Қирғизистан уйғурлири өзлиригә йеңи рәис сайлиди
2023.03.14
12-Март күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһириниң әтрапидики арзу намлиқ чоң ресторанда қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң нөвәттики 10-қурултийи болуп өтти. Униңға қирғизистанниң чуй, ош, иссиқ көл вилайәтлиридики вә бишкәк һәм униң әтрапидики уйғурлар зич олтурақлашқан йезилардин 485 уйғур вәкил қатнашти. Шундақла қирғизистан хәлқ ассамблейәси кеңишиниң тәркибидики аз-санлиқ милләтләр вәкиллириму мәзкур қурултайға қатнашти.
Қирғизистан уйғурлири қурултайни җамаәтниң һәммидин муһим йиғини дәп билиду. Һәр төт йил ичидә қирғизистан уйғурлири қурултай өткүзүп, рәис вә мәркизий кеңәш толуқ һесабат берип йеңи рәис сайлиниду. Буларниң һәммиси низамнамә билән болиду.
“иттипақ” гезитиниң феврал ейидики санида билдүрүлүшичә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәисликигә икки намзат көрситилгән. Улар 1969-йили чуй вилайитиниң соқулуқ наһийәсидә туғулған телибайеф әсәд вә 1956-йили чуй вилайитиниң аламедин наһийәсидә туғулған турсунтай сәлимофлардур. Лекин қурултайниң алдида телибайеф әсәд истепа йезип рәисликкә сайлиништин ваз кәчти.
Қурултай башлиниш алдида биз уйғур аяллири бирликиниң қирғизистандики рәиси чәшмәм мухтәровани зиярәт қилдуқ. У: “иттипақ” җәмийитиниң рәисликигә намзитини көрсәткән турсунтай сәлимофниң қирғизистан җумһурийити алий кеңишигә икки қетим әза болғанлиқини тәкитләп, униң уйғур хәлқини илгири сүрдүридиған вә җиддий мәсилиләрни һәл қилалайдиған рәһбәрләрниң бири болушини үмид қиливатқалиқини ейтти. .
Йиғин қирғизистан җумһурийитиниң дөләт марши билән рәсмий ечилип, йиғинға тәшкилий һәйәтниң рәиси пәридә низамидинова риясәтчилик қилди.
Мәзкур қурултай күн тәртипи рәис әсқәр қасимофниң һесабат доклати, тәптиш вә малийә һәйитиниң доклати “иттипақ” җәмийитиниң йеңи рәисини вә мәркизий кеңәш әзалирини сайлап чиқиш һәм бир қатар җәрянлардин ибарәттур.
Йиғинда дәсләп “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф төт йиллиқ иш-паалийити тоғрилиқ һесабат берип, милләт дәвасини қилиш һәр бир инсаниң пәрзи дәп тәкитлиди.
Қурултайда сөз қилған қирғизистан хәлқ қурултийи кеңишиниң муавин рәиси, етник қирғизлар җәмийитиниң рәиси музафар абдуллайеф қурултай вәкиллиригә салам йоллап, “уйғурлар қирғизистан хәлқлири ичидә көп санлиқ милләтләрдин бири” дәп тәкитләш билән биргә йәнә уйғур хәлқини өзиниң қериндаш миллити дәп билидиғанлиқини ейтти.
Йиғин давамида сөзгә чиққан қирғизистан алий кеңишиниң сабиқ әзаси пәрһат тулендибайеф сөз қилип уйғурларниң қирғизистан тәрәққиятиға һәр саһәләрдә зор һәссиләрни қошқанлиқлирини тәкитләп өтти.
Йиғин ахирида йәкүн чиқирилип, “иттипақ” ниң “төт йиллиқ паалийити қанаәтлинәрлик болди” дәп баһаланди. Қурултайниң иккинчи басқучида йиғин қатнашқучилири бир еғиздин турсунтай сәлимофниң намзитини қоллап, аваз беришти. Андин җәмийәтниң тәптиш һәйити вә мәркизий кеңәш сайланди. Қурултайда мәркизий кеңәш әзаси болуп сайлинип чиққан уйғур яш әзиз худабәргәноф зияритимизни қобул қилип, сәпдашлири билән йеңи көз қарашта өз миллити үчүн хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Қурултайда иссиқ көл вилайитигә вәкиллик қилған филологийә пәнлириниң профессори абдуллайеф сәйфулла зияритимизни қобул қилип, сабиқ рәис әсқәр қасимоф иссиқ көл вилайитиниң җамаити билән қоюқ мунасивәттә болғанлиқини тилға елип, йеңи сайлинип чиққан рәис турсунтай сәлимоф заманиви тәләпләргә асас қилип, болупму уйғур тил мәсилисини һәл қилишида илгири сүрәләйдиғанлиқидин үмидвар болғанлиқини билдүрди.
Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити 1989-йили 17-декабир қурулған. Шу 34 йил җәрянида җәмийәткә 6 рәис рәһбәрлик қилған. 10-Қурултайда турсунтай салимоф 7-нөвәтлик рәис болуп сайланди.