Қирғизистан уйғур яшлири чоң утуқларға игә болмақта
2019.08.20
17-Авғуст күни орта асияда даңлиқ “вонама фешн” мода өйиниң шагиртлири өз иҗадийәтлирини намаян қилишти.
Мәзкур мода намайиши арзубек аманоф уюштурған мәхсус кийим лайиһәлигүчиләр мусабиқисиниң нәтиҗиси елан қилинди. Мәзкур мода паалийити бишкәк шәһиридики “хангар медиа” мәркизидә уюштурулди. “вонама фешн” мусабиқисигә яш уйғур лайиһәлигүчи гүлбану һашимова қатнишип үчинчиликкә еришти.
“вонама фешн” мода өйи яш лайиһәлигүчиләрни қоллаш үчүн бу хил паалийәтләрни үч йилдин буян уюштуруп кәлмәктә. Игилинишичә бу паалийәт юқири дәриҗидә өткүзүлүп, қатнашқучиларға чоң мумкинчиликләрни яритип беридикән. Дәсләптә мәзкур мода мусабиқисигә 21 лайиһәлигүчи қатнашқаниди. Уларниң ичидә уйғур кийим лайиһәлигүчиси гулбану һашимоваму бар иди. Радио зияритимизни қобул қилған “вонама фешн” мода өйиниң рәһбири арзубек аманоф, қатнашқучилар үч айдин буян тәйярлиқ қилип һәр хил техникиларни қоллиниш нәтиҗисидә өзлири лайиһилигән кийим модилирини намаян қилғанлиқи, шундақла гүлбану һашимованиң чевәрликини баян қилди.
У мундақ деди: “растини ейтқанда биз көп тәйярлиқ қилдуқ. Шагиртларниң көп қисми тәҗрибисиз лайиһәлигүчиләр иди. Лекин үч айдин буян тиришип өгинип, бүгүнки мусабиқидә өзлириниң маһарәтлирини намаян қилмақта”.
Мода мусабиқисиниң тәләплири бойичә һәр бир қатнашқучиға тапшуруқ берилди. Улар пәқәт икки рәң ишлитип үч хил байрамлиқ либас лайиһәлиши керәк иди. Гүлбану һашимова өзиниң лайиһилигән кийим модилири йиғиндисини “йипәк йоли” дәп атап көк вә алтун рәңләрни ишләтти. Радийомиз зияритини қобул қилған гүлбану һашимова өзиниң немә үчүн көр рәңни таллиғанлиқини чүшәндүрүп, буни уйғур байриқиға охшитиш билән биргә бу рәңни йәнә әркинлик рәңги дәп тонуғанлиқини тәкитлиди.
“вонама фешн” мода мусабиқиси қирғизистан кийим модиси саһәсидики әң муһим вә юқири дәриҗидики бир паалийәт дәп санилиду. Мәзкур паалийәткә 300 дин ошуқ тамашибин қатнашти. Радио зияритимизни қобул қилған яш уйғур қизлар, “вонама фешн” кийим лайиһиләш мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә уйғур қизи нәтиҗигә еришкәнликидин бәк ғорурлиниватқанлиқини изһар қилишти.
Қирғизистан оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан бир мәмликәт. Сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин қирғизистан өз мустәқиллиқиға еришип, шу дөләттә яшаватқан аз санлиқ милләтләргә өз мәдәнийәт-сәнитини раваҗландурушқа мумкинчилик яритилип берилди. Уларниң қатарида уйғурларму өзлириниң миллий әнәнилирини сақлап қелишқа тиришип, миллий саз вә уссул ансамбили қуруп, юқири дәриҗидики мусабиқиләргә қатнишип уйғур мәдәнийитини тонуштуруп кәлмәктә. Радио зияритимизни қобул қилған “интизар” миллий саз ансамбилиниң муавин рәһбири турсунай ислам қирғизистан уйғур сазәндилириниң утуқлири һәққидә баян қилип, төвәндикиләрни көрсәтти.
Шуни тәкитләп өтүш керәкки, йеқинқи йиллардин буян қирғизистан уйғурлири, болупму яшлар өз миллий кимликигә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Ана тил мәсилиси чоң вә әң муһим мәсилисигә айланғанлиқи сәвәбидин, уйғур яшлар гөдәкләр үчүн тонулған картон филимларни уйғур тилиға тәрҗимә қилишти. яшларниң өм болуши вә уларниң билимлирини көпәйтиш үчүн билим мусабиқилири уюштурулуп келинмәктә. Радио зияритимизни қобул қилған новопокровка йезилиқ гимназийәниң мудири пәридә низамидинова қирғизистан уйғур яшлириниң паалийәтлири тоғрисида тохтилип төвәндикиләрни көрсәтти.
Радио зияритимизни қобул қилған яш кийим лайиһәлигүчиси гүлбану һашимованиң аниси нилюфәр ханим, бир ана сүпитидә қизиниң нәтиҗисидин бәк пәхирләнгәнликини көрситип, өзиниң келәчәктә уйғур миллий кийим-кечәк сәнитини техиму намаян қилиш үчүн өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридин вә имкан болса уйғур дияридин әтләс вә башқа миллийликкә игә рәхт һәм тоқумичилиқ материяллирини елип келип, қизиниң техиму көп уйғур миллий кийим лайиһилирини ишләп чиқишини вә уни уйғурлар арисида тарқитишни халайдиғанлиқини тәкитлиди.
Рәсмий мәлуматларға қариғанда қирғизистандики уйғур аһалиси 60 миңға йеқин дәп санилиду. Улар өз қабилийити билән һөкүмәт тәқдирнамилиригә еришип, шундақла һәр саһәләрдә юқири унванларға игә болушти. Уларниң қатарида қирғизистанда тонулған нахша чолпини, қирғизистан хәлқ артиси султан кәримоф, қирғизистанда хизмәт көрсәткән рәссам сабит бабаҗаноф, қирғизистан хәлқ артиси зәйтунә наринбайева, медитсина саһәләрдә нурмуһәммәт бабаҗаноф, ярмуһәммәт абдулбақи вә башқилар өз саһәлиридә пүтүн қирғизистан бойичә мәшһур әрбаблардур. Испорт саһәләрдиму нурғун қабилийәтлик испортчилар бар. яшлар арисидиму өз миллитини тонутқан яш сәнәткарлар зарина ибдиминова, гүлназ мәхсутова, зәйтунә хатбақийевалар хәлқаралиқ дәриҗидики тәқдирнамиләргә игә болушти.