Қирғизистан уйғурлири рамазан ейида миллий вә диний әнәнилирини давамлаштурмақта

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2023.03.29
qirghizistan-ramazan-1.jpg Қирғизистан уйғурлири рамазан ейида миллий вә диний әнәнилирини давамлаштурмақта вә балилар билән мәнилик паалийәтләрни қилмақта. 2023-Йили 23-март, бишкәк.
RFA/Féruze

Мусулман дуняси бу йил 23-март күни муқәддәс рамазан ейини күтүвалди. Қирғизистандики уйғур җамаитиму мәмликәттики башқа хәлқләр билән бирликтә бу йиллиқ рамазан еййини хошаллиқ вә үмид илкидә күтивалди. Улар рамазан ейида имканқәдәр өзлириниң диний пәрзлирини ада қилишқа, таәт-ибадәтлирини биҗа кәлтүрүшкә тиришмақта.

Радийомиз зияритини қобул қилған бишкәктики сиясий пәнләрниң магистр намзати абдурәһим һапизи, сабиқ совет иттипақи дәвридә коммунист реҗим түпәйли һәрқайсий милләтләрниң миллий вә диний адәтлири һәмдә рамазанлиқ таәт-ибадәтлириниң чәкләнгәнликини; оттура асия җумһурийәтлири мустәқиллиққа еришкәндин кейин, хәлқниң диний етиқад әркинликиниң қайтидин қолға кәлгәнлики; әмма толиму әпсус, коммунист хитайниң шәрқий түркистандики йоқири бесимлиқ бастуруш сиясити түпәйли вәтәндики уйғур хәлқиниң барлиқ миллий вә диний һоқуқлардин мәһрум қалғанлиқини ечиниш илкидә әскәртип өтти.

Нөвәттә һөкүмәт истатискиси бойичә, қирғизистанда 60 миң әтрапида уйғур аһалиси яшимақта, әмма авам ичидә қирғизистандики уйғурларниң нопусиниң буниңдинму көп икәнликини илгири сүридиғанлар мәвҗут. Һөкүмәт истатискиси бойичиму уйғурлар нопус җәһәттин қирғизистанда 5 орунни игиләйду. Қирғизистандики уйғурлар барлиқ мумкинчиликлирини иштилип, өзлириниң миллий әнәнилирини вә диний етиқадини чиң сақлашқа тиришмақта.

Қирғизистан уйғурлири рамазан ейида миллий вә диний әнәнилирини давамлаштурмақта вә балилар билән мәнилик паалийәтләрни қилмақта. 2023-Йили 23-март, бишкәк.

Зияритимизни қобул қилған “иттипақ җәмийити” аяллар кеңишиниң сабиқ рәиси турсунай ислам, 1960-йиллирида шәрқий түркистандин қирғизистанға көчүп чиққан уйғурларниң диний етиқадиниң наһайити күчлүк болғанлиқини, улар һәтта сабиқ совет иттипақи дәвридиму өзлириниң миллий вә диний адәтлирини сақлашни давам қилғанлиқи, шу сәвәбтин уларниң бүгүн қирғизистанда яшаватқан әвладлириниң күчлүк миллий вә диний кимликкә игә болғанлиқини тәкитләп өтти. У, қирғизистан мустәқил болғандин кейин, һәрқайсий хәлқләрниң өз кимлики вә мәдәнийитини тәрәққий қилдурушиға шараит яритилғанлиқи, уйғурларниңму бу имканийәтләрдин пайдилинип, өзлириниң миллий вә диний мәдәнийәтлирини алға силҗитишқа тиришиватқанлиқини баян қилди.

Қирғизистан мустәқил болғандин кейинму хели узун мәзгилләргичә совет идеологийәси вә коммунизм мәпкуруси қалдурған җараһәтләр түпәйли бир қисим кишиләр диний мәдәнийәткә вә диний паалийәтләргә сәлбий нәзәр билән қарап кәлгән иди. Әмма мустәқиллиқтин кейин туғулған яш әвладлар совет дәвридики кишиләргә охшимиған һалда өзлириниң миллий вә диний кимликигә күчлүк дәриҗидә әһмийәт бәрмәктә. Шу җумлидин уйғур яшлириму өзлириниң миллий вә диний әнәнилирини тонушқа, уни давамлаштурушқа тиришип кәлмәктә. Мана шу паалийәтләрниң бирси бу йиллиқ рамазан ейиға беғишланған “сәмимий рамизан” намлиқ мурасимдур. Мәзкур мурасим яш уйғур қизи шаһадәт арупованиң йеттәкчиликидә елип берилди. Бу мурасимға мәхсус ханим-қизлар тәклип қилинип, рамазан ейи вә роза тутушниң хасийити тоғрисида көплигән мәлуматлар берилди. Зияритимизни қобул қилған шаһадәт арупова бу паалийәтниң мәхсити тоғрисида тохтилип мундақ деди:

“әссаламу әләйкум, биз уюштурған бу паалийәтниң асасий мәқсити җамаитимизгә рамазан ейиниң һәқиқий мәнисини йәткүзүштур. Чүнки бәзи кишиләр рамазан ейини адәттики айлардин һеч пәрқи болмиған бир ай дәп билишиду, йәнә бәзилири униңға сәл қарайду. Һәммизгә мәлумки, рамазан ейида роза тутимиз, бу роһимизни, қәлбимизни вә етиқадимизни пакизлаш ейидур. Биз бу айниң хасийәтлиридин толуқ пайдилинишимиз керәк. Аллаһ таалаһ бизгә шунчилиқ чәксиз рәһмитини вә мәрһәмитини ата қилған. Шуңа биз рамазан ейида нийәтлиримизни пакизлап, диний әмәлләрни қилишқа тиришишимиз керәк. Мениң пикримчә, рамазан ейи биз үчүн әң сәмимий пурсәттур.”

Мәзкур паалийәткә қатнашқан “иттипақ” җәмийити илим комитетиниң рәиси зарина ибдиминова ханим бу мурасимдин алған тәсиратлирини биз билән ортақлашти.

Қирғизистан уйғурлири бу йиллиқ рамазан ейида роза тутуш билән бир вақитта йәнә сахавәтлик ишларниму елип бармақта. Улар милләт айримастин моһтаҗ аилиләргә мәддий ярдәмләрни берип турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.