Қирғизистанда “ирпан фест” намидики уйғур мәдәнийәт фестивали башланди
2024.08.20
18-Авғуст күни қирғизистанниң иссиқ көл вилайитидики тоң йезисида “ирпан фест” намида уйғур мәдәнийәт фестивали башланди. Мәзкур фестивалға қирғизистан, қазақистан, өзбекистан вә башқа әлләрдин кәлгән уйғур сәнәткар, шаирлар вә зиялийлар қатнишип, өз маһарәтлирини намаян қилмақта.
“ирпан фест” дәп аталған мәзкур фестивал “ерпан” уйғур тәрәққият пирограммилирини қоллаш фонди тәрипидин уюштурулди. Мурасим төт күн давам қилидиған болуп, униңда уйғур тили, мәдәнийити вә тарихи тоғрисидики түрлүк мәзмунлар көргәзмә қилинидикән.
“ирпан фест” фестивали 17-авғуст күни бишкәк шәһиридә чәт әлләрдин кәлгән меһманларни күтүвелиш паалийити вә бирликтә наштилиқ қилиш билән башланди. Андин фестивал вәкиллири коллектип һалда тағларни арилап иссиқ көл тәвәсигә саяһәткә чиқишти.
“ирпан” фондиниң рәиси нурмуһәммәт кәнҗийев әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур мурасимниң мәқсити тоғрисида тохтилип өтти. У, бүгүнки күндә уйғурларниң җәм болуши вә уйғур мәдәнийити тоғрисида мәхсус паалийәт өткүзүши, муһим темиларниң бири дәп тәкитлиди.
Мәзкур мәдәнийәт мурасими башланған фестивал мәйдани уйғур миллий буюмлири вә уйғур хәлқиниң һаяти тәсвирләнгән рәсимләр билән зиннәтләнди. Қазақистандин кәлгән “чевәр қол” уюшмисиниң ханим-қизлири мурасим қатнашқучилирини уйғур миллий таамлири билән күтүвелишти. Радийомиз зияритини қобул қилған “чевәр қол” уюшмисиниң рәиси илякова мәрванәм ханим “ирпан фест” мурасимиға қатнишип, өзлириниң миллий әнәнилирини вә һүнәрлирини намаян қилғанлиқидин бәкму хурсән болғанлиқини изһар қилди.
Мәзкур мурасим қирғизистан дөләт гемини вә ерпан фондиниң рәиси нурмуһәммәт кәнҗийевниң ечилиш сөзи билән башланди, андин консерт пирограммилири көрситилди.
Өзбекистандин қатнашқан сәнәт доктори, өзбекистан дөләт консерваторийәсидики уйғур муқам бөлүминиң оқутқучиси гүлзирә абләт ханим, фестивал әһлигә уйғур нахшилирини тәқдим қилди. Өзбекистандин кәлгән һәкимә велямованиң рәһбәрликидики “әлнурә” вокал ансамбили, қазақистандин кәлгән “достлуқ” миллий чалғу әсваблар ансамбили, надия рембакийеваниң рәһбәрликидики “яшлар авази” вокал топи, яркәнттин кәлгән оғләм таһированиң рәһбәрликидики “дил саз” муқам ансамбили вә йәнә башқа сәнәт сөйәрләр өзлириниң нахшилири вә әвришим уссуллири билән тамашибинларниң қәлбини ләрзигә селишти.
Мәзкур мурасимға қатнашқан “достлуқ” миллий музика ансамбилиниң устази сабирҗан манашов радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур фестивалниң яш әвладлар үчүн әһмийити зор болған бир паалийәт икәнликини илгири сүрди.
“ерпан фест” паалийити давамида йәнә яш рәссамлар көргәзмиси болуп өтти. Шу көргәзмигә өзлириниң әсәрлирини намаян қилған сабрина тәлибҗанова зияритимизни қобул қилип, өз рәсимлиридә уйғур хәлқиниң тарихи вә иҗтимаий һаятини тәсвирлигәнликини тилға елип “йәтти қизлирим” әсири тоғрисида тәпсилий тохталди.
Уйғур мәдәнийити һәққидики бу фестивал қирғизистанда биринчи қетим өткүзүлүватқан болуп, оттура асиядики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән уйғур вәкиллири өзлириниң тәбрик сөзлири вә йүрәк сөзлирини “ирпан” фондиға, шундақла бу паалийәтни тәшкиллигүчиләргә изһар қилишти. Мурасимниң ахирида “ерпан” уйғур тәрәққият пирограммилирини қоллаш фонди қазақистан, өзбекистан вә қирғизистандики сәнәт топлириниң рәһбәрлирини, шундақла шаир вә илим игилирини медал, совғат вә тәқдирнамиләр билән мукапатлиди.