Қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқ байримини қутлаш паалийитигә уйғурларму қатнашти
2019.09.02

31-Авғуст күни қирғизистанда миллий мустәқиллиқ байрими қутланди.
1991-Йили сабиқ совет иттипақи йимирилип, униң тәркибидики һәрқайси иттипақдаш җумһурийәтләр арқа-арқидин мустәқиллиқ җакарлиди. Шу қатарида қирғизистанму 1991-йили 31-авғуст күни өз мустәқиллиқини җакарлиған иди.
31-Авғусттики мустәқиллиқ байримиға қирғизистанда яшаватқан уйғурларму қатнишип, өзлириниң миллий әнәниви байлиқлири билән қирғизистанниң мустәқиллиқ күнини тәбриклиди.
Радийомиз зияритини қобул қилған қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқ байриминиң бу дөләттә яшаватқан һәр милләт хәлқиниң, шу җүмлидин уйғурларниңму байрими икәнликини, шу мунасивәт билән бу йил “иттипақ” җәмийитиниң қирғизистан мустәқиллиқиниң оттуз йиллиқини тәбрикләш паалийити уюштурғанлиқини билдүрди.
Бишкәк шәһириниң “қурманҗан датқа” намлиқ мәйданида қирғизистан хәлқ бирләшмиси уюштурған мустәқиллиқ байримини қутлаш мурасимида қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийити яшлар комитети мәхсус чедир тикип, уйғурларниң миллий кийим-кечәклири, вә күндилик турмуш буюмлирини намаян қилди. Мәзкур мәйдан пайтәхт шәһириниң нәқ мәркизигә җайлашқан болғачқа уйғурлар өткүзгән мурасимни 1000 ға йеқин киши зиярәт қилди. Уларниң қатарида русийә, явропа вә америкадин кәлгән саяһәтчиләрму бар иди.
Саяһәтчиләр уйғур чедирини зиярәт қилип, уйғурларниң допписини кийип сүрәтләргә чүшти. Улар бүгүнки уйғур хәлқиниң еғир вәзийитидин хәвәрдар икәнликини билдүрүшти. Радийомиз зияритини қобул қилған вашингтон шәһиридин кәлгән саяһәтчи ханим-әпәндиләр хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясити вә уларни лагерларға қамиғанлиқи һәққидә гезитләрдин вә чәтәлләрдики уйғурларниң наразилиқ намайишлиридин билидиғанлиқини баян қилишти.
Уйғур чедирини йәнә президент мәһкимисидики аз санлиқ милләтләр вә диний ишлар бөлүминиң башлиқи таҗимәмәтоф санҗар әпәндиму зиярәт қилип, бу йәргә қоюлған қәдимий самавәрларни көрүп һәйран болғанлиқини билдүрди.
Қирғизистан хәлқ бирләшмиси мәдәнийәт бөлүминиң башлиқи айнагүл чолова мәзкур байрамниң милләтләр ара иттипақлиқни күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тилға алди. У бу хил мурасимларда уйғур җамаитиниң алаһидә актиплиқ билән қатнишидиғанлиқини тәкитләп өтти.
У мундақ деди: “биз бүгүн қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқиға беғишланған чоң мурасимни өткүзүватимиз. Мәзкур мурасимға 20 дин ошуқ етникилиқ уюшмилар қатнашти. Көргәзмиләр уюштурулди. Һәрқайси хәлқләрниң қол һүнәр сәнити вә күндилик буюмлири намаян қилинди. Бу мурасимларниң мәқсити милләтләр ара иттипақлиқни вә өз-ара һөрмәтни күчәйтиштин ибарәттур. Мениңчә, биз мәқситимизгә йәттуқ. Барлиқ милләтләрниң уюшмилири яхши тәйярлиқларни қилишти, лекин мениң шәхсий көз қаришимда уйғурлар һәр даим бундақ мурасимларда алаһидә тәйярлиқлар билән қатнишиду.”
Бу мурасимда “қурманҗан мәйданида” консерт уюштурулди. Қирғизистан хәлқ артисти султан кәримоф гүзәл нахшилирини орундап тамашибинларниң қәлбини ләрзигә кәлтүрди. Консерт давамида йәнә уйғур миллий уссуллириму орундалди. Радийомиз зияритини қобул қилған султан кәримоф мустәқил қирғизистанда һәр милләт хәлқиниң баравәр, инақ вә өм яшаватқанлиқини, шу қатарида уйғурларниңму зор тәрәққиятларға игә болуватқанлиқини билдүрди.
Шуни тәкитләп өтүш керәкки, 1930-йиллирида сталин һөкүмранлиқидики сабиқ советлар иттипақида, болупму совет иттипақиниң оттура асиядики өзбекистан вә қирғизистан иттипақдаш җумһурийәтлиридә яшайдиған уйғурларға қарита қаттиқ бесимлар елип берилгән иди. Шу сәвәбтин уйғурларниң көп қисми өзини өзбек яки қирғиз тизимлитишқа мәҗбур болған иди.
Мустәқиллиқ байримини қутлаш мурасимлири йәнә иссиқ-ата наһийәсиниң мәркизи кант шәһиридиму уюштурулди. Мәзкур наһийәдики уйғур җамаити уйғур йемәк-ичмәк йәрмәнкиси уюштурди. Мурасимда тонулған нахшичи нуртай абдурәһим нахша ейтти, “юлтуз” ансамбили уссул орундап тамашибинларниң алқишлириға еришти.