Қирғизистан уйғурлири йәкән елишқу қирғинчилиқини хатирилиди
2023.07.31
28-Июл күни қирғизистан уйғурлири бишкәк шәһириниң йенидики новопокрофка мәһәллисигә җайлашқан достлуқ мәсчитигә җәм болуп, 2014-йили 28-июл күни йәкән наһийәсиниң елишқу йезисида йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқта шеһит болған қериндашлириға атап хәтмә қуран қилишти. Мурасимға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллиләрниң йигит башлири, аһалилиридин болуп 60 тин ошуқ киши қатнашти.
Мәзкур мурасим дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақийефниң тәшәббусида уюштурулди. Радийомиз зияритини қобул қилған розимуһәммәт әпәнди өз қарашлирини билдүрүп: “йәкән елишқу қирғинчилиқи уйғур хәлқиниң тарихидики йеңи бир паҗиәлик қисмәт” деди.
Буниңдин илгири дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди йиғин уюштуруп, йәкән наһийәсиниң елишқу-ханди йезилирида йүз бәргән қанлиқ паҗиәдә өлтүрүлгән кишиләрни хатириләшкә чақириқ қилғаниди. Қирғизистан уйғурлири бу чақириққа аваз қошуп, бәзи бир мурәккәп мәсилиләрдин атлап өтүп, дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақийефниң тиришчанлиқи билән мәзкур хатириләш мурасимини уюштурди.
Мәзкур мурасимға қатнашқан қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити ақ-сақаллириниң бири ғәйрәт җаһаноф әпәнди зияритимизни қобул қилип, йәкән елишқу қирғинчилиқи тоғрисида өз қарашлири вә мәлуматлирини билдүрди.
Қирғизистан уйғурлири өзлириниң миллий әнәнилири вә өрп-адәтлирини яхши сақлап кәлгән болуп, улар өз миллий мәдәнийитини техиму раваҗландурушқа вә уйғур елидики сиясий вәзийәткә қарита өз ипадилирини һәм наразилиқлирини билдүрүшкә тиришиду. Лекин қирғизистан өз дөләт мәнпәәтлирини ойлап, хитай һакимийити билән болған һәр түрлүк һәмкарлиқ мунасивәтлирини күнсери күчәйтип кәлмәктә. Бу, қирғизистан уйғурлириниң паалийәтлиригә бәлгилик тәсир көрсәтмәктә. Шундақ болсиму, қирғизистан уйғурлири уйғур диярида йүз бәргән 5-апрел барин инқилаби, 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи, 5-июл үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқи қатарлиқ зор вәқәләрни хатириләп, қирғинчилиққа, бастурушқа учриған қериндашлирини түрлүк шәкилдә яд етип кәлмәктә.