғачқа, 2017-йилниң дәсләпки айлиридила турмушта егиз-пәсликкә йолуқушқа башлиған вә болғуси келинини қутқузушниң койида чепип йүргинидә, қара халта өзиниң бешиға кийдүрүлгән.

Шинҗаң сәнәт институтиниң кадирлар бөлүми хадими қеюм муһәммәд һәққидә учур елиш үчүн алақидар рәсмий қаналлар арқилиқ алақә қилишимизни тәвсийә қилди.

Таһир һамутниң тонуштурушичә, қеюм муһәммәд аваз артислиқи, сәһнә риясәтчилики, актийорлуқ, сәнәт маарипи қатарлиқ көп саһәдә мевә бәргән бир талант игиси болуп, у нөвәттики сәнәт чолпанлиридин абдулла абдуреһим, абдукерим аблиз қатарлиқ көп санда сәнәткарниң оқутқучиси икән.

Паалийәтчи абдувәли аюпниң баян қилишичә, қеюм муһәммәд көп қирлиқ сәнәткар вә пишқан сәнәт маарипчиси болуш билән бирликтә, униң хәйр-сахавәт ишлиридиму қозғаш вә йетәкләш күчи болған җамаәт әрбаблиридин икән.

Сәнәт институтиниң бир хадими қеюм муһәммәдниң илгири бир мәзгил тутуп тәкшүрүлгәнликини ашкарилиди, әмма униң қачан вә немә үчүн тәкшүрүлгәнлики вә тәкшүрүшниң нәтиҗиси һәққидә мәлумат бәрмиди.

Мәлум болушичә, қеюм муһәммәд “зивәрниң чевәрлики” вә “тәхәллус” қатарлиқ итотларда мувәппәқийәтлик рол алған вә алдинқи итоттики “рахман” образи билән җәмийәттә әстә қалған.

Сәнәт институтиниң йәнә бир алақидар хадими қеюм муһәммәдниң 3 йил аввал тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Әмма бу хадимму, униң ақивити һәққидә мәлумат бәрмиди.

Юқирида шинҗаң сәнәт институтиниң дотсенти, чолпанлар устази, актийор қеюм муһәммәдниң 3 йилдин буян тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.