Қирғизистан вә өзбекистанниң мустәқиллиқи шу дөләтләрдә яшайдиған уйғурларға немиләрни ата қилди?

Бишкәктин ихтиярий мухбиримиз ферузә тәйярлиди
2024.09.07
qirghizistan-jalalabad-01 Қирғизистанниң җалал абад шәһиридики уйғур миллий уссули. 2024-Йили 31-авғуст, җалал абад
RFA/Feruze

1991-Йилниң 31-авғуст күни қирғизистан, 1-сентәбир күни өзбекистан иттипақдаш җумһурийәтлири сабиқ совет иттипақидин айрилип өз мустәқиллиқини җакарлиғаниди. Миллий мустәқиллиқ оттура асияда йеңидин туғулған дөләтләрдики асаслиқ милләтләргила әмәс, бәлки бу дөләтләрдә яшайдиған уйғурлар үчүнму йеңи мумкинчиликләрни яратқан иди. Буниң рошән бәлгилиридин бири оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур җамаитидә миллий кимлик туйғусиниң җанлинишидур.

Қирғизистандики тәнтәнә мурасимидин бир көрүнүш. 2024-Йили 31-авғуст, қирғизистан
Қирғизистандики тәнтәнә мурасимидин бир көрүнүш. 2024-Йили 31-авғуст, қирғизистан
RFA/Feruze

Уйғурларниң тарихий вәтини болған шәрқий түркистанниң сиртида әң көп уйғур аһалилири оттура асиядики һәр қайси дөләтләрдә яшайду. Сабиқ совет иттипақи дәвридә уйғурлар чегра һалқиған бир милләт болуш сүпити билән совет-хитай арисидики мурәккәп мунасивәттә гео-сиясий ролға игә хәлқ болғаниди. Шу сәвәбтинму оттура асия җумһурийәтлиридики уйғурлар совет дәвридә мәлум мәдәнийәт имтиязлиридин бәһримән болған болсиму, әмма сталинниң 1930-йиллардики бастуруш сиясити җәрянида оттура асиядики қериндаш хәлқләр билән бирликтә еғир паҗиәләрни бешидин өткүзгән, миллий кимлики дәпсәндә қилинған иди. Буниң нәтиҗисидә қирғизистан вә өзбекистандики көплигән уйғурлар өзлирини “қирғиз” яки “өзбек” дәп тизимлитишқа мәҗбур болғаниди. 1985-Йили горбачев тәхткә чиққандин кейин, сабиқ советлар иттипақида йеңи ислаһатлар башлинип, совет иттипақи тәркибидики миллий җумһурийәтләрдә җиддий өзгиришләр мәйданға кәлди. 1991-Йили сабиқ советлар иттипақи парчилинип, униң тәркибидики һәр қайси җумһурийәтләр арқа-арқидин мустәқиллиқ җакарлиди.

Ташкәнт шәһириниң уйғур мәркизиниң рәиси алимҗан заетов тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, ташкәнт
Ташкәнт шәһириниң уйғур мәркизиниң рәиси алимҗан заетов тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, ташкәнт
RFA/Feruze

Өзбекистан вә қирғизистан җумһурийәтләрниң мустәқиллиқ байрими мунасивити билән мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирләшмисиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди, иҗтимаий таратқулар арқилиқ өзбекистан вә қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқ байримини тәбриклиди. Бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилған һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди, өзбекистан вә қирғизистанда нурғун уйғур аһалилириниң яшиғанлиқини тилға алди. У, оттура асиядики қериндаш түркий хәлқләрниң мустәқиллиқиниң уйғур хәлқигә үмид вә күч беғишлайдиғанлиқини билдүрди.

Қирғизистан мустәқил болғандин кейин, бу дөләттә яшайдиған уйғурлар мустәқил қирғизистанниң асасий қануниға асасән өзлириниң тәшкилатини қурди, йәни алди билән қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитини, арқидин уйғур тилида нәшр қилинидиған “иттипақ” гезитини чиқиришқа башлиди. Қирғизистандики уйғур җамаитиниң актип әзаси, дуня уйғур аяллар бирликиниң қирғизистандики рәиси чәшмәм мухтарова ханим, қирғизистанниң мустәқиллиқи бу дөләттики уйғурларға, шу җүмлидин уйғур ханим-қизлириға билим саһәсидә нурғунлиған мумкинчиликләрни яритип бәргәнликини тилға алди.

Өзбекистандики уйғур җамаәт әрбаби халмурат манаев медал билән тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
Өзбекистандики уйғур җамаәт әрбаби халмурат манаев медал билән тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
RFA/Feruze

31-Авғуст күни қирғизистанниң һәр қайси җайлирида тәнтәнилик тәбрикләш паалийәтлири болуп өтти. Пайтәхт бишкәк шәһиригә русийә вә явропа әлләрдики образ чолпанлири тәклип қилинған болса; иссиқкөл, ош, җалалабад вилайәтлиридә тәнтәнилик хатириләш паалийәтлири уюштурулди. Җалалабад шәһиридики уйғурларниң “иттипақ” җәмийити рәиси әлишир насирахунов әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йиллиқ мустәқиллиқ байримида уйғур миллий уссуллириниң биринчи болуп орундалғанлиқи, буниң җалалабадтики уйғур җамаитигә зор миллий иптихарлиқ һес қилдурғанлиқини тәкитлиди.

“әлнур” ансамбилиниң бәдиий рәһбири һәкимә вилямова медал билән тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
“әлнур” ансамбилиниң бәдиий рәһбири һәкимә вилямова медал билән тәқдирләнмәктә. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
RFA/Feruze

Өзбекистан җумһурийити 1-сентәбир күни миллий мустәқиллиқ байримини нишанлиди. Мәлум болушичә, өзбекистандики уйғурлар көп йиллардин буян тилға елинмай кәлгән болуп, һәтта һөкүмәт истатистикисидиму нопус сани ениқ берилмәй кәлгән. 2016-Йилдин кейин йеңи пирезидент шавкәт мирзияйевниң һакимийәт бешиға келиши билән бу вәзийәт өзгәргән. Ташкәнттә уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулуп, уйғур тилида “тәклимакан” журнили нәшр қилинишқа башлиған, шундақла көплигән мәдәний паалийәтләр өткүзүлидиған болған. Ташкәнттики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси алимҗан зайетов әпәнди зияритимизни қобул қилип, кейинки йилларда өзбекистан һөкүмити җумһурийәт тәвәсидики һәр қайси милләтләргә, җүмлидин уйғурларға нурғун мумкинчиликләрни яритип бәргәнликини тилға алди.

Өзбекистан мәдәнийәт министирлиқиниң үлгилик ансамбили әлнурниң артислири сәнәт номури орунлаватиду. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
Өзбекистан мәдәнийәт министирлиқиниң үлгилик ансамбили әлнурниң артислири сәнәт номури орунлаватиду. 2024-Йили 1-сентәбир, өзбекистан
RFA/Feruze

Өзбекистан җумһурийити мәдәнийәт министирлиқиниң “үлгилик ансамбили” намиға еришкән “әлнур” ансамбилиниң бәдиий рәһбири һәкимә вилямова ханим, радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур җамаитиниң җумһурийәтниң түрлүк паалийәтлиригә актип қатнишиватқанлиқини вә һәр хил тәқдирнамиләргә еришиватқанлиқини билдүрди.

Қирғизистан вә кейинки йилларда өзбекистандики уйғурлар хәлқарадики уйғур тәшкилатлири, җүмлидин дуня уйғур қурултийи билән уйғур академийәсиниң паалийәтлиригә актиплиқ билән қатнашмақта, шундақла әза болмақта. Шуниң билән бир вақитта, бу икки җумһурийәттики уйғур җамаити өзлириниң ана тили, мәдәнийити вә миллий кимликини сақлап қелиш һәм раваҗландуруш үчүн җиддий тиришчанлиқларни көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.