Қирғизистан уйғурлири җумһурийәтлик мәшрәптә мәрһум сәпдашлирини яд етишти
2023.02.27

25-Феврал қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити җумһурийәтлик чоң мәшрәп уюштурди. Мәшрәп сахавәтчи вә “иттипақ” җәмийитиниң асас салғучилиридин бири мәрһум илшат аббасоф вә “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси мәрһум ниғмәт босақофларға беғишланди. Мәзкур мәшрәпкә пайтәхт бишкәк шәһири вә чуй вилайитигә қарашлиқ наһийәләрдин кәлгән уйғур җамаәт вәкиллири, шундақла қазақистандин кәлгән зиялийлар вә бир топ сазәндиләрдин болуп, 500 дин ошуқ киши қатнашти.
Мәлумки мәшрәп уйғур хәлқиниң мәдәний ғурури вә әхлақий хәзиниси. Уйғурлар мәшрәптин пайдилинип яш әвладларни диний, вәтәнпәрвәр вә миллий роһи җәһәттин тәрбийәләйду. Шуни тәкитләп өтүш керәкки, қирғизистан уйғурлири җумһурийәтлик чоң мәшрәпни қәдимий мәшрәп қаидилири бойичә өткүзиду, йәни мәшрәптә йигит беши, қазибеги, пашаппбеги, көлибеги вә дарибәгләр өз вәзипилирини ениқ ада қилип уйғур хәлқиниң әнәниви коллектип тәртип қаидилирини көрситиду. Зияритимизни қобул қилған мәшрәпниң қазибеги ғәйрәт җаһаноф мәшрәп тәртипи бойичә сөзләп, мәшрәп қаидилирини яшларға өчмәс мирас қатарида қалдурушни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләп өтти.
Адәттә қирғизистан уйғурлири һәр бир җумһурийәтлик мәшрәпни уйғур хәлқи арисидин йетишип чиққан мунәввәр инсанларға вә тарихиға бағлап өткүзмәктә. Мәзкур мәшрәп қирғизистан уйғурлиридин чиққан икки унтулмас шәхскә беғишланған. Уларниң бири мәрһум илшат аббасоф қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити қурулғандин буян маддий ярдәмләрни уюштурушта башламчилиқ рол атқуруп “иттипақ” гезитиниң маддий мәсилисини һәл қилишта давамлиқ қоллиғучилиқ ролини ойниғаниди. Илшат аббасоф 2004-йили намәлум қатиллар тәрипидин етилип һаятидин айрилғаниди.
Мәшрәп беғишланған “иттипақ” җәмийитиниң йәнә бир ярқин вәкили мәрһум ниғмәт босақофтур. У, 1997-йили қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәисликигә сайланған. 2000-Йили намәлум қатиллар тәрипидин етилип һаятидин айрилған. Бу қатиллиқларниң һәммиси сирлиқ болуп буларни ениқлашниң қайил қиларлиқ нәтиҗиси оттуриға чиқмиған.
Бу мәшрәпниң саһибханлири шу икки мәрһумниң достлиридур. Мәзкур мурасим мәрһумларға вә йеқинда түркийәдә йәр тәврәш апитидә қаза қилғанларға атап қуран тилавәт билән башланди. Мәшрәп саһибханлириниң бири болған абдуғопур ахунбайеф зияритини қобул қилип, мәшрәп беғишланған һәр икки шәхс қирғизистан хәлқи вә уйғур хәлқи үчүн унтулмас ишларни қилған инсанлар дәп тәкитлиди.
Мәзкур мәшрәп давамида мәрһум илшат аббасофниң оғуллири ришат вә әнвәр аббасофлар көп йиллардин буян русийәдә яшиғанлиқи түпәйлидин уйғур тилида өз пикирлирини толуқ баян қилалмайдиғанлиқи үчүн кәчүрүм сорап, русчә сөзлигән нутуқлирида дадисиниң мәртлики вә милләтсөйәрликини әсләп қирғизистанда уйғурлар җәмийити бар икәнликигә бәк хушал болғанлирини ейтип уйғур җамаитигә өмлүк вә иттипақлиқ тилиди.
Бишкәктики җумһурийәтлик чоң мәшрәпниң тәртипи әнәниви уйғур мәшрәплириниң алаһидилики бойичә давам қилди. Алди билән риясәтчи әкбәрҗан бавудуноф мәшрәпниң йигит беши, қази беги, пашшап беги, көл беги, дарбеги вә сазәндиләр әркин садиқоф, шөһрәт яқубоф, алимҗан розийеф вә алмута шәһиридин тәклип қилинған “сәнәт өмики” топини мәшрәп әһлигә тонуштуруп өтти.
Радийомиз зияритини қобул қилған мәзкур мәшрәпниң сазәндиси һәм яшлар мәшрипиниң әзаси алимҗан розийеф, бүгүнки күнләрдә чоңлар елип барған мәшрәп билән яшлар мәшрипиниң пәрқи, миллий әсвабларниң йоқилиши вә ана тил мәсилисини тилға елип, яшларниң җумһурийәтлик чоң мәшрәпләрдин пайдилинип миллий өрп-адәтлирини сақлашқа тиришиватқанлиқини ейтти.
Мәзкур мәшрәпкә йәнә қазақистандики алмута шәһиридин кәлгән профессор турсунмуһәммәд розийеф тәклип қилинди. Зияритимизни қобул қилған турсунмуһәммәд әпәнди, қазақистанда өткүзүлидиған мәшрәпләр билән қирғизистанда өткүзүлүватқан мәшрәпләрниң өткүзүлүш усули вә тәртиплиридики бәзи охшимаслиқларни тилға елип өтти.
Уйғур мәшрәплири қәдимки заманлардин буян уйғурлар арисида давамлишип келиватқан бир миллий әнәнә болуп һесаблиниду. Қазақистан, қирғизистан вә уйғур елидики уйғурлар бу мәшрәпләрни йәнә 30 оғул мәшрипи дәпму атиған.