Қирғизистан уйғурлири германийәдики уйғур-түрк тәшкилатлириниң қурбанлиқ ярдимини тапшуруп алди
2021.07.22
Қурбан һейит мусулманларниң әң муһим диний байрамлириниң биридур. Қирғизистан уйғурлири һейт-айәмләрдә өзлириниң дини пәрзлирини ада қилиш билән бир вақитта миллий әнәнилирини давам қилишқа тиришмақта. 20-Июл күни қирғизистандики уйғур җамаити өзлири турушлуқ җайлардики мәсчитләргә топлишип, қурбан һейт намизини бирликтә оқуди. Қурбан һейт намизидин кейин қирғизистан уйғурлири тупрақ бешини зиярәт қилишип, мәрһумларниң роһиға атап қуран тиливәт қилишти, андин өйлиридә қурбанлиқ қилишип, өз ара һейтлишип, һейт кәйпиятини йоқири көтүрди.
Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити көп йиллардин буян улуғ қурбан һейит байримида сахавәтлик ишларни елип бармақта. Бу йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә “иттипақ” җәмийитиниң башчилиқида қирғизистанниң чу вилайитидики йезиларда олтурақлашқан 400 ошуқ моһтаҗ аилиләргә қурбанлиқ гөш тарқитилди. Бу йиллиқ қурбанлиқлар дуня уйғур қурултийи, германийәдики түрк федератсийәси вә германийәдики шәрқий туркистан учур муркизидин әвәтилгән иди.
Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимов зияритимизни қобул қилип, “иттипақ” җәмийитиниң қурбанлиқ тарқитиш сахавәтлик ишлириниң он йилдин буян давам қиливатқанлиқини тилға алди.
Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити һәр йиллиқ рози һейт вә қурбан һейт мәзгилидә қирғизистан вә дунядики уйғурларниң әһвалини җамаәткә тонуштуруп кәлмәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур хәлқиниң мәдәнийәт байлиқлири, өрп-адәтлирини яш-өсмүрләргә билдүрүп кәлмәктә.
Дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакалатчиси розимуһәммәд абдулбақи зияритимизни қобул қилип, қурбанлиқларни әвәткән дуня уйғур қурултийи вә германийәдики түрк қериндашларға тәшәккүрини билдүраи. У корона вируси вабаси сәвәблик иқтисад төвәнләп, кишиләрниң турмуши начарлишип қалғанлиқини, әмма чәт әлләрдики қериндашларниң һәр йиллиқ һейт-айәмләрдә өзлиригә ярдәм қолини сунуватқанлиқини баян қилди.
Қурбанлиқ тарқитиш үчүн қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити мәхсус бир комитет қурди. Бу комитет көп йиллардин буян сахавәт ишлирини илгири сүрүп кәлмәктә. Дәсләп йезилардики йигит башлири тәрипидин йетим-мискинләрниң тизимлики тәйярлиниду, андин қурбанлиқ қой вә кала тәйярлиниду, кейин пакиз қушханилар таллинип, қурбанлиқ кесилиду. Парчилинип тәйяр болған қурбанлиқларни дәсләп йезиларға, андин шәһәрләрдики йигит башлири арқилиқ мәһәллиләргә әвәтилиду.
“иттипақ” җәмийити қурбанлиқ комитетиниң әзаси рәпқәт йүсүпов зияритимизни қобул қилип, қурбанлиқларни әвәткән вәтәнпәрвәр йигитләргә өз рәһмитини билдүрди, шундақла өзиниң илгири ғулҗа шәһиридә һейт өткүзгәнликини әсләп өтти.
Қирғизистан оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп вә зич олтурақлашқан мәмликәт болуп, бу әлдики уйғурлар өзлириниң миллий вә диний әнәнилирини яхши сақлап кәлмәктә. Һазир қирғизистанда һөкүмәтниң санлиқ мәлумати бойичә 60 миң әтрапида уйғур яшайду. Әмма уйғурлар өзлири болса нопусиниң буниңдин көп икәнликини ейтишмақта.